Йүсүпҗан әмәткә сүйқәст қилған икки җинайәтчи үстидин истанбулда сот ечилди
2021.06.02
Радийомиз мухбири йүсүпҗан әмәтниң адвокати иляс доғанни зиярәт қилмақта. 2021-Йили 2-июн, истанбул.
Өткән йили 11-айда истанбулниң авҗилар районида йүсүпҗан әмәт исимлик уйғур яшқа оқ етип яриландурған икки җинайәтчи сақчилар тәрипидин қолға чүшкән болуп, бүгүн, йәни 2-июн күни әтигәндә улар үстидин истанбулдики бакиркөй әдлийә сот мәһкимисидә сот ечилди.
Сот ахирлашқандин кейин бу қетимлиқ сот җәряни вә бу дело тоғрисида йүсүпҗанниң адвокати иляс доған билән шәрқий түркистан кишилик һоқуқни көзитиш җәмийитиниң баш катипи нуридин избасар әпәнди сот мәһкимиси алдида мухбирларға баянат бәрди вә йүсүпҗан делоси тоғрисида тохталди.
Адвокат иляс доған әпәнди бу сүйқәсткә адәттики бир вәқә дәп қарашқа болмайдиғанлиқини тәкитлди.
У мундақ деди: “йүсүпҗан әмәтниң сүйқәсткә учриғанлиқ делоси үстидә иккинчи қетимлиқ сот болуп, бу қетимлиқ сот бакиркөй 3-дәриҗилик җинайити ишлар сот мәһкимисидә ечилди. Биз бу сотта җинайәтчиләрни еғир җазалаш билән биргә йүсүпҗан әмәтни өйигә тәклип қилип униң тозаққа чүшишидә рол ойниған киши үстидинму әрз сундуқ. Содийә бу әрзнамимизни қобул қилди. Бу тоғрида мупәттишләр керәклик тәкшүрүшләрни елип бариду. Содийә йәнә бәзи мәлуматларниң толуқлинишини тәләп қилип, йүсүпҗан әмәтниң өзидин баянат елиш үчүн дохтурханиға хәт язди вә сотни кечиктурди. Келәр қетимлиқ сот 8-июл күни ечилидиған болди. Йүсүпҗан әмәт сотқа қатнишалмиса, сот мәһкимисидин бир һәйәт йүсүп әмәт давалиниватқан дохтурханиға берип униңдин қайта баянат алмақчи болди.”
Бу делони йеқиндин күзитип келиватқан шәрқий түркистан кишилик һоқуқни күзитиш җәмийитиниң баш катипи нуриддин избасар әпәнди йүсүп әмәткә сүйқәст қилған икки нәпәр җинайәтчиниң сотқа тартилғанлиқини, бирсиниң исми турал әлийоф исимлик әзәрбәйҗанлиқ икәнликини, йәнә бирсиниң исми өмәр ишиқ болуп, түркийә пуқраси икәнликини билдүрди. У турал әлийоф исимлик җинайәтчиниң йүсүп әмәткә қаритип оқ атқанлиқи вә өмәр ишиқниң қол телефони арқилиқ нәқ мәйданни видийоға алғанлиқини, андин нәқ мәйдан көрүнүшини башқа бирсигә әвәткәнликини, бу пакитларниң сақчиларниң униң қол телефонини тәкшүрүши нәтиҗисдә ашкара болғанлиқини билдүрди.
Адвокат иляс доған әпәнди мундақ деди: “интайин еғир бир җинайәт садир болди. Бир адәм пүтүнләй паләч бир һалға кәп қалди. Бу нурмал бир вәқә әмәс, бу интайин мурәккәп бир вәқә. Бу вәқәни садир қилғучи әсли җинайәтчиләр ким болушидин қәтийнәзәр, уни оттуриға чиқириш үчүн күрәш қиливатимиз. Бизниң һеч ким билән дүшмәнликимиз йоқ, әмма бу вәқәниң кичиккинә бир тил-һақарәт түпәйлидин бир инсанға қурал тәңләп уни өлтүрүшкә орунуш билән чәклинип қалмайдиғанлиқини пүткүл авам билиши керәк. Сот мәһкимиси һәйитиниң позитийәсиму интайин адаләтлик вә тәрәпсиз болди. Бу вәқәниң арқа көрүнүшини вә әсли җинайәтчиләрни оттуриға чиқирип, уларниң тегишлик җазаға тартилиши үчүн қолимиздин кәлгәнни қилимиз.”
Ахбарат елан қилиш йиғинида сөз қилған шәрқий түркистан кишилик һоқуқни күзитиш җәмйитииниң баш катипи нурддин избасар әпәнди бу дело тоғрисида тохтилип мундақ деди: “биз шәрқий түркистанлиқ болуш сүпитимиз билән һазир тутуп туруливатқан җинайәтчиләрниңла җазаға тартилишини әмәс, бәлки бу вәқәниң арқисида ким болса болсун, уларниң түркийә адалити алдида вә дуня җамаитиниң нәзәридә һесаб беришини вә адил бир шәкилдә җазаға тартилишини тәләп қилимиз.”
Нуриддин избасар йәнә хитайниң әнқәрәдики баш әлчиси вә истанбулдики баш консолиға хитап қилип, мундақ деди: “бу йәрдә туруп хитайниң әнқәрәдики әлчиханси вә истанбулдики консолханисидин шуни сораймизки, бу ишни силәр қилдиңларму-йоқ? йүсүпҗанға немә үчүн оқ етилди? бу һәқтә силәрдин чүшәнчә берилишини тәләп қилимиз. Бу дело адил бир шәкилдә һәл болмиғичә, биз түркийә вә чәт әлләрдики пүткүл шәрқий түркистанлиқлар бу ишниң ақивитини бош қуювәтмәймиз. Түркийә адвокатлири вә һәқ-һоқуқ давачилириниң бу делоға җиддий қаришини вә түркийә содийә вә мупәттишлириниңму бу делони қанунға асасланған һалда адиллиқ билән һәл қилишини тәләп қилимиз.”
Нуриддин избасарниң билдүрүшичә, қолға елинған җинайәтчиләр сотта бу делони аддийлаштуруп, өзлириниң шәхсий адавити түпәйли садир қилғанлиқини оттуриға қоюп, пәрдә арқисидики әсли җинайәтчиләрни йошурмақчи болған. Содийәләр уларниң бу баянлириға қанаәт қилмиғанлиқи үчүн сотни кечиктүрүшни қарар қилған икән.
Йүсүпҗан әмәт 2020-йили 2-ноябир истанбул вақти кәч саәт 11 әтрапида намәлум кишиләрниң қораллиқ һуҗумиға учрап еғир яриланған иди. Йүсүпҗан әмәт һуҗумға учраштин илгири “әл-җәзирә” қатарлиқ хәлқаралиқ ахбарат васитилириға баянат берип, өзиниң бурун хитай җасуслуқ органлири үчүн хизмәт қилишқа мәҗбурланғанлиқини ашкарилиған. У йәнә бу сәвәблик өзиниң хитай дөләт хәвпсизлики органлириниң тәһдитигә учрап кәлгәнликини ахбаратқа паш қилған. Шу қетимлиқ қораллиқ һуҗумда йүсүпҗан әмәтниң қолиға вә долисға оқ тәгкән. Буниң нәтиҗисидә у өрә йүрәлмәйдиған, пут-қули ишлимәйдиған һалға келип қалған. У һазирму истанбулдики мәлум бир дохтурханида даваланмақта.









