Көзәткүчиләр: “йида тоқумичилиқ гуруһини җазалаш хитайниң җавабкарлиқини сүрүштүрүштики изчиллиқниң намайәндиси”
2024.11.04
31-Өктәбир күни, америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқи хитайдики йәнә бир чоң тоқумичилиқ гуруһи вә униң ширкәтлирини Уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни (UFLPA) Бойичә җазалаш тизимликигә қошулғанлиқини елан қилди.
Бу һәқтә берилгән мәхсус баянатта, “бу толуқлима җаза американиң уйғур мәҗбурий әмгикигә тақабил туруши һәм шундақла хитайниң уйғурлар вә башқа аз санлиқ милләтләргә қаритиватқан ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәт қарши җинайитиниң җавабкарлиқини сүрүштүрүш ирадисини күчләндүриду” дейилгән.
Бу нөвәт қара тизимликкә елинған ширкәтләр хитайниң хоңкоңда турушлуқ йида гуруһи (Esquel Group), гуаңдуң йида тоқумичилиқ чәклик ширкити вә турпан йида тоқумичилиқ чәклик ширкити бу қара тизимликкә киргүзүлгән. Бундин илгири уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қанунидики алақидар мадда бойичә қара тизимликкә елинған санҗи йида ширкити болса, бу қанунниң башқа бир маддиси бойичә давамлиқ һалда қара тизимликтә сақлап қелинған.
Нәтиҗидә, йеңидин қошулған 3 орунни қошқанда, американиң уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни бойичә чәкләнгән ширкәтләрниң омумий сани 78 кә йәткән.
Америка һөкүмитиниң бу қанунни иҗра қилиштики изчиллиқи болса кишилик һоқуқ саһәсини хурсән қилди. Дуня уйғур қурултийиниң иҗраийә комитети рәиси рошән аббас ханим радийомизға қилған сөзидә мундақ деди:
“биз бу нөвәт уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни бойичә йеңидин бу хитай ширкәтлириниң тизимликкә қошулғанлиқини қарши алимиз. Бу, америка һөкүмитиниң уйғур мәҗбурий әмгики билән бағланған уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш йолидики изчиллиқини көрситип бериду. Биз буни америкалиқ ширкәтләр вә истемалчиларниң уйғур мәҗбурий әмгикигә шерик болуп қелишиниң алдини елиштики үнүмлүк йол дәп қараймиз.”
Америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқиниң министири алехандро майоркас (Alejandro N. Mayorkas) Баянаттики сөзидә мундақ дегән: “биз җаза тизимликини көпәйтиш арқилиқ, америка карханилириниң тәминләш зәнҗирлирини техиму яхши пәрқләндүрүши вә мәҗбурий әмгәктин биваситә яки васитилик һалда пайда алмаслиқиға капаләтлик қилалаймиз.”
Алехандро майоркас йәнә өзлириниң “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” ни давамлиқ һалда қаттиқ йолға қойидиғанлиқини тәкитлигән вә: “биз бу арқилиқ кишилик һоқуқни қоғдаймиз, әркин вә адил базарни муһапизәт қилимиз вә шундақла мәҗбурий әмгәк қолланған җинайәтчиләрни җавабкарлиққа тартимиз” дегән.
Америка чегра вә таможна қоғдаш идариси, америка сода вәкили ишханиси һәмдә америка ташқи ишлар, сода, әдлийә, әмгәк вә малийә министирлиқлири қатарлиқлар бирликтә башқуруватқан “мәҗбурий әмгәккә қарши туруш хизмәт гурупписи” мәхсус һалда мәҗбурий әмгәккә бағлинишлиқ мәһсулатлар вә ширкәтләрни тәкшүрүшкә мәсул болғаниди. Бу хизмәт гурупписи “уйғур мәҗбурий әмгикиниң алдини елиш қануни” 2021-йили 6-айда иҗра қилинишқа башлиғандин буян хитайниң пахта, кийим-кечәк, деһқанчилиқ, қуяш енергийәси, химийәлик буюмлар, батарейә, аилә електир сайманлири, токлуқ аптомобил вә йемәкликләр қатарлиқ саһәсидики ширкәтлириниң мәһсулатлирини қаттиқ тәкшүрүп, уйғур мәҗбурий әмгикигә четилғанлирини америка базириға кириштин чәкләп кәлмәктә.
Америка вәтән хәвпсизлики министирлиқиниң муавин рәиси һәмдә мәҗбурий әмгәк қанунини иҗра қилиш хизмәт гурупписиниң рәиси роберт силверс әпәнди баянаттики сөзидә: “биз тәминләш зәнҗиридики мәҗбурий әмгәкни йоқитиш ирадимиздә һәргизму мурәссә қилмаймиз” дәп көрсәткән. У, америка һөкүмитиниң еливатқан тәдбирлириниң нәтиҗә бериватқанлиқини әскәртип туруп: “биз бу тиришчанлиқни давамлиқ алға сүрүп, йәр шари тәминләш зәнҗиридә мәсулийәтчанлиқни күчәйтишни арзу қилимиз” дегән.
Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай ишлири бөлүми муавин директори мая ваңниң көрситишичә, хитай һөкүмити учурни қаттиқ қамал қилип, йәрликтин биваситә учур елишни қийинлаштуруватқанлиқи сәвәбидин бундақ тәдбирләрниң шу зиянкәшликкә учраватқан уйғурларниң мәҗбурий әмгәктин қутулушиға көрситиватқан тәсирини билиш қейин болмақта. Лекин, униң тәкитлишичә, бирақ бу җаза тәдбирлири арқилиқ дөләтләр вә ширкәтләрни иқтисадий мәнпәәтни әмәс, инсан һоқуқини алдинқи орунға қоюп иш көрүшкә үндәштә муһим рол ойнайду. У мундақ деди:
“әлвәттә бу тәдбирләрниң уйғур елидики кишиләрниң һаятини өзгәртишкә көрситиватқан тәсирини өлчәш наһайити қейин. Хитай һөкүмити учурни қаттиқ қамал қилип, һәрқандақ учурни ашкарилиғанларни дөләт мәхпийәтликини ашкарилаш җинайити билән җазалайдиған болғачқа биз бу тәдбирләрниң йәрликтики үнүмини билмәйватимиз. Бирақ, уйғур мәсилисигә кәлгәндә, хитай һөкүмитиниң 1989-йилидики тйәнәнмен вәқәсидин буян көрүлүп бақмиған дәриҗидики бесимға дуч кәлгини муқәррәр. Хитай һөкүмитиниң җавабкарлиқини сүрүштә қилиш үчүн кәң даирилик район һалқиған тиришчанлиқ яритишта американиң авази интайин муһим. Болупму б д т кишилик һоқуқ кеңиши вә башқа мусулман дөләтлири бу мәсилигә көз юмувалған бир шараитта америка вә явропа иттипақиниң мәҗбурий әмгәкни чәкләш тәдбирлири арқилиқ хитай болған иқтисадий мунасивәтләрдә кишилик һоқуқниң йүз беришигә йол қоймаслиқи һәл қилғуч әһмийәткә игә. Бу тәдбирләр қаримаққа кичик болсиму, дуняниң кәлгүсигә зор тәсир көрситиду.”
Америка һөкүмити 2022-йили йида гуруһиниң санҗи тармақ ширкитини мәҗбурий әмгәк билән әйибләп қара тизимликкә алғанда йида гуруһи буниңға қаттиқ қарши чиқип, американиң әйибләшлиригә қарши дава қилғаниди. Чүнки әйни чағда бу ширкәтниң мәҗбурий әмгәк билән әйиблиниши бу гуруһниң найки вә томи һилфигер қатарлиқ даңлиқ ширкәт херидарлирини йоқитип қоюшиға сәвәб болғаникән.
Хәвәрләрдин қариғанда, йида гуруһи һазирғичә дуняниң һәрқайси җайлиридики маркилиқ кийим-кечәк ширкәтлирини тәхминән 110 милйон кийим-кечәк билән тәминлигән болуп, уларниң %60 тин көпрәкиниң америка базириға киргәнлики мәлум. Шуңа йида гуруһи вә һәмдә униң йәниму көп тармақ ширкәтлириниң қара тизимликкә елиниши бу гуруһ үчүн толиму зор бир зәрбә болуп һесаблинидикән. Биз йида гуруһиниң мәркизи ишханисиға телефон қилип, бу җаза һәққидики көз қаришини алмақчи болған болсақму, телефонимизға җаваб алалмидуқ.
Америка ана вәтән хәвпсизлики министирлиқи болса баянатида “мәҗбурий әмгәккә қарши туруш хизмәт гурупписи” тәрипидин тәкшүрүп бекитилгән йида тоқумичилиқ гуруһи, гуаңдуң йида тоқумичилиқ чәклик ширкити вә турпан йида тоқумичилиқ чәклик ширкәтлириниң мәҗбурий әмгәк ишләтти, дәп әйиблинишиниң толуқ асаси барлиқини, уларниң уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт вә һәмдә шинҗаң ишләпчиқириш қурулуш биңтүәни билән һәмкарлишип туруп, “намратлиқтин қутулдуруш” вә “қош ярдәм” намидики мәҗбурий әмгәк сиясәтлиридин пайдиланғанлиқини тәкитлигән.