Мутәхәссисләр: “уйғур елидики юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш базиси лопнурдики ядро синақ базисиға охшап кетиду”
2025.03.18

Йеқинда хитай һөкүмити уйғур елидә хитайниң асаслиқ вә әң чоң юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш базиси қурулушини башлиғанлиқини вә бу қурулуш үчүн дәсләпки қәдәмдә 100 милйон йүән мәбләғ салғанлиқини елан қилған иди. Мутәхәссисләр хитай һөкүмитиниң уйғур елидә юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш базисини қуруши, лопнурдики башқурулидиған бомбини синақ қилғанға охшап кетидиғанлиқини илгири сүрмәктә. Йәнә улар уйғурларниң бу түр үчүн еғир бәдәл төләйдиғанлиқини көрсәтмәктә.
“шинҗаң гезити” ниң 11-марттики мәхсус хәвиригә асасланғанда, хитай һөкүмити уйғур елидә хитайниң асаслиқ вә әң чоң юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш базиси қурулушини башлиған. Мәзкур хәвәрдә, дөләтлик тәрәққият вә ислаһат комитети уйғур аптоном районлуқ хәлқ 6-дохтурханисиниң дөләтлик асаслиқ юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш базиси түригә дәсләпки қәдәмдә 100 милйон йүән мәбләғ салғанлиқини алаһидә тилға алған.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси, доктор һенрик шаҗивски (Henryk Szadziewski) уйғур елидә қурулмақчи болған әң чоң юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш базиси һәққидә көз қаршини шәрһләп мундақ деди:
Әлвәттә һөкүмәт бу тәрәққиятни, йәни бу юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш базисини хитайниң мәнпәәтигә хизмәт қилиду дәп сөзләватиду. Мениңчә, бу һәрикәтниң немигә четилидиғанлиқи хитай үчүн интайин тонушлуқ бир иш. Бир қисим қийин мәсилиләрни һәл қилиш үчүн бу қурулушниң уйғур районида болуши кишини ойландуриду. Бу базиниң қурулуши худди лопнурдики башқурулидиған бомбини синақ қилиш базисиға охшайду. Буни хитай нопуси зич олтурақлашқан җайда қилғили болмайду. Әгәр бундақ қилса хитай һөкүмити хәлқиниң қаттиқ қаршилиқи вә ғәзипигә дуч келиду. Бу сәвәбтин улар уйғурлар көп җайни таллиған. Бу базини уйғур райониға қуруш хитай һөкүмитигә сиясий җәһәттин бихәтәр һесаблиниду”.
Лагер шаһити зумрәт давут радийомиз зияритини қобул қилип, уйғур елидә қурулмақчи болған “юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш базиси” ниң уйғур елидә давам қиливатқан килиникилиқ синақ билән бағлинишлиқ икәнлики тилға алди. 2018-Йили 3-айда тутқун қилинип үрүмчидики бир лагерға қамалған зумрәт давутниң қәйт қилишичә, лагерда тутқунларниң һәммисигә һәр 24 саәттә бир қетим дора берилидикән. У мундақ деди: “лагерда берилгән дора вә окулларниң тәсиридә әстә тутуш қабилийитим бәк начарлашти, һәйзим кәлмәйдиған вә сүйдүкүмни туталмайдиған болуп қалдим”.
Хитай һөкүмитиниң уйғурлар вә башқа аз санлиқ милләтләрниң ген учурлирини мәҗбурий йиғип, уни халиғанчә ишлитиш мәсилиси хәлқараниң әйибләшлиригә учриғаниди. Йеқинқи йилларда чәт әл ширкәтлири вә тәтқиқатчилириниң хитай билән һәмкарлишип уйғурлар вә уйғур елидики башқа йәрлик милләтләр үстидин килиникилиқ синақ, тоқулма һүҗәйриси вә DNA тәтқиқати елип бериши бу хил һәмкарлиқ түрлириниң илмий әхлақ өлчәмлиригә болған әндишини пәйда қилғаниди. Австралийә тәтқиқатчилириниң хитай билән һәмкарлишип уйғур вә уйғур елидики йәрлик милләтләрниң тоқулма һүҗәйриси вә DNA си үстидин тәтқиқат елип барғанлиқи, буниң 10 йилдин бери давамлишип келиватқанлиқи мәлум болғаниди.
Хитайниң уйғур елидә юқумлуқ кесәл базиси қуридиғанлиқи һәққидики хәвиридә йәнә мундақ дейилгән: “бу түр тамамланғандин кейин, чоң типтики юқумлуқ кесәллик йүз бәргәндә, җиддий вә еғир кесәлләрни бир йәрдә топлап давалаш иқтидариға игә болиду. У дөләтниң тәлипигә асасән, юқум әһвали җиддий вә еғир болған кесәлләрни башқа районлардин бу йәргә тезликтә йөткийәләйду”.
Һалбуки, америкидики сиясий анализчи гордон чаң (Gordon G. Chang) юқиридики баянларға рәддийә берип, қурулмақчи болған бу базиниң буниңдин кейин хитай даирилириниң техиму көп ирқий қирғинчилиқ қилиши үчүн ишлитилиши мумкинликини билдүрүп мундақ деди:
“хитай һакимийитиниң “шинҗаң уйғур аптоном райони” дәп атилидиған йәрдә “дөләтниң асаслиқ юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш базиси” ни қуруши гуманлиқ. Биз даириләрниң у райондики уйғур, қазақ вә башқа түрк аз санлиқ милләтләрниң DNA сини зорлуқ билән йиғқанлиқини билимиз. Йеңи әслиһәдин пайдилинип бу хәлқләр үстидә уларниң разилиқини алмай туруп тәҗрибә елип баридиғанлиқи ениқ. Хитай шинҗаңда ирқий қирғинчилиқ елип бериватиду, шүбһисизки, бу пиланланған әслиһә буниңдин кейин техиму көп ирқий қирғинчилиқ қилиш үчүн ишлитилиду”.
Мәзкур базиниң қурулуши вә униңға тәсир қилидиған амиллар һәққидә сөз болғанда, америкада яшайдиған дохтур мәмәт имин әпәнди мундақ дәйду: “тәннәрхиниң төвән болуши (йәни тур үчүн кетидиған чиқим) вә иқтисади үнүминиң бәк юқири болуши қатарлиқ сәвәбләр түпәйли хитай һөкүмити уйғур елидә юқумлуқ кесәлликләрниң алдини елиш вә контрол қилиш базисини қурушни пиланлиған. Бу асаслиқи хитайларға пайда-мәнпәәт елип келиду. Уйғурлар көп бәдәл төләйду. Ковидтәк ваба тарқалғанда хитай һөкүмити ичкири өлкиләрдин хитай кесәлләрни уйғур елигә елип келиши мумкин”.
Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң 2016-йиллиқ доклатида, хитай һөкүмитиниң 1964-йилидин 1996-йилғичә болған арилиқта лопнур районида елип барған атом синақлириниң тупрақ сүпитиниң еғир дәриҗидә бузулуши билән биргә йәрлик хәлқниң саламәтликигә еғир зиянларни елип кәлгәнлики, йәрлик уйғурларниң рак кесилигә охшаш еғир кесәлликләргә гириптар болуш нисбитиниң ашқанлиқи мәлум болған иди.