“түркийә баш министири әрдоған хитай зияритидин немигә еришиду?” намлиқ мақалә елан қилинди
2012.04.12

Түркийә “ситар” гезитиниң 2012-йили 9-апрел күнидики санида, “әрдоған хитай зияритидин немигә еришиду?” дегән темида бир мақалә елан қилинди.
Мақалидә мундақ дейилгән: баш министир әрдоғанниң көп санни тәшкил қилған бир һәйәт билән елип барған хитай зияритигә пәқәт түркийила әмәс бәлки пүткүл дуня диққәт қилип кәлмәктә. Әлвәттә ғәрб әллири аллиқачан хитайға алақидар һәр қандақ ишни диққәт билән көзитип кәлмәктә. Хитай 1970-йиллардин етибарән кәң көләмлик җуғрапийисигә вә көп санлиқ нопусиға уйғун бир шәкилдә иқтисади тәрәққият моделини вә бу моделға уйғун бир түзүм чүшәнчисини оттуриға қоюп, дунядики күчлүк дөләтләрниң рәқиби һалға кәлди. Бүгүнки күндә хитай шәрқий африқидин окянийигичә болған кәң көләмлик саһәдә әң күчлүк икки амилдин бири болди, буниң йәнә бири америка.
Мақалидә йәнә мундақ дейилгән: 16-әсирдин башлап дәсләптә испанийә, кейин голландийә, кейин әнглийиликләрниң тәсиригә қарши уруш қилған,җуғрапийиви сиясий саһәдә ғәрб әллириниң мәнпәәтлиригә вәкиллик қилидиған күч америка күчидур. Һиндистан, японийә, австралийә қатарлиқ район характерлик күчләрму хитай тәһдитигә қарши һошяр болуп кәлди вә уларниң америка билән һәмкарлиқ орнитишниң сиртида башқа бир үмид ишәнчлири йоқ. Америкиға нисбәтән асияниң әһмийити күндин-күнгә техиму ешиватиду. Шуниң үчүн обама америкиниң ташқи сияситигә өзгәртиш киргүзгәнликини рәсмий елан қилди. Америкиниң мәнпәәтлириниң асия тинч-окянда икәнликини елан қилди. Америкиниң оттура шәрққә көңүл бөлүшиму асия тинч окяндики мәнпәәтлириниң тәсиргә учримаслиқиға бағлиқ.
Мақалидә йәнә мундақ дейилгән: баш министир әрдоған, хитай зияритидә сүрийиниң йеқинқи вәзийити тоғрисида музакирә қилди. Қошнимиз сүрийидә еқиватқан қанниң тохтилиши үчүн икки дөләт оттурисидики диалогдин бир чарә тәдбир тепилишини үмид қилимиз. Әслидә сүрийә мәсилисиниң һәл қилғуч ачқучи иран. Әмма биз бу һәқтә иранға бир түрлүк сөзимизни чүшәндүрәлмәйватимиз. Шуниң үчүн хитай вә русийиниң һәл қилиш мәсилисидә қайил болуши әһмийәтлик. Чүнки улар иранни қайил қилишқа күчлири йетиду.
Ибраһим кирас мақалисидә түркийиниң хитайни қайил қилиш күчиниң барлиқини билдүрүп мундақ язған:
Хитайниң түркийигә әһмийәт бериватқанлиқида шәк йоқ, чүнки түркийә хитайниң әтрапидики дөләтләрдә вә омумий җәһәттин ислам дунясида модел дәп қарилиши, түркийиниң җиддий бир артуқчилиқи. Районлардики тәсирини ашурушни халиған бир хәлқаралиқ оюнчи болған хитай үчүн түркийиниң достлуқи интайин қиммәтлик. Охшаш вақитта һәм өз ичидики түрк миллитидин болған аз санлиқлар билән һәм оттура асия дөләтлири билән болған мунасивәтлиридә түркийиниң ойниялайдиған ролға хитайниң әһмийәт бериватқанлиқини ойлаш керәк.
Мақалидә йәнә мундақ дейилгән:
Хитайниң көп санлиқ нопуси вә кәң көләмлик җуғрапийиси иқтисади тәрәққиятта чоң бир алаһидилик әмма охшаш вақитта хитайниң әң чоң аҗизлиқи һесаблиниду. Хитайда бүгүн рәсмий етирап қилинған 56 милләт бар. Биз буларниң ичидә мәдәнийәт бағлинишлиқимиз болғанлиқи сәвәбидин шәрқий түркистан дәп атилидиған уйғур районидики уйғурларни яхши билимиз. Тибәтләр дуняда уйғурлардин техиму күчлүк гуруппиларға игә болғанлиқи үчүн дуняда дәрд-һалини көпләп аңлитиватиду. Булардин башқа ички моңғулистан, манҗурийигә охшаш ихтилаптики районларму хитайниң бешини ағритидиған мәсилиләр. Хитай бу мәсилиләр үчүн һәл қилиш йоллирини издәватиду. Шу сәвәбтин бизниң шәрқий түркистан райониниң тарихта тунҗи қетим бир түркийә җумһурийитиниң баш министири тәрипидин зиярәт қилиниши әһмийәтлик. Түркийә хитайниң земин пүтүнлүкигә алақидар әндишилиридин хатирҗәм қилиду, әмма шәрқий түркистандики мусулман уйғурларға алақидар бесим вә ассимилятсийә қилиш сиясәтлиригә хатимә берилишини қолға кәлтүридиған бир һәл қилиш чариси тепишта ортақ болалайду. Хитай әмәлдарларниң бу пурсәтни қачуруп қоймаслиқини тәвсийә қилимиз.
Түркийә хәлқаралиқ истратегийә тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчи мутәхәссиси доктор сәлчуқ чулакоғли, түркийә-хитай мунасивитидә йеңидин бир ишәнч муһитиниң оттуриға чиққанлиқини ипадилиди.
“җаһан” хәвәр агентлиқи германийә авази радиосидин нәқил қилип билдүрүшичә, доктор сәлчуқ чулақоғли, баш министир әрдоғанниң үрүмчи зияритиниң әһмийити тоғрисида тохтилип мундақ дегән: “3 йил илгири хитай һакимийити уйғур аптоном районида йүз бәргән намайишни қаттиқ қоллуқ билән күч ишлитип бастурушқа урунуши вәзийәтни өзгәртивәтти. Бу вәқәләрдин кейин хитай, уйғур районини түркийигә көпләп ечип, у йәрдә йүргүзүватқан сиясәтләрниң хата сиясәт әмәслики тоғрисида түркийә хәлқини қайил қилишқа урунуватиду. Түркийиниң бу һәқтики сияситиму уйғурларниң мәсилилирини сиртқа чиқармастин, көргән кәмчилликләрни биваситә хитай әмәлдарлириға йәткүзүш усулда елип бериватиду. Бу мәнидә һәм түркийә тәрәптин һәм хитай тәрәптин бу мәсилини, уйғурлар билән оттуриға чиққан мәсилини бир тоқунуш саһәси болуштин узақлаштуруп мурәссә қилиш арқилиқ һәмкарлиқи саһәси һалға кәлтүрүшкә урунуватқанлиқини көрүватимиз”.
Доктор сәлчуқ чулақоғли сөзидә йәнә, хитайда, 5-июл үрүмчи вәқәсигә охшаш чоң бир қозғилиш һәрикити яки чоң бир тоқунуш йүз бәрмигүчә, түркийә-хитай мунасивитиниң күчийидиғанлиқини, болупму уйғур райониға алақидар мунасивәтниң давам қилидиғанлиқи вә бу мунасивәтниң омумий җәһәттин уйғурларға сиясий вә иқтисадий җәһәттә шәрт-шараитларниң яхшилиниши үчүн төһпә қошуштин ибарәт әһмийәткә игә дәп ойлайдиғанлиқини ипадилиди.
Түркийә баш министир рәҗәп таййип әрдоғанниң хитай зияритидин қандақ нәтиҗиләр қолға кәлтүрүлди? бу һәқтә истратегийә мутәхәссиси доктор әркин әкрәмниң пикир-қарашлирини алдуқ.