Хитайниң америка дүшмәнликини күчәйтиш йолидики тәшвиқати
2012.07.18
Бундин аз дегәндә төт йил илгири америкиниң мәшһур ранд ширкити елан қилған хитай миллитиниң кишилик тәбиитигә аит доклатни хитайниң һөкүмәт тәшвиқат оргини болған йәршари вақит тори 16-июл күни қайта елан қилип, хитай пуқралириниң америкиға болған ғәзәплирини қозғиди. Мәзкур доклатқа “дунядики 1-дәриҗилик әқил-парасәт хәзинисиниң хитайға болған баһаси” дәп мавзу қоюлған. Ранд ширкитиниң доклатиниң бешиға алаһидә әскәртиш берип “бу доклат һечқандақ сиясий мәйданға вәкиллик қилмайду, пәқәтла пайдилиниш қиммитигә игә, тәпәккур қилиш, баһалаштинму муһим” дәп йезип қойған. Әмма бу доклатни көргән хитай зиялийлири, доклатта оттуриға қоюлған хитай миллитиниң илләтлиридин ғәзәплинип, америкини әйибләшкә, һақарәтләшкә башлиған.
Доклатта хитайларниң илләтлири 7 тема бойичә паш қилинған болуп, биринчисида “хитай миллитидә җәмийәт вә дөләт алдидики мәсулийәт һәм мәҗбурийәтни ада қилиш әхлақи йоқ. Хитай мәдәнийити уруқдашлиқ мунасивәтлири асасиға қурулған болғач, шәхсийәтчилик вә шәпқәтсизликидин башқа нәрсә әмәс, һәммә өзиниң уруқ-туғқанлиринила ойлайду, башқиларниң өлүм-көрүми билән кари йоқ” дейилгән болса, иккинчисидә, “хитайлар дунядики аз сандики динға ишәнмәйдиған қорқунчлуқ милләт. Уларда дин болмиғанлиқи үчүн әхлақ қаришиму, һәққанийәт қаришиму, җинайәт туйғусиму йоқ. Һәрким өзигила ишиниду, өзиниң принсипи, қарашлири бойичә яшайду. Пүтүн хитай тарихиға нәзәр салғанда, йүз бәргән барлиқ җинайәтләр, вәһшийликләр һәм қирғинчилиқларға уларниң мурәккәп роһи дуняси сәвәб болған” дейилгән. Үчинчисидә, “хитайлар тилға еливатқан аталмиш сиясәттә алдамчилиқ вә хаинлиқтин башқа нәрсә йоқ, хитайда әзәлдин қанун билән идарә қилинидиған бир җәмийәт қурулуп бақмиди, буниң сәвәби, уларниң идеологийисидә бундақ бир лаяқәт йоқ. Хитайларда һессият һәр заман қанундин үстүн, һәққанийәт үчүн теришиш вә қурбан бериш роһи хитайларда мәвҗут әмәс” дейилгән болса, төтинчисидә, “хитайлар әзәлдин неминиң лаяқәт вә һөрмәт болидиғанлиқини өгинип бақмиған, улар һаятта мән немигә ериштим дегәннила ойлайду, мән инсанийәтни немигә ериштүрдүм дегәнни ойлимайду. Даим башқиларниң һөрмитигә еришишни, мәртивисини өстүрүшниңла койида йүриду” дейилгән. Бәшинчисидә, хитайлардики қиммәт қаришиниң пәқәтла шәхсийәтчилик үстигә қурулғанлиқи йорутуп берилгән болса, алтинчисидә “хитайларниң яшаш идийиси һайванатларниң җинсий вә озуқлуқ издәш сәвийисидә туруп қалған” дейилгән. Йәттинчисидә, хитай маарипиниң мәғлубийәткә йүзләнгәнлики паш қилинған.
Әлвәттики, ранд ширкити хитайлардики бу илләтләр тоғрилиқ йетәрлик мәлумат вә мисаллар бәргән болуп, бу йәрдики мәсилә, хитай һөкүмитиниң орган тори болған йәршари вақит торида 2008-йили елан қилинған бир доклатни қайта оттуриға чиқирип, хитай пуқралирида америкиға болған қаршилиқ туйғулирини йүксәлтиш ғәризидур.
Австралийидики уйғур зиялийси һүсән һәсән әпәнди хитай даирилириниң бу арқилиқ хитай милләтчиликини күчәйтишни мәқсәт қиливатқанлиқини тилға алди. У сөзидә, хитайниң һазир шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати намида ғәрбкә қарши бир сиясий лагер бәрпа қилишқа тиришиватқанлиқини, ғәрбни өз хәлқигә дүшмән күчләр дәп тонутушқа урунуватқанлиқини тәкитлиди. Һүсән һәсән әпәнди йәнә, хитайниң бүгүнкидәк иқтисадий җәһәттә йүксилишигә америкиниң зор һәссиси болғанлиқини, әмма бу милләтниң вапаға җапа қиливатқанлиқини, худди уйғурларниң яхшилиқлириға яманлиқ билән җаваб қайтурғандәк әхлақсиз йол тутуватқанлиқини ейтти.