Русийә авази: хитай һазир америкиниң нәзиридики йеңи рәзил дөләт
2012.06.14
Бу, йеқиндин буян “русийә авази” хитайчә учур васитилириниң хитай дөлити һәққидики чүшәнчилири дегән темида елан қиливатқан 43- обзори болуп һесаблиниду. Бу обзорни русийидә хитайчә чиқидиған “русийә авази” гезити дәрһал тәрҗимә қилип басти. Буниңдин бир нәччә күн бурун германийидә хитайчә чиқидиған “әйнәк гезити” тидиму, “америка һазир хитайни йеңи рәзил дөләт дәп қарайду” сәрләвһилик обзор елан қилинған иди.
Хитай һазир америкиниң нәзиридә өткән әсирдики совет иттипақи дегән рәзил дөләткә охшап қалди... Дәп башлиниду “русийә авази” елан қилған “хитай һазир америкиниң нәзиридики йеңи рәзил дөләт” сәрләвһилик обзорниң баяни. Униңда ейтилишичә, гәрчә америка ирақтин вә афғанистандин әскәр чекиндүрүштә болсун яки ливийә мәсилисидә болсун яки һазир сүрийә мәсилисини һәл қилиш җәһәттә болсун яки германийидин йеқинда икки беригада әскирини чекиндүрүп чиқмақчи болғанлиқида болсун, буниң һәммисидә муддиани ипадиләштә наһайити еһтиятчан болсиму, әмма буниң һәммиси йәнила, америкиниң диққәт нуқтисини хитайға йөткигәнлики билән мунасивәтлик икәнлики ениқ көрүнүп туриду. Бу мәсилә, америка 2020 - йилиғичә деңиз қисимлириниң 60% ни, 11 авиаматкисиниң 6 сини тинч окянға әкелидиғанлиқини җакарлиғандин кейин техиму ениқ болди.
“русийә авази” гезитиниң германийидә чиқидиған “әйнәк гезити” елан қилған “америка һазир хитайни йеңи рәзил дөләт дәп қарайду” сәрләвһилик обзордин нәқил елип баян қилишичә, америка һазир җәнубий деңизда давамлишиватқан қатнаш әркинликигә капаләтлик қилиш керәк, бу америкиниңму, хитайниңму дөләт мәнпәәтигә уйғун, дәп җакарлаватқанда, хитай униңға қарши һалда, җәнубий деңиз тарихтин буян хитайниң территорийиси, бу деңиз даириси милади 15- әсирдики миң сулалиси дәвридила хитайниң земини иди дәп җакарлиди. Хитай һазир һәтта “200 деңиз чақиримлиқ иқтисадий район вә 12 деңиз чақиримлиқ агаһландуруш сизиқи” дәп бәлгиләнгән хәлқара деңиз қануниниму көзигә илмайватиду. Шуниң билән җәнубий деңизда, хитай билән вйетнам вә филиппин оттурисида тоқунуш келип чиқти. Җәнубий деңизда хитайниң бесимиға учриған филиппин, вйетнам, малайшия, һиндонезийә, броне, тәйвән қатарлиқ дөләтләр һәммиси америкидин ярдәм тәләп қилишқа башлиди. Буниң нәтиҗисидә, җәнубий деңиз райони һазир хәтәрлик районға айланди. Бундақ хәтәрлик вәзийәтниң дәриҗиси күндин күнгә юқири өрләватиду.
“русийә авази” гезитиниң америкида чиқидиған “ню-йорк вақит” гезитидин нәқил елип баян қилишичә, хитай һазир җәнубий деңиз мәсилисидә өзи көзлигән пилан -мәқсәтләргә йетиш үчүн өзиниң һәрбий күчини тез ашурушқа теришиватиду. Хитай гәрчә аләм техникиси җәһәттә америкиға йетишкә техи наһайити узун мусапә болсиму, әмма өзиниң аләм бошлуқини бой сундуруш дегән ғәрәзлик пилани буйичә, 2016- йилидин бурун айдин әвришкә елип келишкә, 2020 йили аләм понкити қуруп чиқишқа, бу мәқсәт үчүн һазир 3 нәпәр аләм учқучисини аләм бошлуқиға йолға селишқа тәйярлиқ көрүватиду.
“русийә авази” гезитиниң “германийә авази” ниң хәвәрлиридин нәқил елип баян қилишичә, америка афғанистандин әскәр чекиндүриватқанда, хитай дәрһал афғанистан билән нормал иқтисадий мунасивәт орнитишқа керишти. Әмма хитай өзи афғанистан билән түзүшкә башлиған бу иқтисадий мунасивәтни дуняға “истратегийилик һәмкарлиқ” дәп җакарлиди. Хитай шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғинида “оттура асия дөләтлириниң ортақ тәрәққияти” дегән нам билән пәйда қилған дағдуға, әмәлийәттә бир иқтисадий мағзап иди. Хитай оттура асияда иқтисадий мағзапқа тайинип баш көтүрмәкчи болди. Хитай оттура асияда баш көтүрүш үчүн, алди билән таҗикистанға бир милярд америка доллири мәбләғ салидиғанлиқини җакарлап, таҗикистанниң мис, алтун байлиқини ечиш келишими имзалиди. Таҗикистанни һәр җәһәттин хитайға беқиндурушни тезлитишкә киришти. Бундақ беқинма һаләтни йәнә башқа дөләтләргә кеңәйтип, оттура асияни ғәрбниң тәсиридин халий қилмақчи ... Хитайни оттура асияниң хоҗайини қилмақчи болди. Хитайниң америкиға қариму -қарши һәрикәт қиливатқан һазирқи ипадилиридин қариғандиму, хитай һазир америкиниң нәзиридә өткән әсирдики совет иттипақи дегән рәзил дөләт болуп қалғанлиқи ениқ.