Доктор шүкран оғуз: “китабимни шәрқий түркистан миллий күриши вә қәһриман уйғур хәлқигә беғишлидим”
2024.02.15

2017-Йилидин кейин уйғур мәсилисиниң юқири көтүрүлүшидин вә бәзи дөләтләр уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилғандин кейин, уйғурларниң тарихи, мәдәнийити, нөвәттики вәзийити вә уйғурларниң узундин буян елип бериватқан миллий әркинлик күришигә болған қизиқишму күчәймәктә. Бу кишиләрдин бири университет оқутқучиси доктор шүкран оғуз ханимдур. У, йеқинда йоруқ көргән “уйғур тарихий қошақлири һәққидә тәтқиқат” намлиқ китабиға “шәрқий түркистан миллий күриши вә қәһриман уйғур хәлқигә беғишлаймән” дегән сөзлирини йезиш билән китабниң кимгә аталғанлиқини көрсәтти.
Мәзкур китаб измирдики “парадигма академийә нәшрияти” 1-айниң 29-күни нәшр қилинған. Бу китаб уйғур тарихий қошақлири бойичә түркийәдә нәшр қилинған тунҗи әсәр һесаблиниду.
Түрк тилида нәшр қилинған “уйғур тарихий қошақлири һәққидә тәтқиқат” намлиқ китабни нәшргә тәйярлиған измирдики җәлал баяр университети тил-әдәбият кәспи оқутқучиси доктор шүкран оғуз ханим зияритимизни қобул қилип, алди билән китаби һәққидә изаһат берип мундақ деди: “мән бу китабимни шәрқий түркистан миллий күришигә вә қәһриман уйғур хәлқигә беғишлидим. Шәрқий түркистандики уйғур түрклири узун йиллардин буян залим хитайниң бесим сияситигә қарита қәтий нийәт билән тәврәнмәстин күрәш елип бериватиду. Уйғурларниң өз миллий кимлики болған тили, дини, әдәбияти вә мәдәнийитини қоғдап қелиш үчүн елип бериватқан күрәшлири хитайниң адәм қелипидин чиққан бесимиға дучар болмақта. Уйғур хәлқиниң елип бериватқан бу миллий күриши узун муддәтлик күрәштур. Уйғурларниң бу күрәш сәргүзәштлирини уйғур тарихий қошақлиридинму көрүвалғили болиду. Шуңа мән уйғур түрклириниң һәққаний дәвасини, уларниң қәһриманлиқлирини, әркинликкә вә мустәқиллиққа болған интилишлириму қоллаш үчүн бу китабимни қәһриман уйғур хәлқигә беғишлидим” .
“уйғур тарихий қошақлири һәққидә тәтқиқат” намлиқ китабни нәшргә тәйярлиған шүкран оғуз ханим китабида орун берилгән тарихий қошақларниң мәзмуни тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “уйғур тарихий қошақлири уйғур еғиз әдәбиятида муһим орунни игиләйду. Уйғур хәлқ қошақлириниң бир түри болған тарихий қошақлар еғиз әдәбиятиниң муһим бир жанири болуш сүпити билән қәдимий тарихқа игә. Уйғур хәлқ қошақлирида уйғур тарихидики қәдимдин тартип бүгүнгичә болған тарихий вәқәләр вә тарихий шәхсләр баян қилинған. Болупму 18-әсирдин 20-әсиргичә болған дәврләрдә манҗу вә хитай таҗавузчилириниң уйғурларға елип барған вә бүгүнму давамлишиватқан адәм қелипидин чиққан вәһший сиясити уйғур хәлқидә еғир җараһәт пәйда қилған. Уйғур хәлқиниң бу мустәмликичи вә таҗавузчиларға, ирқий қирғинчилиққа вә ассимилятсийәгә қарши елип барған күрәшлири уйғур тарихий қошақлирида әкс әттүрүлгән. Тарихий қошақларда әкс әттүрүлгән мустәқиллиқ күрәшлири вә хәлқниң бу җәрянда бешидин өткүзгәнлири худди һөҗҗәтлик филимға охшаш баян қилинған. Уйғур тарихи хәлқ қошақлирида уйғурларниң тарихи баян қилинған. Шуңа мән китабимда орун бәргән хәлқ қошақлири уйғурларниң йеқинқи заман тарихини тәтқиқ қилиш үчүн интайин муһим әһмийәткә игә дәп қараймән” .
Измирдики әгә университети хәлқ әдәбияти пирофессори алимҗан инайәт әпәнди һазирғичә 14 докторлуқ оқуғучисиға йетәкчилик қилған болуп, шүкран оғуз ханим булардин бири икән. Алимҗан инайәт әпәнди өзи йетәкчилик қилған докторлуқ илмий мақалисиниң китаб болуп нәшр қилинғанлиқини вә униң мәзмуни тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “шүкран оғуз ханим өткән йили бу докторлуқ илмий диссертатсийәсини түгитип, уни мувәппәқийәтлик һалда яқлиди. Әмди бу китабида тәтқиқ қилинған тарихий қошақларниң көп қисми учқунҗан өмәрниң ‛уйғур хәлқ тарихий қошақлири қамуси‚ намлиқ китабиға киргүзүлгән қошақлардур. Бу қошақларниң көпи 18-19-әсир уйғур җәмийитини әкс әттүридиған қошақлар. Буларниң ичидә қумул деһқанлар қозғилиңи, үч вилайәт инқилабиға аит қошақларму бар. Бу қошақларда уйғурларниң хитай таҗавузчилириға қарши елип барған күрәшлири әкс әттүрүлгән. Биз бу қошақлар ичидин тарихий шәхсләр, тарихий вәқәләр вә тарихий йәр-җайлар һәққидики қошақларни таллап тәтқиқат обйекти қилдуқ. Бу қошақларни ағзаки тарих тәтқиқати нуқтисидин тәһлил қилишқа тириштуқ. Қошақларда тилға елинған вәқәләр вә кишиләрни тарихий мәнбәләр билән селиштуруп, тарихий мәнбәләрдә болмиған йеңи мәлуматларға еришишкә тириштуқ. Нәтиҗидә наһайити яхши бир илмий әмгәк оттуриға чиқти”.
Алимҗан инайәт әпәнди китабниң илмий қиммити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “бу китабниң нәшр қилиниши уйғур тарихи, уйғур хәлқ әдәбиятини илгири сүрүштә вә техиму чоңқурлаштурушта, сиясий җәһәттин уйғур хәлқиниң миллий күрәш тарихини тонутушта наһайити зор әһмийәткә игә дәп қараймән”.
“уйғур тарихий қошақлири һәққидә тәтқиқат” намлиқ китаб муқәддимә, уйғур хәлқ қошақлири, фолклор вә еғиз әдәбияти билән тарихий қошақларниң мунасивити, уйғур тарихий қошақлириниң шәкил вә роли җәһәттики алаһидиликлири, уйғур тарихий қошақлириниң мәзмун җәһәттики алаһидиликлири, қошақ текистлири вә хуласә қатарлиқ 6 баб, 563 бәттин тәркиб тапқан.