Японийә парламентида чақирилидиған “хәлқара уйғур мунбири: йәр шаривий парламент әзалири йиғини” ниң күнтәртипи муқимлашқан
2023.10.12
Дуня уйғур қурултийи өткүзгән “өзгириватқан дуня вә шәрқий түркистан” темисидики син илмий муһакимә йиғинида сөзлимәктә. 2020-Йили май.
Дуня уйғур қурултийи, японийә парламенти уйғур достлуқ гурупписи, японийә уйғур җәмийити, хәлқара парламент әзалири бирлики вә хитайдики кишилик һоқуқ таҗавузчилиқ қилмишлирини тәкшүрүш парламентлар бирлики қатарлиқ орунлар тәрипидин бу йил 10-айниң 30-күнидин 31-күнигичә японийә парламентида өткүзүлидиған “хәлқара уйғур мунбири: йәр шаривий парламент әзалири йиғини” намлиқ зор типтики муһакимә йиғининиң күнтәртипи муқимлашқан.
Дуня уйғур қурултийи башчилиқидики һазирлиқ комитети мәсуллириниң билдүрүшичә, японийә пайтәхти токйода чақирилидиған мәзкур тарихий характерлик йиғинға қатнишидиған вәкилләрниң саниму муқимлашқан. Бу йиғинға парламент әзалири, юқири дәриҗилик сиясий әрбаблар, дипломатлар, тонулған қануншунаслар, адвокатлар, уйғурлар мәсилиси һәққидә тәтқиқат елип бериватқан мутәхәссисләр, хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң мәсуллири, тибәт, хоңкоң, җәнубий моңғулийә, тәйвән тәшкилатлириниң вәкиллири, шундақла һәрқайси әлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлириниң мәсуллиридин болуп җәмий 120 нәпәрдин артуқ киши қатнишидикән.
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди бу мунасивәт билән телефон зияритимизни қобул қилип, мәзкур йиғинни чақириштики мәқсәт һәққидә мундақ деди: “бу йиғинниң әһмийити шуки, һазирғичә явропа парламентиниму өз ичигә алған дунядики 11 дөләтниң парламенти уйғур қирғинчилиқини етирап қилди. Әмма һазир дуняда 195 тин артуқ дөләт бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әзадур. Уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилған юқириқи 10 дөләттин башқа дөләтләрниң сүкүттә туруши яки хитайни қоллиши, бу җинайәткә ортақ болғанлиқтур. Шуңа биз ‛лондон уйғур сот коллегийәси‚ ниң қарари чиққандин кейин, мәзкур қарарни һәр қайси дөләтләрниң парламентлириға әвәтип, уларға уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилдуруш яки һөкүмәтләргә тәсир көрситишкә тиришип келиватимиз. Биз бу йилниң бешида 2023-йиллиқ хизмәт пиланимизни түзгәндә, токйода бундақ бир йиғин ечишни муһим хизмәт қатариға киргүзгән идуқ. Бу йиғинға 20 дөләттин уйғур дәвасини қоллаватқан парламент әзалирини чақирип, өзара тонуштуруп, тәҗрибә алмаштуруш вә һәмкарлиқни күчәйтишни мәқсәт қиливатимиз. Бу йиғин уйғурларниң миллий дәва тарихидики тунҗи зор көләмлик йәр шаривий алий йиғин болуп һесаблиниду. ”
Йиғинниң күнтәртипигә асасланғанда, 10-айниң 29-күни токйо вақти кәч саәт 6 дин 9 ғичә дуняниң һәрқайси әллиридин кәлгән вәкилләр орунлашқан меһманхана залида дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса әпәнди билән японийә парламенти уйғур достлуқ гурупписиниң рәиси кеиҗи фуруя әпәндиниң риясәтчиликигә меһманларни күтүвелиш мурасими өткүзүлидикән. 30-Өктәбир күни әтигән йиғин рәсмий башлинидикән.
Японийәдә чақирилидиған “хәлқара уйғур мунбири: йәр шаривий парламент әзалири йиғини” намлиқ зор типтики муһакимә йиғининиң тәйярлиқ комитети мәсуллиридин бири болған японийә уйғур җәмийитиниң муавин рәиси савут мәмәт әпәнди тәйярлиқ хизмәтлириниң асасән пүтүп қалғанлиқини, һазирғичә 20 дөләттин 120 дин артуқ кишиниң қатнишидиғанлиқиниң муқимлашқанлиқини, бу йиғинниң японийәдә зор ғулғула пәйда қилидиғанлиқини баян қилди.
Японийә уйғур җәмийитиниң рәиси әхмәт летип әпәнди, японийәдә тунҗи қетим шәрқий түркистан тоғрисида бундақ зор көләмдә хәлқаралиқ йиғин чақирилиши, муһим сиясий әһмийәткә игә, дәп көрсәтти.
2012-Йили 5-айниң 14-күнидин 17-күнигичә японийәниң пайтәхти токйо шәһиридә дуня уйғур қурултийиниң 4-нөвәтлик қурултийи чақирилғанда, хитай һөкүмити японийә һөкүмитигә қаттиқ наразилиқ билдүргән иди. Шу қетимлиқ қурултай уйғур мәсилисиниң хәлқарада, болупму японийәдә муһим мәсилә сүпитидә оттуриға чиқишида муһим рол ойниған иди.









