Австрийә мәтбуати: рус ейиқи сериқ әҗдиһадин қорқуватиду

Хитай-русийә мунасивәтлири сиясий җәһәтләрдин башқа сода-иқтисадий алақиләр җәһәттиму тарихтики әң қоюқ мунасивәт дәврини баштин кәчүрүватқанлиқи анализчиларниң диққитини қозғимақта.
Мухбиримиз үмидвар
2011.06.08
russiye-xitay-kochmen-305.jpg Русийидики хитай көчмәнлири русийә көчмәнләр идариси хадимлириға рәсмийәтлирини көрсәтмәктә. 2010-Йили 8-ноябир.
RIA Novosti

Шуниң билән бир вақитта йәнә русийә билән хитай һәқиқий достум яки рәқибму? хитай йирақ шәрқ вә сибирийидики хәлқләргә қандақ туйғу елип келиватиду? дегән мәсилиләрму анализчиларниң диққитидин чүшүп қалғини йоқ.

Австрийидә чиқидиған “Der Standard” гезитидә елан қилинған “рус ейиқи сериқ әҗдиһадин қорқуватиду” мавзулуқ мақалидә русийиликләрдики хитай тәһдити көз қариши оттуриға қоюлуп, юқиридики соалларға җаваб берилгән. Бу мақалә русчиға тәрҗимә қилинип елан қилинған.

Русийә дуч келиватқан еғир мәсилә йирақ шәрқтики нопус азлишидур

Русийә билән хитайниң он нәччә йилдин буян давамлишиватқан қоюқ мунасивәтлири икки дөләт чеграсиниң әтрапидики аһалиләрниң иқтисадий һаятиға пайдилиқ тәсирләрни көрситиш билән бир вақитта йәнә нурғунлиған пассип амилларни вә тәсиратларни кәлтүрүп чиқириватқанлиқи мәлум болмақта.

Рус мәтбуатлири мәзкур пассип амиллар вә тәсиратларниң хитай нопусиниң русийә туприқида үзлүксиз көпийиши, уларниң сода-иқтисадий җәһәтләрдин үстүнлүкләрни игилиши, хитайниң тез тәрәққиятиниң иқтисадий арқида қалған һәм чәт район һесаблинидиған йирақ шәрқ вә сибирийидики аһалиләрдә “хитай тәһдити” көз қаришини ашуруватқанлиқи қатарлиқ тәрәпләрни өз ичигә алидиғанлиқини илгири сүрмәктә.

Әлвәттә, хитай көчмәнлириниң русийидә көпийип йилтиз тартиш билән йеқин кәлгүсидә русийидики асаслиқ аз санлиқ милләтләрдин һесаблиниши, һәтта ақивәттә русийидин аптономийилик һоқуқларни дәва қилиш еһтималлиқи, русийидики қанунсиз хитай көчмәнлири кәлтүрүп чиқириватқан түрлүк мәсилиләр бурундин тартип оттуриға чиқиватқан кона тема болушиға қаримай, йеқиндин буян бу һәқтә йәнә анализлар көпийишкә башлиди.

Һәтта, мәзкур темиға бир қисим ғәрб апторлириму диққәт етибарини беришкә башлиған болуп, австрийидә чиқидиған “дәр стандард” гезитидә елан қилинған “рус ейиқи сериқ әҗдиһадин қорқуватиду”намлиқ мақалә вәкил характерликтур.

“йирақ шәрқ аһалиси тез сүрәттә азлимақта, 6-7 милйон рус аһалисигә нисбәтән тез тәрәққий қиливатқан районлардики 90 милйон хитай <бесип кәлмәктә>. Русийә аста-аста, бирақ ишәнчлик һалдики мустәмликидин әнсиримәктә” дәп йезилиду мәзкур гезиттә елан қилинған мақалидә.

Мақалә аптори хитайға йеқин җайдики теплоозерск йезисидики наталия григорийевна исимлик аял билән сөзләшкән болуп, у “русийидә һәммә нәрсиниң икки һәссә қиммәт болуши тәбиий, совет иттипақи йимирилиши билән йирақ шәрқтики юқири мааш, узун дәм елиш вақти вә бурун пенсийигә чиқиш қатарлиқ алаһидә шараитлар йоқалди” дәп билдүргән.

Мақалә апториниң баян қилишичә, йәр мәйдани җәһәттин явропа иттипақидин чоң йирақ шәрқ әмәлийәттә бу мәмликәтниң башқа земинлиридин йетим қалдурулған. Бу район, аһалиләрниң азлап кетиши билән күрәш қилишқа мәҗбур болмақта, 1991-йилидин 2002-йилиғичә болған арилиқта бу җайдики нопус 2-3 милйон азлап кәткән. Мутәхәссисләр 2016-йилиға кәлгәндә нопусниң 7.6 % Азлайдиғанлиқини пәрәз қилмақта.

Тәрәққият елип кәлгән пәрқләр

“Der Standard” гезитиниң аптори мақалисидә амур дәрясиниң хитай тәрипидики тәрәққиятниң тез болуватқанлиқи һәм чеграниң икки тәрипидики пәрқләр һәққидә тохтилип, хитайниң чегра шәһири хейхениң русийә саяһәтчилиригә тайинип яшаватқанлиқи, 1992-йилидин буян хейхениң әркин базар нуқтиси қилип қуруп чиқилғанлиқи, бу йәрдики содигәрләрниң русчә сөзләйдиғанлиқи һәмдә рублиға мал сатидиғанлиқи, һәтта бу йәрдә “наташа” дәп аталған магизин, “светлана” дәп аталған дора дукини һәмдә “путин” дәп аталған ресторан барлиқини язиду.

Бу йәрдики сода базириға җайлашқан мәхсус тирнақ вә чач ясаш мәркизиниң хоҗайини өзиниң херидарлириниң көпинчисиниң русийә тәрәптики благовешенский шәһиридин келидиғанлар икәнликини ейтип бәргән.

Бу шәһәр һөкүмитидики хәлқара ишлар мәсилиси билән шуғуллинидиған лу фамилилик бир хадим хейхе шәһирини сода-сетиқ җәннити дәп тәриплигән. Униң ейтишичә 10 йил илгири йезиға охшиған хейхе бүгүнки күндә егиз биналар көтүрүлгән шәһәргә айланған. Апторниң илгири сүрүлүшичә, бирақ бу шәһәрниң қарши қирғиқидики благовешенск шәһири болса йәнила пәқәт 1960-йилларда селинған күлрәң тахтай өйләр билән махтиниши мумкин.

Пайда-зиян үстидики көврүк

Аптор мақалисидә дәряниң икки қирғиқидики руслар билән хитайларниң көврүк селип, икки қирғақни туташтурушқа болған көз қарашлири һәққидә тохтилип, хитайларниң көврүк селип, русийә билән тутушушни үмид қилидиғанлиқи, әмма русларниң болса уни халимайдиғанлиқини көрситип, “хитай ташқи ишлар хадими лу сөзидә әгәрдә амур дәрясини туташтуридиған бир көврүк селинса русийә билән болидиған һәмкарлиқ техи пайдилиқ болар иди дәйду. Көврүк селишқа русийә тәрәп тосқунлуқ қиливатқан болуп, благовешенск шәһиридики юрий исимлик бир такси шопури әгәрдә көврүк селинса техиму көп хитайлар биз тәрәпкә келиду деди” дәп язиду.

Апторниң тәкитлишичә, йәрлик аһалиләр 200 миң нопуслуқ благовешенск шәһиридики әң яхши сода мәркизи вә әң яхши меһманхана хитайларға мәнсуп икәнлики, йеқинда бир хитай аялниң бу йәрдики пива завутини сетивалғанлиқини ейтип бәргән.

“Der Standard” гезитиниң аптори мақалисидә “йирақ шәрқтики сериқ әҗдиһа қорқунчини 1969-йилидики қанлиқ чегра тоқунуши мәзгилидә пәйда болған. Һазир русийә аһалиси йетип келиватқан мустәмликичиликтин әнсиримәктә. Ишсизлиқларниң көпийиши түпәйлидин техиму көп хитайлар аз нопуслуқ йирақ шәрқтә пәйда болиду” дәп оттуриға қойиду.

Мақалидә баян қилинишичә, рәсмий мәлуматлар бойичә йирақ шәрқ районида һазир 370 миң хитай яшимақта, көчмәнләр ишлири тәтқиқат мәркизиниң директори жанна зайончиковскаяниниң ейтишичә, 2050-йилиға барғанда хитайлар йирақ шәрқ аһалисиниң көпчиликини игиләйдиған хәлққә айлиниду, пүтүн русийә бойичә хитайларниң сани 10 милйонға йетиду. Русийә һөкүмити бу йөнилишни чүшинип, чәтәл әмгәк күчлиригә берилидиған орунларни азлатмақта һәмдә чәтәл пуқралириниң русийә базарлирида сода қилишини чәклимәктә.

Ким русийиниң һәқиқий рәқиби?

Русийидә йеқиндин буян хитай тәһдити көз қаришиниң күчийип бериватқанлиқиға аит учурлар русийә мәтбуатлирида арқиму-арқидин оттуриға чиқишқа башлиған болуп, өткән айда русийә дөләт телевизийисиниң 5-қанилида хитай билән русийиниң мунасивитигә аит бир муһакимә һәм рай синаш өткүзгән иди. Мәзкур рай синаш нәтиҗисидә 69% русийилик хитайни русийигә һәқиқий тәһдит дәп қариған.

Америка авазиниң бу һәқтики хәвиридә көрситилишичә, телевизийә мәхсус программисиға қатнашқан мутәхәссисләр хитайларниң русийидә көпийип һәммә йәргә ямраватқанлиқи қатарлиқ мәсилиләрни тилға алған.

Русийә мәтбуатлири йеқиндин буян хитай тәрәпниң хабаровски шәһиригә йеқин уссури дәряси чегра пасиллирида дәря саһиллирини қезиш арқилиқ су йолини кеңәйтип, русийә земинлирини егиливатқанлиқиға аит учурларни оттуриға чиқарған иди. Александир бондаренко исимлик русийә аптори “хитай территорийисини кеңәйтиватиду” мавзусида бир парчә мақалә елан қилип, дәря қирғақлирини қезиш мәсилисини чөридигән һалда хитайниң йирақ шәрқ райониға нисбәтән тәһдит пәйда қиливатқанлиқини шәрһлигән иди.

Русийидә күчийиватқан йирақ шәрқ вә сибирийигә болған хитай тәһдити көз қариши мәсилисиниң күчийишигә әгишип, русийә һөкүмитиму йирақ шәрқниң тәрәққиятини тезлитиши программисини түзгән һәтта президент дмитрий медведев һәм баш министир владимир путин қатарлиқлар йирақ шәрқни зиярәт қилған шуниңдәк русийидә худди америкидикигә охшаш хитай шәһәрчилириниң қурулушиға рухсәт қилинмайдиғанлиқини җакарлиған иди.

2009-Йили москвадики хитай содигәрлири җайлашқан бир қанчә базар вә сода нуқтилири иштин тохтитилған. 2010-Йили, москва авази радиоси “ким русийиниң дүшмини?” дегән темида бир рай синаш өткүзгән болуп, нәтиҗидә 77% адәм “хитай русийиниң дүшмини” дәп рай бәргән. Бирақ, русийә вә хитай рәһбәрлири өзлириниң инақ вә яхши қошна, яхши дост һәм истратегийилик шерик икәнликини тәкитләп, изчил махтинип кәлмәктә.

Йеқинда қазақистан пайтәхти астанада шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қурулғанлиқиниң 10 йиллиқини тәбрикләш сәпиригә атлинидиған хитай дөләт рәиси ху җинтав шу сәпиридә йәнә москвани зиярәт қилип, хитай билән русийиниң инақлиқиниң әсли маһийитини йәнә бир қетим намаян қилиш алдида туриду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.