Зилалә мәмәт: “қәлбимиздә уйғурлуқ сөйгүси болсила йоқап кәтмәймиз!”
2024.08.01
2024-Йиллиқ TEDxCornell йиғини 4-айниң 27-күни америкидики даңлиқ алий мәктәпләрдин болған ню-йорк шитатидики корнел (Cornell) университетида өткүзүлди. Бу йиллиқ нутуққа талланған маһирлар ичидә чимән допписи вә яришимлиқ әтләс көңликини кийип сәһнигә чиққан уйғур қизи зилалә мәмәтму бар иди. У “қәпәсләнгән қушниң наваси: әслиминиң исяни” темисидики нутқини мундақ һессиятлиқ тәсирлик баянлар билән башлайду:
“мән алған һәр бир нәпәс, һәр ойғанған дәқиқиләрдә өзүмгә шуни әскәртимәнки, бүгүнки дуняда мениң кимликимниң өзи бир җинайәт. Шундақ, уйғур болуш җинайәт! бу җинайәт сәвәблик мән еғир бәдәл төлидим. Мениң исмим зилалә мәмәт, мән уйғур. Мән корнел университетидики бирдинбир уйғур толуқ курс оқуғучиси. Мән уйғур болғанлиқим үчүн, һәр күни ‛аиләмдикиләр кәчкичә яшияларму? әтигичә һаят қаларму‚ дәп тәшвишлинимән.”
TED Сөһбити америка вә канадани асас қилған һалда шималий америкидики вә хәлқара җәмийәттики бөсүш характерлик йеңи идийәләрни тарқитишқа мәйдан һазирлиған даңлиқ мунбәр. Буниң корнел университетидики мустәқил нусхиси TEDxCornell намида йилда бир нөвәт өткүзүлүп келинмәктә.
2024-Йиллиқ йиғинда нутуқ сөзләшкә талланған зилалә мәмәт мәзкур университетниң хәлқара мунасивәтләр кәспидә оқуватқан бирдин-бир уйғур оқуғучи һесаблиниду. Униң “қәпәсләнгән қушниң наваси: әслиминиң исяни” темисидики тәсирлик нутқи йеқинқи күнләрдә һәрқайси иҗтимаий таратқуларда көпләп тарқитилишқа башлиди.
Зилаләниң нутқи америкида яшаватқан өзиниңму уйғур болуш сүпити билән уйғур қирғинчилиқиниң васитилик қурбани болуватқанлиқини-2018 йили қәшқәрдики бовисидин вақитсиз айрилип қелишниң елип кәлгән азаблири вә униң йүрикидә қалдурған җудалиқ җараһәтлирини ечип көрситиш билән башлиниду. У қәшқәрдики бовиси обул нурниң 2022-йили 11-айда вапат болғанда хитай һөкүмити униң җәситини исимсиз қәбрә теши биләнла толиму қәдирсизләрчә иккилик код арқилиқ номур қоюлған қәбригә көмүвәткәнликини баян қилғанда көз яшлирини туталмай қалиду. У “бовамниң қоллириниң қоллиримни тутқандики иллиқлиқини, униң қоллириниң чоң-кичикликини әслийәләйттим. Униң күлкисиниң өйимизниң каридорида яңриғанлиқи есимдә. Әмма у мениң уни ахирқи қетим көрүшүм иди. Уни көрмигинимгә, ахирқи қетим һидлиғинимға, униң авазини ахирқи қетим аңлиғинимға алтә йил болди” дәйду.
Зилалә аилә бойичә бовисиниң ахирқи авази вә йүзиниму көрәлмигәнликидәк қайғулуқ ақивәткә учришидики сәвәбни “хитай һөкүмити уйғурларға қиливатқан қирғинчилиқниң нәтиҗиси” дегән йәкүн билән бағлашта күчлүк пакитларға асасланған, шундақла буни логикилиқ һалда яндаш конкрет темилар арқилиқ әкс әттүрүп бәргән.
Вашингтондин зияритимизни қобул қилған зилалә өзини аңлиғучилиримизға қисқичә тонуштурғандин кейин, йәнила чоңқур сеғиниш ичидә йәнила бовисиниң өзидә уйғурлуқ роһиниң йетилишидики роли һәққидә сөзләп кәтти.
Зилалә нутқида аңлиғучиларни уйғурлар “шәрқий түркистан” дәп атайдиған вәтининиң гүзәл тағ дәрялириға, бипаян земиндики байлиқларға елип бариду. Шуниң билән биргә түрк қовмидин болған уйғурларниң хитай миллитидин пүтүнләй пәрқлиқ болған, бай вә гүзәл мәдәнийәткә игә хәлқ икәнликини гүзәл вә раван тилда сүпәтләйду. У “шәрқий түркистан тарихтин буян уйғурларниң ана макани болған. Бу дөләт кәң тәбиий байлиқларға, җүмлидин тарим ойманлиқидики сансизлиған нефит записи вә түгимәс пахта етизлиқлириға игә” дегәнни чоңқур пәхирлиниш илкидә баян қилиду. Зилалә өзиниң уйғурлуқидин қанчилик пәхирлинидиғанлиқини һаяҗанда сөзләп бәрди.
Зилаләниң нутқидики мувәппәқийәтлик чиққан муһим нуқтилардин бири һазирқи уйғурлар үстидә давам қиливатқан қирғинчилиқниң сәвәби һәмдә униң қандақ башланғанлиқидәк сиясий арқа көрүнүшни ихчам йосунда дуня вәзийитигә бағлап шәрһләш болди. У бу һәқтә сөз қилип “уйғурларниң дөлити болған шәрқий түркистанни 1949-йили хитай ишғал қиливалғандин буян дөләт нами ‛шинҗаң уйғур аптоном райони‚ ға өзгәртилди. Шундин буян уйғур хәлқигә мислисиз зулум вә ассимилятсийә сиясәтлири давам қилип кәлди” деди. У бу һәқтә тохтилип “охшимиған тоққуз дөләт билән чегралинидиған шәрқи түркистан хитайни дуняниң башқа җайлириға туташтуридиған бирдинбир қанал. Шундақ болғини үчүн хитайниң нәзиридә шәрқий түркистан һәр қандақ әһвалда ваз кәчкили болмайдиған земин” деди.
Буниңға улапла у хитай һөкүмитиниң лагерлар билән башлиған ирқи қирғинчилиқиниму дәлил испатлиқ, сәвәб вә нәтиҗилири мас кәлгән һалда йорутуп бәрди. Шундақла лагерлардики роһий вә җисманий қийнақлар һәмдә мәҗбурий меңә ююш урунушлирини данә-данә баянлар билән җанлиқ ипадиләп бәрди.
Биз икки яш чеғида туғулған вәтинидин айрилған зилаләниң вәтини һәққидики әслимиси вә уйғурлуқ роһиниң мәнбәсини сориғинимизда у интайин һаяҗанланған һалда буни аилиси, болупму анисиниң тәрбийәсидин айрип қариғили болмайдиғанлиқини тилға алди.
Зилалә хитайниң ирқи қирғинчилиқида барлиқ бигунаһ уйғурларниң уйғур болғанлиқи үчүнла биваситә зиянкәшликкә учриғанлиқидин башқа өзигә охшаш америкида яшаватқан бир өсмүрниңму уйғурларниң бешиға келиватқан бу кәң көләмлик қирғинчилиқниң васитилик зиянкәшликигә учраватқанлиқини баян қилди. Бу бу сөзлиригә мисал қатарида өзи билән тәң демәтлик раһилә өмәрни тилға алди. 2018-Йили лагерға елип кетилгән раһилә әмдила 15 яшқа киргән болуп у “әгәр раһилә һаят болса маңа охшаш 20 яшқа кириду. У уйғур болғанлиқи үчүнла хитай һөкүмити униң биғубар өсмүрлүкини хазан қилди” дәп ечиниду. Раһилә өмәр-2022 йили ашкариланған “шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири” дики тутқунларниң бири болуп, қәшқәрдин лагерға қамалған 2888 кишиниң сүрәтлири ичидә уму бар иди.
Зилалә шу қатарда дуняниң тәдриҗий уйғур ирқи қирғинчилиқини тонуп йетиши вә хитайға бесим қилиши билән хитайниң өзини ақлашқа киришкәнликини, 2021-йили, хәлқарада күчлүк қаршилиққа дуч кәлгән хитайниң лагерларниң мәвҗутлуқини етирап қилған болсиму, әмма уларни террорлуқ вә ашқунлуққа четишлиқ кишиләрни тәрбийәләйдиған “қайта тәрбийәләш мәркизи” дәп атиғанлиқини, әмма ашкариланған һөкүмәт һөҗҗәтлири уйғурларниң сәвәбсиз қолға елинип, бигунаһ қамиливатқанлиқини көрситип беридиғанлиқини шәрһләп өтти.
У лагердики бигунаһ тутқунларниң сүрәтлири дуняға ашкариланған шу вақитларда уруқ-туғқанлири һәққидә хиялидин қандақ изтираплиқ тәшвишләрниң кәчкәнликини сүрәтләп мундақ дәйду: “-2022йили ‛шинҗаң сақчи һөҗҗәтлири‚ шәрқий түркистандики қәшқәрдә төт йил илгири қолға елинған уйғурлардин 2888 кишиниң сүритини ашкара қилди. Дадам иккимиз еғир нәпәсләр ичидә 2000 парчә сүрәткә бир-бирләп қарап чиқтуқ һәмдә уларниң ичидә аилимиздикиләрдин бирәр тонуш чирайниң чиқип қалмаслиқи үчүн дуа қилдуқ. Бүгүн улардин қанчилик адәмни һаят дейәләймиз? бу сүрәт тартилған ашу вақит йәнә қанчилик кишиләр үчүн уларниң һаятидики әң ахирқи минутлар болуп қалғанду?”
Зилалә ахирида уйғурлар үстидики бу зулумларниң давам қилиши һәққидә тохтилип “үч милйон уйғурниң лагерларға мәһкум болуши маһийәттә барчә кишиләрниң сүкүт қилишидин келип чиққан” дегән хуласини оттуриға қойиду һәмдә иштиракчиларға мундақ соал ташлайду:
“6483 мил (тәхминән 10400 километир) йирақлиқта болсиму, аддий бир көңләк сизни раһилә өмәргә улайду. Бәлким көңликиңизниң йәңлири униң қоллирида тикилгәнду. яки белиқиз абдуреһимниң бармиқи сиз кийивалған айиғиңизни тиккәнду. Хитайдин импорт қилинған таварларниң һәммиси дегүдәк уйғур мәҗбурий әмгәкчилириниң қени билән боялған. Уларда тағам, ачам, бәлким йәнә раһилә өмәрниңму қан изи болуши мумкин. Дунядики бәш чоң кийим-кечәк маркиси уйғур мәҗбурий әмгики билән бағланған, ундақта учиңиздики көңләккә ‛хитайда ишләнгән‚ дегән хәтләр йезилған болса сиз бу ишлардин қанчилик йирақта болған болисиз?”
Зилалә бу қетимқи нутқиниң давамида уйғур ирқий қирғинчилиқи вә уйғур мәҗбурий әмгикиниң давам қиливатқиниға шунчә йиллар болған болсиму хитайниң һелиһәм бу қирғинчилиқини инкар қилишидики сәвәбләр һәмдә буниң хәтири һәққидиму мәхсус тохталған.
Зилаләниң бу қетимқи нутқиниң башқа мәзмунлирини мәзкур темидики пирограммимизниң иккинчи бөликидә давамлиқ аңлитимиз.