Қарамайдики җамаәт әрбаби йүсүп сақалниң йетим-йесирларға игә чиққанлиқи үчүн 14 йиллиқ кесиветилгәнлики дәлилләнди
2022.03.24
Уйғур елида 2014-йили қозғалған аталмиш “терорлуққа қарши қаттиқ зәрбә бериш” долқуни зор бир түркүм уйғур яшлирини қамаққа ташлиғандин кейин, уйғур җамаәт әрбаблириниң зиммисидики вәзиписини техиму еғирлаштурған. Инкас қилинишичә вә дәлиллинишичә, қарамайдики җамаәт әрбаблиридин йүсүп сақал дегән киши мәһбуслар аилә-тавабиатлириниң һалидин хәвәр алғанлиқи үчүн “җинайәтчини қанат астиға елиш” гумани билән тутулуп, 14 йиллиқ кесиветилгән.
Инкас қилинишичә, қарамайда “йүсүп сақал” вә “йүсүп лобән” дәп тонулған йүсүпҗан мәмтимин, 2017-йили сабиқ гумандарлар қатарида тутуп кетилип, 2018-йилниң ахириға кәлгәндә 14 йиллиқ кесиветилгән. Муһаҗирәттики бир аңлиғучимиздин кәлгән бу учурниң тоғрилиқини дәлилләш үчүн, биз қарамайдики алақидар идарә-органларға телефон қилдуқ. Қарамай шәһәрлик һөкүмәт әдлийә идарисиниң бир хадими бу һәқтики соаллиримизға җавап бәрмиди.
Инкаста, йүсүпҗанниң бир “сиясий мәһбус” ниң аилисини йоқлиғанлиқи вә у аилидики кишиләр түрмигә берип аилә әзасини көрүш нөвити кәлгәндә йүсүпҗанниң уларни машниси билән түрмигә елип барғанлиқи тилға елинған. Инкаста униң 2014-йили йүз бәргән бу иш тоғрулуқ 2017-йили 4-айда тутқун қилинғанлиқи илгири сүрлгән.
Биз инкастдики йип учлириға асасән, йүсүпҗан мәмтиминниң нөвәттә норвегийәдә яшаватқан мәмәтҗан исимлик бир тонушидин мәлумат соридуқ. Мәмәтҗан, йүсүпҗанниң илгири қарамайдики иш орнидин истепа берип тиҗарәт билән шуғулланғанлиқи, тиҗарити кеңәйгәндә корладин хитай өлкилиригә нәшпүт йөткигәнлики, бу җәрянда хитай тиҗарәтчиләр билән арисида тоқунуш чиққанлиқи вә тоқунушқа сақчиларниң арилашқанлиқини, мушу сәвәблик “милләтләр иттипақлиқиға қәстән бузғунчилиқ қилиш” гумани билән тутуп тәкшүрүлгәнликини тилға алди.
Қолимиздики инкаста йәнә дейилишичә, йүсүпҗан 2014-йили бир қетим дөләт хәвпсизлики сақчилири тәрипидин чақиртилип, немә үчүн һарақ ташливәтлики һәққидә сорақ қилинған. Қарамайдики алақидар хадимлар, бу учур һәққидиму мәлумат беришни рәт қилди. Нөвәттә түркийәдә яшаватқан мустәқил тәтқиқатчи, қарамайдики “майбулақ” жорнилиниң сабиқ тәһрири абдуришит нияз әпәнди, йүсүпҗанниң расинтинла илгири юрт сорап ойнап йүргән бир мәзгили болғанлиқи, кейинчә һидайәт йолиға маңғанлиқи вә шуниңдин кейин, қарамайдики “нуқтилиқ киши” гә айланғалиқини баян қилди. Униң дейишичә, у өзи тутқун қилинған 2002-йилларда, сақчилар униңдин йүсүпҗан һәққидә мәлумат сориған вә униңдин бир мәсилә тепишқа урунған икән.
Абдуришит ниязниң йәнә дейишичә, йүсүпҗан җәмийәттики һәққанийәтчи бир яш болуш сүпити билән қарамайға йирақ-йеқиндин кәлгән мусапирлардин һал сораш вә уларниң турмуш вә тиҗарәтлиригә ярдәм қилиш ишлирини изчил давамлаштурған. Болупму 2014-йилидики “қаттиқ зәрбә бериш” долқунида, көп санда яшлар тутулуп кәткәндин кейин, йүсүпҗанни издәйдиған муһтаҗларниң сани һәссиләп көпәйгән. У өзиниң җамаәтчилик тори арқилиқ бир тәрәптин бу мәсилиләрни чаминиң йетишичә һәл қилған болса, йәнә бир тәрәптин хитай сақчилириниң соал-сорақлириғиму изчил һалда учрап турған. Қарамайдики сақчи хадимлиридин бири, өзиниң бу иш орниға йеңи икәнликини билдүрүп, йүсүпҗан һәққидә мәлумат беришни рәт қилди.
Норвегийәдики қарамайлиқ мәмәтҗан әпәндиниң баян қилишичә, йүсүпҗанниң иҗтимаий паалийәтләрдики актипчанлиқи таки путбол саһәсигә қәдәр кеңәйгән болуп, буму хитай даирилирини әндишигә салған.
Телефонимизни қобул қилған қарамайниң сиясий-қанун саһәсдики бир хадим, йүсүпҗан мәмтиминниң тутқунда икәнлики вә 14 йиллиқ кесилгәнликини дәлиллиди.
Абдуришит нияз әпәнди, йүсүпҗанниң илгири қениқ қиззиқ, һәққанийәтчи яш болған болса, йеқинқи йилларда тәҗрибилик бир җамаәт әрбабиға айланғанлиқи, уйғур җәмийитиниң йүсүпҗандәк җамаәт әрбаблири билән өз ичи-сиртидики мәсилиләрни адил һалда һәл қилип җәмийәт әзалири арисида бирлик вә иттипақлиқни шәкилләндүрүп келиватқанлиқини, бу хил миллий бирликни хитай даирилириниң тәбиий һалда “дөләт бихәтәрликигә тәһдит” дәп қарайдиғанлиқини илгири сүрди.