Истанбулда суйиқәсткә учриған йүсүпҗан әмәтниң әһвалида яхшилиниш болған

Ихтиярий мухбиримиз азиғ
2020.11.23
yusup-eset-yusup-kosen-doxturxana.jpg Шәрқи түркистан йеңи нәсил һәрикити тәшкилатиниң хадимлиридин йүсүп көсән әпәндим вә сәпдашлири дохтурханиниң алдида нөвәттә турмақта. 2020-Йили ноябир, истанбул
RFA/Azigh

Истанбулда суйиқәскә учриған йүсүпҗан әмәтниң саламәтлик әһвалида азрақ яхшилиниш болған болуп, лекин һаяти хәвпи техи тамамән өтүп кәтмигән. Униң һазирғичә сүний нәпәсләндүрүш арқилиқ нәпәс еливатқанлиқи мәлум. Йүсүпҗан әмәтниң әһвалидин хәвәр еливатқан достлиридин доктор нурәттин избасар әпәнди зияритимизни қубул қилди вә йүсүпҗанниң һазирқи әһвали һәққидә тәпсилий тохталди.

Биз йүсүпҗан әмәтниң әһвали һәққидә мәсул дохтурлардин мәлумат елиш үчүн бакиркөй дөләт дохтурханисиға кәлдуқ. Җиддий көзитиш өйидә болғанлиқи үчүн йүсүпҗанни көрүшимизгә рухсәт қилинмиди. Дохтурхана хадимлири йүсүпҗанниң нөвәттики әһвали һәққидә мәлумат берәлмәйдиғанлиқини ейтти.

Биз йүсүпҗан әмәтниң әһвалидин хәвәр елиш үчүн дохтурхана алдида кечә-күндүз нөвәттә туриватқан шәрқий түркистан йеңи әвлад һәрикити тәшкилатиниң хадимлири билән көрүштуқ. Шәрқий түркистан йеңи әвлад һәрикити тәшкилатиниң қурғучилиридин йүсүп күсән әпәнди зияритимизни қубул қилди вә йүсүпҗан әмәтниң нөвәттики әһвали вә мунасивәтлик орунлаштурушлар һәққидә тәпсилий тохталди.

Йүсүпҗанниң вәқәси билән мунасивәтлик қануний җәрянлар һәққидә тонулған кишилик һоқуқ паалийәтчиси вә адвокат җәмал чечәк әпәнди зияритимизни қубул қилип мундақ деди: “түркийә җаза қанунида суйиқәст җинайити дегән җинайәт типи болмиғанлиқи үчүн, аввал йүсүпҗанға қилинған суйиқәстниң қайси җинайәт типиға тәвә икәнликини билиш керәк. Йүсүпҗанға қилинған суйиқәсттә қәстән адәм өлтүрүшкә урунуш җинайити шәкилләнгән дәп қарисақ болиду. Бу йәрдә дөләт роли муһим. Түркийәдә җумһурийәт әйиблигүчи адвокатлири делони көрүп чиқиду. Дөләт намидин делони ишләшкә башлайду. Йүсүпҗанниң делосида дөләт дело турғуздиму-турғузмидиму билмәймән. Вәқәниң ахбарат васитилирида кәң орун алғанлиқиға қарап дело турғузулған болуш еһтималлиқи чоң дәп қараймән. Йүсүпҗан адвокати арқилиқ җинайи ишлар мәһкимисигә әрз сунса болиду. Дөләт рәсмий дело турғузуп вәқәни тәкшүридиғанлиқи үчүн сунмисиму болиду. Йүсүпҗанниң ахбарат васитилириға қилған сөзидә өлүм тәһдитигә учриғанлиқини ейтқан. Тәһдит билән мунасивәтлик баян вә материялларниму мәһкимигә йоллап бериши керәк.”

Йүсүпҗан әмәт 2-ноябир истанбул вақти кәч саәт 11 әтрапида намәлум кишиләрниң қораллиқ һуҗумиға учрап еғир яриланғаниди. Йүсүпҗан әмәт хәлқаралиқ ахбарат васитилириға өзиниң бурун хитай җасуслуқ органлири үчүн хизмәт қилишқа мәҗбурланғанлиқини ашкарилиған болуп, у бу сәвәблик хитай бихәтәрлик органлири тәрипидин тәһдиткә учрап кәлгәнликини ейтқаниди. Йүсүпҗан әмәт учриған қораллиқ һуҗумда қоли вә долисдин оқ йегән болуп, у һазир җиддий даваланмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.