Мәрһум язғучи зордун сабирниң “ана юрт” романи түрк тилида нәшр қилинди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2022.05.12
Мәрһум язғучи зордун сабирниң “ана юрт” романи түрк тилида нәшр қилинди Мәрһум язғучи зордун сабирниң “ана юрт” намлиқ тарихий романи әнқәрәдә “бәнгү”, йәни мәңгү нәшрияти тәрипидин түрк тилида нәшир қилинди.
RFA/Erkin Tarim

Мәрһум язғучи зордун сабирниң “ана юрт” намлиқ тарихий романи әнқәрәдә “бәнгү”, йәни мәңгү нәшрияти тәрипидин түрк тилида нәшир қилинди.

61 Йиллиқ һаятида уйғур хәлқигә “аврал шамаллири”, “издиниш”, “ата” вә “ана юрт” қатарлиқ қиммәтлик романларни, йүзлигән һекайә-повестларни қалдуруп кәткән мәрһум язғучи зордун сабирниң 3 томлуқ “ана юрт” намлиқ тарихий романиниң 1-томиниң түркчә нәшри йеқинда әнқәрәдә йоруқ көрди. язғучи зордун сабирниң “ана юрт” романини илгири түркийәдә магестирлиқ унвани үчүн оқуған язғучи әнвәр муһәммәт уйғур тилидин түрк тилиға тәрҗимә қилған иди.

Мәзкур романниң йеңидин нәширдин чиққан түркчә биринчи томи 350 бәт болуп, мәзкур романда 1944-йили илида партлиған миллий азадлиқ инқилаби вә буниң нәтиҗисидә ғулҗада қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң тәпсилатлири тарихий вә бәдий шәкилдә баян қилинған. язғучи романда әхмәтҗан қасими, елихан төрә, ғени батур қатарлиқ реал тарихий шәхсләрниң образини тарихий чинлиқ бойичә яритиш билән бир вақитта романда йәнә мухтәрбай, нури қатарлиқ бир қисим бәдий образларниму бәдий чинлиқ билән йорутқан. Мәзкур роман уйғур хәлқиниң 1940-йиллардики миллий азадлиқ инқилабиға беғишланған муһим тарихий роман һесаблиниду.

Уйғур әдәбияти бойичә докторлуқ оқуватқан, явро-ася язғучилар җәмийити башқуруш һәйитиниң әзаси кәмал бозоқ әпәнди “ана юрт” романиниң түркчә тәрҗимә нусхасиға тәһрирлик қилған болуп, у бу романниң түрк тилида нәшир қилинишиниң зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилди: “шәрқий түркистан тарихи баян қилинған романларниң түрк оқурмәнләр билән дидар көрүшүши наһайити муһим дәп ойлаймән. Болупму заманимизда өткән уйғур язғучилар язған романлар шәрқий түркистанниң тарихи, мәдәнийити, өрп-адәтлири вә әдәбиятини өгиниш үчүн наһайити муһим. явро-ася язғучилар бирлики ‛бәнгү нәшрияти‚ да нәшир қилдурған ‛ана юрт‚ романини 1944-йили илида қурулған шәрқий түркистан җумһурийити вә шу мәзгилләрдә уйғурларниң хитай таҗавузчилриға қарши елип барған күрәшлирини өгиништә интайин муһим мәнбәләрниң бири дәп қараймән. Бу роман түрк оқурмәнләрниң хитайниң уйғурларға елип бериватқан зулумини өгиниши, уйғур тарихидики қәһриманлириниң иш-излирини өгиниши үчүн зор әһмийәткә игә болуп, түркийәдә елип бериливатқан шәрқий түркистан дәваси үчүнму пайдилиқ дәп қараймән.”

Биз китаб тоғрисида техиму тәпсилий мәлумат игиләш үчүн мәрһум язғучи зордун сабирниң һаяти вә әдәбий иҗадийити тоғрисида магистерлиқ илмий мақалиси язған һәсәнҗан абдуваһит әпәнди биләнму сөһбәт елип бардуқ.

Түркийәдә 1990-йилларда сәйпидин әзизниң “султан сатуқ буғрахан” намлиқ тарихий романи нәшир қилинған иди. 2010-Йили пәрһат җиланниң “мәһмут кашғәри” намлиқ тарихий романи, 2021-йили пишқәқәдәм язғучи һаҗи мирзаһид кәриминиң “йүсүп хас һаҗиб” намлиқ тарихий романи мәрһум шаирә зәйнурә өзтүрк ханим тәрипидин түркчигә тәрҗимә қилинип нәшир қилинди.

Һәсәнҗан абдуваһит әпәнди түркийәдә башқа түркий хәлқләрниң әдәбияти яхши тонуштурулған болсиму, әмма уйғур әдәбиятиниң яхши тонуштурулмиғанлиқини, шуңа бу романниң түркчә нәшир қилиниши, түрк оқурмәнлириниң уйғур әдәбиятиға болған чүшинишиниң ешиши үчүн зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилди.

Мәлум болушичә, язғучи зордун сабир 1937-йили 4-айда ғулҗа наһийәсиниң йеңитам йезисида дуняға кәлгән. У или дарилмуәллиминни пүттүргәндин кейин, 1957-йили “или гезити” дә хизмәт қилишқа башлиған. Кейинчә оқутқучи болуп ишлигән. язғучи зордун сабир 1976-йили үрүмчигә йөткилип берип шинҗаң хәлқ нәшриятида хизмәт қилишқа башлиған. У 1998-йили 8-айниң 13-күни йүрәк кесили сәвәбидин 61 йешида аләмдин өткән. Униң илгири-ахир болуп 4 роман, 13 повест вә көп санда һекайәлири нәшир қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.