Хитай һөкүмитиниң байда алаһидә сиясәт йүргүзүшидики сир нәдә?
2011.12.20

Ақсуниң бай наһийисидин игилигән мәлуматлиримиздин, болупму бу наһийидә шундақла униң сайрам базирида, хитайниң бастуруш сиясәтлириниң башқа җайлардинму қаттиқрақ иҗра қилиниватқанлиқи мәлум болған иди. Һәтта ақсу бай наһийә сайрам базар хәлқ қурултийи һәйәт рияситиниң әзаси, коммунист тәшвиқатчисиму зияритимизни қобул қилғанда “наһийимизниң сиясити башқа җайларға қариғанда пәрқлиқ” дәп етирап қилди, ундақта җуғрапийилик җәһәттин унчә бүйүк болмиған билән “бай” дегән намға игә бу маканниң хитайниң алаһидә қаттиқ сиясәт йүргүзидиған диққәт нуқтиси болуп қелишидики сир нәдә?
Ақсу вилайитиниң бай наһийисидә хитай һөкүмитиниң елип бериватқан йүз күнлүк қаттиқ бастуруш һәрикити мана бу бай наһийисидикиләр ейтқандәк күчлүк елип берилмақта. Буниңдин бурунму ақсуниң бай вә куча наһийилиридин игилигән мәлуматлиримиздин охшашла хитай даирилириниң бу районлардики уйғурларға қаратқан сиясий вә диний контроллуқиниң бир қәдәр қаттиқлиқи ипадиләнгән иди.
Бай наһийисиниң сайрам базарлиқ хәлқ қурултийи һәйәт рияситиниң әзаси, қурбан сайим болса, байда болупму сайрам йезисида хитай һөкүмитиниң башқа җайлардин пәрқлиқ сиясәт қоллинидиғанлиқиға чүшәндүрүш берип, чүнки бу җайда диний кәйпият бир қәдәр юқири дәйду.
Ақсуда өсүп йетилгән уйғур зиялийлардин һазир канадада яшаватқан шаир туйғунҗан абдувәли болса, байниң, болупму сайрам базириниң хитайниң диққәт нуқтиси болушидики сәвәбләр һәққидә тәпсилий тохтилип, әмәлийәттә бу тарихий маканда яшаватқан хәлқниң вуҗудиниң миллий ғурур вә вәтәнпәрвәрлик билән пүтүлгәнлики, байлиқларниң тарихий қәһриманлиридин пәхирлиниш һес туйғуси, миллий ғурури, өз юртиниң алаһидиликини сақлап қелиш, әҗдадларға варислиқ қилиш роһиниң хитайни хатирҗәмсизләндүрүп келиватқанлиқини баян қилди.
Тарихий бәтләрни варақлисақ, ақсу вилайитиниң бир наһийиси болған байниң һәқиқәтәнму исми җисмиға лайиқ тарихий бай маканлиқини көрәләймиз,
Түрлүк археологийилик тәкшүрүшләр бай земинида буниңдин бәш-алтә миң йиллар илгирила инсанлар яшиғанлиқи испатланған, 10-әсирләрдә таза раваҗлинип сайрам, кубра шәһәрлири бирләштүрүлүп “бай” дәп атилишқа башлиған. 1706-Йиллириға кәлгәндә бай вә сайрам қатарлиқ җайлар ақсу хан амбилиниң башқурушида болған. 1931-Йили бай наһийисидә бир базар, төт район вә 32 кәнт тәсис қилинған.
2009 Йилидин башлап пүтүн наһийә, сайрамни өз ичигә алған төт базар, 10 йеза, бир деһқанчилиқ мәйдани вә йәнә бир нәсиллик қой фермисиға игә чоң наһийидур.
Тарих вә мәдәнийәт нуқтисидин қариғанда, бай уйғурлар үчүн алаһидә сөйүнүш вә пәхирлиниш билән тилға елишидиған макан. Чүнки бу макан тарихтики нурғун қетимлиқ миллий инқилабларниң очиқи болғанлиқи, нурғун миллий қәһриман вә әдиб, алим, өлималар йетишитүргәнликидиндур.
Тарихшунас, әдиб, шаир, миллий зулумға қарши җәң қилған қәһриман молла муса сайрами, 1836-йили бай наһийисигә қарашлиқ сайрам райониниң аниқиз йезисида дуняға кәлгән. Сайрам мәдрисидә оқуған һәм һаятиниң көп қисмини юртида тарихий вә әдәбий әсәрләрни йезип өткүзгән. Вә 1917-йили юрти сайрамда аләмдин өткән.
Униңдин башқа, уйғур һазирқи заман пәнний маарип асасчилиридин савут һапиз дамолла, 1932-йилидики бай наһийисидә қурулған тунҗи пәнний мәктәп иқбалийәниң қурғучиси. Уму бай хәлқиниң пәхирлик әҗдади, у 1865-йили байниң сайрам йезисида туғулған. Милләт сөйәр тәрәққийпәрвәр уйғур зиялийси савут һапиз дамолла, лутпулла мутәллип билән бир қатарда 1945-йили явуз шиң шисәй тәрипидин өлтүрүлиду.
Вәтәнпәрвәр шаир, миллий қәһриман нимшеһит армия ели сайрами, өзиниң милләтсөйәр, исянкарлиқ роһи урғуп турған шеирлири билән хәлқни ойғатқан, хәлқниң, вәтәнниң әркинлики үчүн өзини атиған вә шуниң үчүн 1972-йили төт кишилик гуруһниң зиянкәшлики билән ечинишлиқ өлтүрүлгән вәтәнпәрвәр шаирларниң бири.
Мушуларға охшаш һәр бир дәврдә байда әҗдадлириниң роһиға варислиқ қилған нурғун милләтсөйәр пән мәдәнийәт җәңчилири, зиялийлар, миллий қәһриманлар йетишип чиққан һәм чиқмақта.
Бай наһийисиниң миллий азадлиқ инқилаби тарихидики орниму алаһидә, чиң сулалисиниң чирик вә истедат ишғал сияситигә миллий зулумиға қарши 1864 йили-6 айда уйғур елиниң һәр қайси җайлирида қозғалған деһқанлар қозғилиңидиму бай хәлқи зулумға қарши кәң көләмлик җәңгә қатнашқан вә қан кечип пидакарлиқ көрситип зәпәр қучқан вә тарих бәтлиригә шанлиқ изларни қалдурған.
Бай наһийиси йәнә шәрқий түркистан миллий армийиси әң дәсләп азад қилған җәнобтики җайларниң бири болуп, 1944-йили миллий армийиниң сопахун башчилиқидики қораллиқ қисим байға чүшкәндә, бай хәлқи бирликтә миллий армийигә маслишип қан вә җан бәдилигә 1945-йили 8-айниң 17-күни бай наһийисини гоминдаңчиларниң қолидин азад қилинған.
Бай хәлқи мана мушуниңға охшаш әҗдадлири вә шанлиқ тарихидин пәхирлиниду.