“мирас” йипәк йоли ансамбили шиветсийә вә норвегийәдә уйғур мәдәнийәт-сәнәт кечилики өткүзгән

Мюнхендин ихтиярий мухбиримиз әкрәм тәйярлиди
2024.11.25
uyghur-medeniyet-kechiliki-1

“мирас” йипәк йоли ансамбили шиветсийә вә норвегийәдә өткүзгән уйғур мәдәнийәт-сәнәт кечиликидин көрүнүш. 2024-Йили 22-ноябир. RFA/Ekrem

uyghur-medeniyet-kechiliki-2

“мирас” йипәк йоли ансамбили шиветсийә вә норвегийәдә өткүзгән уйғур мәдәнийәт-сәнәт кечиликидин көрүнүш. 2024-Йили 22-ноябир. RFA/Ekrem

uyghur-medeniyet-kechiliki-3

“мирас” йипәк йоли ансамбили шиветсийә вә норвегийәдә өткүзгән уйғур мәдәнийәт-сәнәт кечиликидин көрүнүш. 2024-Йили 22-ноябир. RFA/Ekrem

uyghur-medeniyet-kechiliki-4

“мирас” йипәк йоли ансамбили шиветсийә вә норвегийәдә өткүзгән уйғур мәдәнийәт-сәнәт кечиликидин көрүнүш. 2024-Йили 22-ноябир. RFA/Ekrem

uyghur-medeniyet-kechiliki-5

“мирас” йипәк йоли ансамбили шиветсийә вә норвегийәдә өткүзгән уйғур мәдәнийәт-сәнәт кечиликидин көрүнүш. 2024-Йили 22-ноябир. RFA/Ekrem

uyghur-medeniyet-kechiliki-6

“мирас” йипәк йоли ансамбили шиветсийә вә норвегийәдә өткүзгән уйғур мәдәнийәт-сәнәт кечиликидин көрүнүш. 2024-Йили 22-ноябир. RFA/Ekrem

uyghur-medeniyet-kechiliki-7

“мирас” йипәк йоли ансамбили шиветсийә вә норвегийәдә өткүзгән уйғур мәдәнийәт-сәнәт кечиликидин көрүнүш. 2024-Йили 22-ноябир. RFA/Ekrem

uyghur-medeniyet-kechiliki-8

“мирас” йипәк йоли ансамбили шиветсийә вә норвегийәдә өткүзгән уйғур мәдәнийәт-сәнәт кечиликидин көрүнүш. 2024-Йили 22-ноябир. RFA/Ekrem

uyghur-medeniyet-kechiliki-9

“мирас” йипәк йоли ансамбили шиветсийә вә норвегийәдә өткүзгән уйғур мәдәнийәт-сәнәт кечиликидин көрүнүш. 2024-Йили 22-ноябир. RFA/Ekrem

Әнгилийәдики “мирас” йипәк йоли ансамбили сәнәткарлириниң ғәйрити билән явропадики бир қисим шәһәрләрдә уйғур мәдәнийәт-сәнитини тонутушни мәқсәт қилған “алтә шәһәр проҗекти” паалийити рәсмий башланған. Бу паалийәт 22-ноябир тунҗи қетим шиветсийәниң ситокһолм шәһридә сәнәт номурлирини көрсәткән.

Шиветсийә уйғур бирлики тәшкилатиниң рәиси бәхтинур абдуреһим ханимниң билдүрүшичә, паалийәт муқәддимисидә шивет тәтқиқатчилиридин патрик хәлзон әпәнди “уйғур мәдәнийәт мираслири” дегән темида нутуқ сөзләп, сөзини “шәрқий түркистанниң хәритиси” дин башлиған вә уйғурларға аит рәсим, қолязма, китабларни көрситип, уйғур мәдәнийитини қоғдап қелишниң зөрүрлүкини тәкитлигән. Лондондин кәлгән тәтқиқатчи рачил һаррисму бу һәқтә өз қарашлирини ипадә қилип өткән.

Әнгилийәдики “мирас” йипәк йоли ансамбилиниң қурғучилиридин рәһимә ханимниң билдүрүшичә, улар ситокһолмдики паалийитини оңушлуқ ахирлаштурғандин кейин, норвегийә пайтәхти ослоға келип, 24-ноябир күни ослода уйғур мәдәнийәт кечилики паалийити өткүзгән.

Норвегийә уйғур комитетиниң рәиси хәлчәм мәмтимин ханим, бу паалийәт һәққидә тохталғанда, “мирас” йипәк йоли ансамбили сәнәткарлириниң уйғурчә нахша-музикилириниң норвегийәдики уйғур тамашибинларға күчлүк тәсир көрсәткәнликини тилға алди. “мирас” йипәк йоли ансамбилиниң сәнәткарлиридин мөминҗан уйғур сәнити арқилиқ уйғур мәдәнийитини ят милләтләргә тонуштурушниң наһайити әһмийәтлик бир хизмәт икәнликини әскәртти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.