Зумрәт давут: “хитайдики иҗтимаий таратқуларда тарқалған қисқа син көрүнүшлири уйғурлар учраватқан зулумниң әң яхши испатидур”
Лагер шаһити зумрәт давут ханим хитай һөкүмитиниң һуҗум нишаниға айланған уйғур лагир шаһитлириниң бири.
-
Мухбиримиз меһрибан
2021-03-11 -
-
-
Your browser doesn’t support HTML5 audio
Лагер шаһити зумрәт давут ханим америкадики һөкүмәт органлири вә таратқуларда өзиниң лагерда учриған ечинишлиқ қисмити вә 2017-йилдин кейин уйғурлар учраватқан қаттиқ бастурулуш вәзийити һәққидә көп қетим испат бәргәнлики вә өзи көргән әһвалларни аңлатқанлиқи үчүн, хитай һөкүмитиниң һуҗум нишаниға айланған уйғур лагир шаһитлириниң бири.
Зумрәт ханим өз нөвитидә йәнә хитай ичидики иҗтимаий таратқуларда тарқалған уйғурлар һәққидики әң йеңи син филимлирини издәп тепип, өзиниң фейсбук қатарлиқ иҗтимаий таратқу һесабатлирида улап тарқитип кәлмәктә. Мәлум болушичә, у йоллиған бу син филимлири көп қетим һәмбәһирлинип, көрүлүш қетим сани һәссиләп ашқан.
Зумрәт давут ханим өзи тарқатқан син көрүнүшлири һәққидә радийомизниң мәхсус зияритини қобул қилди.
Униң билдүрүшичә, у хитайдики иҗтимаий таратқуларда тарқалған қисқа син көрүнүшлирини издәп тепиш вә тарқитиш арқилиқ, уйғурлар учраватқан зулумниң һәқиқи маһийитини техиму көп кишиләргә аңлитишни мәқсәт қилған.
Зумрәт ханимниң билдүрүшичә, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан зулумлириға даир пакитларниң дуняға ашкарилиниши билән нөвәттә америка, канада, голландийә қатарлиқ дөләт һөкүмәтлири уйғурлар учраватқан зулумни ирқий қирғинчилиқ дәп елан қилған. Буниң билән хитай һөкүмити хәлқарада қаттиқ әйипләшкә учриған. Һалбуки, хитай һөкүмити бу хил әйибләшкә қарита өзиниң уйғурларға қаратқан ирқий қирғинчилиқ сияситини инкар қилиш вә пәрдазлаш сияситини қолланған. Хитай өзи тарқатқан бу хил тәшвиқат хәвәрлири вә хитайдики иҗтимаий тартқуларда тарқалған уйғурлар һәққидики син көрүнүшлиридә уйғурлар учраватқан зулум сияситигә аит нурғунлиған испатлиқ материялларни ашкарилап қойған.
Зумрәт ханим йәнә өзиниң хитайдики иҗтимаий таратқуларда тарқалған уйғурларниң вәзийити һәққидики қисқа син көрүнүшлирини издәп тепиш җәрянида йолуққан мәсилиләр вә инкаслар һәққидиму тохталди.
У өзиниң бу хил җапалиқ әмгиги вә тиришчанлиқиниң үнүми болғанлиқини билдүрди.
Униң билдүришичә, у йоллиған син көрүнүшлири уйғурларниң вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан кишилик һоқуқ паалийәтчилири, уйғуршунас тәтқиқатчилар вә мухбирларниң диққитини қозғиған.
Зияртимиз ахирида зумрәт ханим йәнә чәт әлләрдики уйғурларниң өзиниң қурби йәткән инмканийити ичидә уйғурлар учраватқан зулумларни дуняға ашкарилишиниң хитай һөкүмитиниң һәқиқи маһийитини ечип көрситиштә техиму зор үнүми болидиғанлиқини тәкитлиди.