Алмутада улуғ мутәпәккур йүсүп хас һаҗибниң 1000 йиллиқи хатириләнди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2019.10.03
yusup-xas-hajib-1000-yilliq-1.jpg

Мутәпәккур, алим вә шаир йүсүп хас һаҗибниң 1000 йиллиқиға беғишланған хәлқара илмий муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2019-Йили 28-өктәбир, алмута. RFA/Oyghan

yusup-xas-hajib-1000-yilliq-2.jpg

Мутәпәккур, алим вә шаир йүсүп хас һаҗибниң 1000 йиллиқиға беғишланған хәлқара илмий муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2019-Йили 28-өктәбир, алмута. RFA/Oyghan

yusup-xas-hajib-1000-yilliq-3.jpg

Мутәпәккур, алим вә шаир йүсүп хас һаҗибниң 1000 йиллиқиға беғишланған хәлқара илмий муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2019-Йили 28-өктәбир, алмута. RFA/Oyghan

yusup-xas-hajib-1000-yilliq-4.jpg

Мутәпәккур, алим вә шаир йүсүп хас һаҗибниң 1000 йиллиқиға беғишланған хәлқара илмий муһакимә йиғинидин көрүнүш. 2019-Йили 28-өктәбир, алмута. RFA/Oyghan

28-Сентәбирдә алмута шәһиридики “достлуқ өйи” дә улуғ мутәпәккур, алим вә шаир йүсүп хас һаҗибниң 1000 йиллиқиға беғишланған хәлқара илмий муһакимә йиғини болуп өтти.

“йүсүп хас һаҗиб иҗадийитиниң дуня түрк мәдәнийитигә қошқан төһписи” темисидики мәзкур йиғин қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик етно-мәдәнийәт мәркизиниң алмута шәһәрлик шөбиси тәрипидин уюштурулди. Униңға зиялийлар, җәмийәт әрбаблири, қазақ, өзбек, татар, әзәрбәйҗан, башқурт вә башқиму хәлқләр вәкиллири, оқутқучилар, оқуғучилар, юрт-җамаәтчилик актиплири қатнашти.

Йиғинға җумһурийәтлик мәркәз йенидики алимлар кеңишиниң рәиси, бийологийә пәнлириниң доктори мәсимҗан веләмоф риясәтчилик қилди. Дәсләпки сөзни алған қазақистан җумһурийити парламенти алий кеңишиниң әзаси, җумһурийәтлик уйғур етно-мәдәнийәт мәркизиниң рәиси шаһимәрдан нурумоф кәлгән меһманларға миннәтдарлиқ билдүрүп, қазақистан хәлқ бирләшмиси рәисиниң орунбасари-қазақистан президенти мәмурийити катибатиниң башлиқи җансейит түймебайефниң, шундақла бирләшмә вә бир гуруппа алий кеңәш әзалириниң тәбрик салимини йәткүзди. У уйғурларниң йүсүп хас һаҗиб, мәһмуд қәшқәри қатарлиқ улуғ намайәндиләрни дуняға елип кәлгән хәлқ икәнликини тәкитлиди.

Андин сөзгә чиққан қазақистан җурналистика академийәсиниң президенти сағимбай қозибайеф уйғур хәлқиниң тарихида чоңқур из қалдурған қараханийлар дөлити дәвридә яшиған йүсүп хас һаҗиб вә мәһмуд қәшқәриниң қәдимий мәдәнийәт игиси болған уйғур миллитиниң ярқин вәкиллири икәнликини билдүрди. У йүсүп хас һаҗибниң “қутадғу билик” дастаниниң нәсрий йәшмисиниң кирил йезиқида нәшир қилинишини тарихий вәқә дәп атиди.

Йиғинда йәнә сөз алған “агидел” башқурт етно-мәдәнийәт мәркизиниң рәиси, профессор азамат рискилдин, қазақистан хәлқи ассамблейәсиниң алмута шәһәрлик катибатиниң рәһбири назар балғимбайеф, әзәрбәйҗанниң қазақистандики әлчиханисиниң вәкили рамил райеф, уйғуршунас алим мунир ерзин вә башқилар мәзкур йиғинниң әһмийити, “қутадғу билик” ниң бүгүнки җәмийәттики роли, тарихий вә әдәбий ядикарлиқларни қайта нәшир қилиш вә уларни тәрғиб қилишниң маһийити һәққидә өз пикирлирини оттуриға қойди.

Радийомиз зияритини қобул қилған қазақистан җурналистика академийәсиниң президенти, тарих пәнлириниң доктори сағимбай қозибайеф әпәнди мундақ деди: “йүсүп баласағуни-бу уйғурларниң атиси. Бу уйғур мәдәнийитиниң, уйғур роһиниң башлиниши. Бу уйғурниң һомери, уйғурниң һеродети. Әлвәттә, униң туғулған вақти, болупму туғулған орни һәққидә талаш-тартишлар бар. Бирақ мән йәнә бир қетим тәкрарлаймәнки, мәһмуд қәшқәри вә йүсүп баласағуни-бу уйғурларниң пәхри. Чүнки у вақитларда қараханийлар мәмликити болуп, униң йәрлири аму дәрясиғичә созулған иди. У чағларда уйғур земини, уйғур шөһрити һөкүм сүргән. Мана шулар икки улуғ шәхсни дуняға елип кәлди. У чағларда уйғур йезиқиму мәвҗут иди. Чиңгизхан кәлгәндиму униң йезиқи уйғурчә болған. Мән бүгүнки йиғин мунасивити билән йүсүп баласағуниниң ‛қутадғу билик‚ китабиниң нәширдин чиққанлиқини аңлап, хош болдум. Китаб яхши чиққан. Мубарәк болсун!”

Йиғин қатнашқучилири болупму йүсүп хас һаҗибқа охшаш бүйүк намайәндиләр мирасиниң тәрбийәвий әһмийитини, уларниң исимлирини әбәдийләштүрүшниң муһимлиқини алаһидә тәкитлиди. Алмута шәһиридики абдулла розибақийеф намидики 153-мәктәп-гимназийәниң мудири, алмута шәһәрлик алий кеңәшниң әзаси шавкәт өмәроф “қутадғу билик” ниң яшларни тәрбийиләштики әһмийитигә юқири баһа бәрди. У мундақ деди: “йүсүп хас һаҗиб яшларни дөләткә садиқ хизмәт қилишқа, хәлқ мәнпәәтини ойлашқа, парихорлуқтин йирақ йүрүшкә чақириду. Шаирниң ‛өзүңниң пайдисини ойлима, хәлқиңниң пайдисини ойла. Хәлқиңниң пайдиси ичидә сениңму пайдаң бар‚ дегән дана сөзлири мушу пикримизгә ениқ дәлил болалайду.”

Шавкәт өмәроф өзи башқуруватқан мәктәптиму буниңға көп әһмийәт берилип, йеқинда мәһмуд қәшқәри намидики уйғур тили вә әдәбияти лабораторийәсиниң вә шундақла йүсүп хас һаҗиб намидики мәктәп кутупханисиниң ечилғанлиқини хәвәр қилди.

Йиғинда атақлиқ язғучи вә драматорг әхмәтҗан һашириниң мәһмуд қәшқәри вә йүсүп хас һаҗибниң исимлирини әбәдийләштүрүш, йәни алмута шәһиридики кочиларға бу икки намайәндиниң исимлирини бериш, шундақла уйғур пәрзәндлирини күнтуғди, айтолди дегәңә охшаш уйғур исимлири билән аташни адәтләндүрүш тәшәббуси көпчиликни һаяҗанландурди.

Зияритимизни қобул қилған филологийә пәнлириниң намзати руслан арзийефниң ейтишичә, қазақистанда “қутадғу билик” әсәри бойичә илмий тәтқиқатлар өткән әсирниң 80-йиллириниң оттурилирида башланған икән. У мундақ деди: “дәсләп бу саһәдә көп әмгәк қилған алим вә шаир асқар егубайеф. У ‛йүсүп хас һаҗиб көзқарашлириниң қазақ әдәбияти язғучи-шаирлириға тәсири‚ мавзусида намзатлиқ диссертатсийә яқлиған. Буниңдин башқа әсәрниң тили вә әдәбий тәрәплири бойичә бир нәччә намзатлиқ тәтқиқатлар йезилди.”

Руслан арзийефниң сөзлиригә қариғанда, у 1991-йили академик ғожәхмәт сәдвақасофниң рәһбәрлики астида “йүсүп хас һаҗибниң ‛қутадғу билик‚ дастаниниң лексика-истилистикилиқ алаһидиликлири” мавзусида тәтқиқат яқлап, пән намзати илмий дәриҗисигә муйәссәр болған икән. 1996-Йили мәзкур тәтқиқат китаб болуп нәшир қилинған.

У йәнә мундақ деди: “‛қутадғу билик‚ ни илмий асаста һәм тәпсилий һәм кәң рәвиштә тәтқиқ қиливатқан дөләтләрниң бири түркийә болса, иккинчиси уйғур елидур. 1984-Йили ‛қутадғу билик‚ нәшир қилинғандин бери наһайити көп тәтқиқатлар елан қилинди. Қазақистанда ‛қутадғу билик‚ ниң бу иккинчи қетим нәшир қилиниши.”

“достлуқ өйи” дә өткән йиғинда “қутадғу билик” китабини тонуштурушниң лента кесиш мурасими болуп өтти. Йиғин қатнашқучилири “қутадғу билик” ниң нәсрий йәшмисини нәширгә тәйярлиған садиқҗан юнусофқа вә баш һамий, алмута шәһәрлик уйғур мәдәнийәт мәркизи шөбисиниң рәиси орунбасари долқунтай абдухелилға миннәтдарлиқ билдүрди. Йиғин давамида абдулла розибақийеф намидики 153-мәктәп-гимназийә оқуғучилири вә қуддус ғоҗамяроф намидики дөләт академийәлик уйғур музикилиқ комедийә тиятири артислириниң қатнишиши билән консертлиқ программа көрситилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.