Алмутада хәлқ язғучиси зия сәмәдиниң сәһнә әсәрлири айрим китаб болуп чиқти
2019.08.20
Игилинишичә, узун йиллар давамида қазақистанда иҗад қилип, “хәлқ язғучиси” дегән атаққа муйәссәр болған мәшһур язғучи зия сәмәди әсәрлириниң һәммиси дегүдәк хитай һөкүмранлириниң уйғур дияридики сияситини, рәһимсизликини, һийлә-нәйрәңлирини ашкарилайдиған әсәрләр болуп һесаблинидикән. Бу әсәрләр уйғур хәлқиниң һәм униң ичидин чиққан қәһриманлириниң образлирини, азадлиқ, мустәқиллиқ, әркинлик идийәлирини тәрғиб қилидикән. Һазир болупму қазақистанда униң әсәрлирини қайта нәшир қилишқа алаһидә әһмийәт берилмәктә.
Йеқинда алмутадики “мир” нәшрият өйи тәрипидин зия сәмәдиниң сәһнә әсәрлири бир топлам болуп йоруққа чиқти. Зия сәмәди өткән әсирниң 30-йиллирида бир қатар драма әсәрләрни йезип, омумән уйғур драматоргийәсиниң дәсләпки қәдәмлириниң раваҗлинишиға өз төһписини қошқаниди. 1950-Йиллири у “ғериб-сәнәм” драмисини язған болса, кейинрәк 1944-1949-йиллири уйғур диярида елип берилған миллий азадлиқ һәрикәт һәққидә “или дәряси бойида” намлиқ кино повестини йезип чиқти.
Язғучиниң бу йили “мир” нәшрият өйи тәрипидин чиққан “драмилар” намлиқ китаби 25 басма тавақтин ошуқ һәҗимгә игә. Топламға язғучиниң “қанлиқ дағ”, “зулумға завал”, “муһәббәт дастани”, “лашман”, “майимхан” вә “ипархан” әсәрлири киргән болуп, у зия сәмәди туғулғанлиқиниң 105 йиллиқиға беғишланған.
Биз мәзкур китабни нәшр қилишқа алаһидә күч чиқарған зия сәмәдиниң қизи белқиз ханим билән алақиләштуқ.
Белқиз сәмәди зияритимизни қобул қилип, дадиси зия сәмәди аләмдин өткәндин кейин униң әң дәсләпки нәшр қилинған әмгәклириниң бири “истәк вә қисмәт” китаби икәнликини оттуриға қоюп, мундақ деди: “‛истәк вә қисмәт‚дадамниң әң ахирқи нәпәслиридә йезилған әсәр. Лекин, бу әсәрни ахириғичә йезип пүттүрәлмиди. Бу әсәридә өзи гуваһчи болған вәқәләр арқилиқ уйғур хәлқиниң бешидин кәчүргән қийинчилиқларни, келәчәккә болған үмид-ишәнчисини тәсвирләйду. ‛дәртмәнниң зари‚ вә ‛бир тал папирос‚ повестлиридин ибарәт китабида хитай мустәмликичилириниң уйғурларға қарши елип барған зорлуқ-зомбулуқлирини баян қилиду.”
Белқиз сәмәдиниң ейтишичә, мәзкур әсәрләрниң йоруққа чиқиши пәқәт оттура асиядила әмәс, бәлки пүткүл дуняда яшаватқан уйғурлар үчүн чоң йеңилиқ болған икән. У язғучи әсәрлириниң асаслиқ түрдә тарихий вәқәләргә беғишлинип чиққанлиқини алаһидә көрситип, йәнә мундақ деди: “вәтәндә хитайниң түрмилиридә йетип, қутулуп чиққан балилар дадам билән көрүшкән вә өзлириниң түрмә азаблири тоғрилиқ сөзләп бәргән. Дадам шуниңдин кейин мана мушу әсәрлирини йезип чиқиду. 2011-Йили бу әсәрләр уйғур вә рус тиллирида чиқиду”.
Белқиз сәмәдиниң дейишичә, 2014-йили зия сәмәдиниң 100 йиллиқиға даир “майимхан” романи қайтидин нәшир қилинған болса, “ипархан” драмиси әнқәрәдә түрк тилида нәшир қилинғаникән. 2016-Йили белқиз сәмәдиниң апторлуқида “мәзкур вәқәләрниң тирик гуваһчиси” китаби нәшир қилинған. Дадисиға беғишланған бу китаб үстидә аптор икки йил давамида ишлигән. Униңда зия сәмәдиниң күндилик һаятта йезилған қизиқарлиқ хатирилири, замандашлириниң язғучи иҗадийити һәққидә язған мақалилири, инкаслири, шеирлири вә башқилар орун алған.
Белқиз сәмәди язғучиниң йәнә “майимхан”, “йиллар сири”, “әхмәт әпәнди” романлирини йезип, булар ичидин “йиллар сири” ниң әйни вақитларда төт китаб болуп йоруқ көргәнликини билдүрди. У йәнә дәсләпки икки китабиниң рус тилида нәшир қилинғанлиқини, һазир болса қалған икки қисмини рус тилиға тәрҗимә қилишни көзләватқанлиқини илгири сүрди.
Белқиз сәмәди язғучиниң башқиму сәһнә әсәрлирини айрим китаб қилип нәшир қилиш өйиниң барлиқини оттуриға қойди.
У шундақла зия сәмәди әсәрлиридә йорутулған хитайниң бастуруш сияситиниң, рәһимсизликиниң уйғур диярида һелиму давамлишиватқанлиқини көрсәтти.
Тонулған сатирик язғучи абдухалиқ мәһмудоф зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “бу әсәрләрниң һәммисини сәһнидин көрүш бизгә несип қилмиди. Униң әсәрлириниң һәммисидә уйғур хәлқиниң тарихи йезилған. Уларда шәрқий түркистандики уйғурларниң күндилик һаяти, өтмүши, келәчәккә болған үмидлири намаян қилинған.”
Абдухалиқ мәһмудофниң пикричә, зия сәмәдиниң сәһнә әсәрлириниң асасида вәтәнгә азадлиқ, милләткә әркинлик тәшвиқ қилинған икән. У сөзиниң давам қилип, йәнә мундақ деди: “сәһнә әсәрлири китаб болуп чиқипту. Қизиға миң рәһмәт. Буни аңлиғанлар әмди оқуйду. Уларни бир күнлири йәнә қоюшқа имканийәт туғулиду дәп ойлаймән. Чүнки яхши әсәрләрни мушундақ сақлаш керәк. Вақитлар кәлгәндә вәтәндиму мушундақ әсәрләрни чиқириш имканийити туғулуп, сәһнидә қоюлса, демәк бу зия акиниң тарихтики изи һеч қачан өчүрмәйду дәп ойлаймән.”
Игилишимизчә, зия сәмәди 1914-йили қазақистанниң яркәнт тәвәсидики хонихай йезисида дуняға кәлгән. 1931-Йили униң аилиси уйғур елигә көчүп барған. Униң әдәбий паалийити 1934-йили башланған болуп, 1937-йили миллий-азадлиқ һәрикитигә иштирак қилғанлиқи үчүн гоминдаң һөкүмити тәрипидин түрмигә ташланған вә 1944-йили бошитилған. Зия сәмәди шу йили қурулған шәрқий түркистан җумһурийитидә һәр хил юқири лавазимларни игилигән. 1950 Вә 1958-йиллар арилиқида у уйғур аптоном райониниң мәдәнийәт назири болған. Коммунистик хитай һакимийити тәрипидин йүргүзүлгән сиясий тәқибләшләр нәтиҗисидә у қазақистанға көчүп чиқишқа мәҗбур болған һәмдә узун йиллар давамида язғучилиқ иҗадийити билән шуғулланған. У 2000-йили алмута шәһиридә 86 йешида әләмдин өткән.