Америкиниң асия тинч окян сияситидә түркийә-хитай мунасивәтлири
2012.01.10

Америка дөләт ишлири министири һелларий килинтонму америка келәчәктә йүргүзидиған асия тинч окян сияситиниң, дуня сияситиниң ачқучи болидиғанлиқини, дуня сияситигә мунасивәтлик муһим истратегийилик қарарларниң бундин кейин асияда елинидиғанлиқини вә америкиниң бу истратегийидә муһим рол ойнайдиғанлиқини оттуриға қойди.
Америкиниң бу қарари тәбиий һалда асияниң ночиси болувалған хитайниң ғәзипини қозғимай туралмиди. Көзәткүчиләр америкиниң келәчәктә асия тинч окян райониға рәсмий рәвиштә қәдәм бесиши, америка-хитай мунасивәтлириниң мушу әсирдики әң кәскин бир дәвргә киридиғанлиқидин дерәк бериду дәп мулаһизә қилишмақта.
Түркийидә инглиз тилида нәшрдин чиқидиған йәкшәнбилик заман гезитидә йеқиндин буян елан қилиниватқан мулаһизиләргә диққәт қилғинимизда, мулаһизичиләр америка йолға қойидиған асия тинч окян сияситидә, түркийиниң йәнила америка билән хитай оттурисида қош бислиқ сиясәт йүргүзүш билән биргә, америка билән хитай оттурисида келиштүргүчилик рол ойнайдиғанлиқини, бу сәвәбтин түркийиниң дунядики сиясий ролиниң техиму йүксилидиғанлиқини илгири сүрмәктә.
Уйғур көзәткүчиләрниң қаришичә, түркийә хитайдин келидиған мәнпәәтләр үчүн уйғур давасини бир чәткә қатлап қоюватқанлиқи мәлум. Уйғур сиясий паалийәтчилири, түркийиниң нөвәттә уйғур давасиға тутуватқан пассип муамилисидин үмидсиз икәнликини билдүрмәктә.
Бу һәқтә австралийә уйғур җәмийитиниң сабиқ рәиси һәсән һүсән әпәнди вә дуня уйғур қурултийиниң явропа бирликидә турушлуқ вәкили мәмәт тохти әпәндиләр өз қарашлирини баян қилди.
Ундақта, келәчәктә дуня сияситиниң ачқучи болуп қалғуси асия тинч окян истратегийисидә 3-бир дөләт һесаблинидиған түркийә қандақ рол ойнайду?
Көзәткүчиләр келәчәктә түркийиниң америка билән хитай оттурисида келиштүргүчилик салаһийити билән икки бислиқ рол ойнайдиғанлиқини илгири сүрмәктә.
Хитай-түркийә мунасивәтлири 1971-йили башланған. Әйни чағда һакимийәт бешидики сулайман демирәл башчилиқидики тоғра йол партийиси вә ундин кейинки бүләнт әҗәвит һакимийити көп қетим хитайға барған вә хитайға йеқинлишиш үчүн түркийә тарихида хитай дөләт рәиси җаң земинға дөләт медали вә қилич һәдийә қилиш вәқәлириму йүз бәргән. Һәтта түркийә уйғур мәсилисигә көз юмған һалда хитайниң земин пүтүнлүкигә һөрмәт қилидиғанлиқиға аит баянатлар бәргән. Түркийиниң хитайға тутқан бундақ хошамәтчил ташқи сияситигә қаримай, хитай билән түркийиниң сода, тиҗарәт вә һәмкарлиқ ишлири таза йүрүшүп кәтмигән. Хитай билән түркийә оттурисидики йиллиқ омуми тиҗарәт соммиси аран бир милярд доллар әтрапида болған. Чүнки, хитай түркләр билән болған истратегийилик йеқинчилиқ мунасивәтлириниң, етник келип чиқиш җәһәттә түркләр билән уруқ-туғқанчилиқи болған уйғурларни җасарәтләндүрүп қоюштин вә уйғурларда әзәлдин бар болған мустәқиллиқ бихлириниң чечәкләп қелишидин әндишә қилған. 2003-Йили түркийидә һакимийәт бешиға чиққан рәҗәп тайип әрдоған рәһбәрликидики адаләт вә тәрәққият партийиси түркийә ташқи сиясәт тарихида хитайға һәм кәскин муамилә қилалиған, һәм һәмкарлишалиған һакимийәт болуп қалған.
Уйғур көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, түркийә-хитай сода мунасивәтлири 2009-йили үрүмчидә йүз бәргән 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин интайин тез қәдәмдә илгирилигән болуп, түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоғанниң үрүмчи вәқәсини “етник қирғинчилиқ” ибариси билән тәриплиши хитайниң түркийигә болған йеқинлишиши вә хушамитини һәссиләп ашурған.
Түркийә мәтбуатлиридин мәлум болушичә, 2011-йили түркийиниң хитай билән болған омуми сода қиммити әслидики бир милярд долларлиқ сәвийидин бирақла 24 милярд долларлиқ сәвийигә йетип, бир йил ичидә хитай түркийиниң йирақ шәрқтики әң чоң сода шерикигә айланған. Түркийиниң америка билән елип барған 50 йиллиқ сода һәмкарлиқи аран 15 милярд доллар болуп, түркийә хитайдин өзи тәсәввур қилғандинму бәттәр мәнпәәткә еришкәнлики мәлум.
Түркийә ташқи сиясәт җәһәттә қош бислиқ сиясәт ойнитиватқан дөләт болуп, түркийиниң ғәрб билән болған мунасивәтлири 1940-йилидин етибарән башланған. Түркийә әйни заманда нато ниң әзаси шундақла явропа бирликиниң кандидати. Түркийә 1999-йилидики косово сириплар мәсилиси, леван мәсилиси вә йеқинда әрәб дөләтлиридә йүз бәргән “әрәб баһари” қатарлиқларда америка билән йеқиндин һәмкарлишип америкиниң ваз кечилмәс мусулман шерикигә айланған.
Ундин башқа йәнә, түркийиниң мусулман дөләтлири ичидики бирдин-бир демократик дөләт болуш сүпити билән, мусулманлар районлирида ойнаватқан бәлгилик роли вә тәсириму түркийини бәлгилик рәвиштә америкиниң мусулман дөләтлиридики бир қоли вә яки әлчисигә айландуруп қоюватқанлиқи мәлум.
Әмма көзәткүчиләр йәнә, түркийиниң йирақни көзлигән узун мәзгиллик бир ташқи сиясәтниң пешида икәнликини, келәчәктә америка билән түркийә муһим рол ойнайдиған асия тинч окян истратегийисидә уйғурларғиму йешил чирағ йеқилип қелиш еһтималлиқиниң барлиқиға үмид билән қарашмақта. Түрк анализчилар йәнә уйғурларниң бу пурсәтни чиң тутушқа һазир болуши керәкликиниму тәкитлимәктә.
Бу программиниң тәпсилатини юқиридики улиништин аңлиғайсиләр.