Зумрәт давут: “б д т йиғинида шуни һес қилдимки, дуня бизгә көңүл бөлүветипту!”
2019.09.25
Лагер шаһити зумрәт давут билән өткүзүлгән йүрүшлүк сөһбәт (4)
24-Сентәбир күни америка ташқи ишлар министирлиқиниң баш саһибханилиқида уюштурулған “шинҗаңдики кишилик һоқуқ кризиси” намлиқ йиғинида америка ташқи ишлар министирлиқиниң диний ишларға мәсул алаһидә әлчиси сам бровнбәкниң тонуштуруши билән сөзгә чиққан лагер шаһити зумрәт ханим өзиниң хитай даирилири тәрипидин сәвәбсиз тутқун қилинип, 2018-йили 3-айниң 31-күнидин 6-айниң 2-күнигичә 2 ай лагерға қамап қоюлғанлиқини баян қилди. У бу җәрянида чәккән азаб вә хорлуқлири һәмдә у йәрдә көргән әһваллири һәққидә гуваһлиқ бәрди.
Йиғинда берилгән 10 минутлуқ нутуқ вақтидин пайдилинип зумрәт ханим өзиниң вә өзигә охшаш лагерға қамалған барлиқ уйғур аяллириниң хитай даирилири тәрипидин мәҗбурий туғмас қиливетилгәнлики һәққидә гуваһлиқ бәрди. Униң баянлириниң йиғин әһлидә һәмдә мәтбуатларда зор диққәт қозғиғанлиқи мәлум.
Зумрәт давут йәнә хәлқара җамаәттин уйғурларни бу зулумдин қутулдурувелиш үчүн ярдәм беришни тәләп қилған.
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики мәзкур йиғин ахирлашқандин кейин зияритимизни қайта қобул қилған зумрәт давут ханим йиғин ахирлашқанда көплигән юқири дәриҗилик әрбабларниң униң билән қол елишип көрүшүп өзлириниң һесдашлиқини билдүргәнликини, өзлириниң уйғурларниң вәзийитини өзгәртиш йоллири үстидә тиришидиғанлиқлирини билдүрүшкәнликини баян қилди.
Зумрәт давут йиғин залидин чиққанда нурғун мухбирлар уни қоршивалған. Улар асаслиқи лагерниң ичидики зулумларни, униң мәҗбурий туғмас қиливетилиш җәряни һәмдә уйғурларниң дунядин күтидиған үмидлири һәққидә нурғун соалларни сориған.
Бу өткән йили 6-айда хитайниң лагеридин қутулуп чиқип, буниңдин бәш ай илгири пакистан арқилиқ америкаға кәлгән зумрәт давут ханимниң хәлқаралиқ сәвийидики йиғинларға тунҗи қетим қатнишиши вә шундақла тунҗи қетим гуваһлиқ бериши икән. Биз униңдин мәзкур йиғинға қатнишиш җәрянида немиләрни һес қилғанлиқини сориғинимизда, у һаяҗан иликидә мундақ деди: “бурун бундақ йиғинларға қатнишип бақмиған идим. Мән бундақ чоң йиғинларда сөзләп бақмиған болғачқа бәкму җиддийлишип кәттим. Мән унчилик җиқ дөләт башлиқлириниң бу йиғинға келип қатнишишини ойлапму бақмаптикәнмән. Мән өзүмни уйғурларниң авази болуп аңлиталидим дәп ойлидим вә бәк һаяҗанландим, бәк хош болдум. Америкаға охшаш демократик дөләтләр уйғур мәсилисигә һәқиқәтәнму җиддий көңүл бөлүп, биз үчүн яхши ишлар қиливетипту. Шуңа наһайити хош болдум.”
Өзиниң бу йиғинға қатнишип қаттиқ үмидләнгәнликини тәкитлигән зумрәт ханим илгири өзиниң лагерда йетиватқан мәзгиллиридә дуняда немиләр болуватқанлиқидин пүтүнләй бихәвәр икәнликини, хитай һөкүмитиниң барлиқ учур мәнбәлирини қаттиқ контрол қилиши һәмдә меңә ююш тәшвиқатлириниң тәсиридә өзи вә башқа көп сандики уйғурларниң “чәтәлдә әркин яшаватқан уйғурлар немә үчүн бизни қутқазмайдиғанду? улар биз үчүн һечнемә қилмиди,” дәп ойлиғанлиқини ипадә қилди. У һазир чәтәлгә чиқип әмәлий әһваллардин хәвәр тапқандин кейин, йәнә келип өзиму һазир америкида панаһланғучи уйғурларниң биригә айланғандин кейин, чәтәлләрдики уйғурларниң вәтәндики уйғурларни қутқузуш үчүн тохтимай һәрикәт қиливатқанлиқини чүшинип йәткәнликини билдүрди. У йәнә буниң нәтиҗисидә өзиниң лагерлар һәққидә дуня җамаәтчилики алдида гуваһлиқ беришкә җасарәтләнгәнликини баян қилди.