Бир қисим уйғур әрздарлар бейҗиңдин немә үчүн үмид үзәлмәйду? (2)
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.09.24
2010.09.24
Уйғур әрздарларниң немә үчүн бейҗиңдин үмид күтүватқанлиқи һәққидә уларниң өз қарашлирини аңлап бақайли.
Иляр шәмшидин әпәнди болса, мәзкур һадисиниң сәвәбини пәқәт бир, у болсиму, сәвәб хитайниң һакимийәт әнәнисидә дәп қариғучилардиндур.
Америкиниң тексас штатида яшаватқан аблимит тиләк әпәнди, мәсилигә пәрқлиқ нуқтидин қариғучилардин биридур. Униң қаришичә, бу йәрдә уйғур әрздарларниң хитай мәркизи һөкүмитиниң тәбиитини билмәй қелиш мәсилиси мәвҗут әмәс. Улар бейҗиңдин үмид күтүп әмәс, бәлки бейҗиңға бир тәләй синап кәлгәнләр. Наһәқчиликләргә баш игишниң орниға, нәтиҗиси немила болса болсун бир һәрикәт қилип беқишқа тиришиватқанлар.
Аблимит әпәнди соаллиримизға елхәт арқилиқ йоллиған җавабида, мундақ дәйду: "бейҗиңдики уйғур әрздарларда ортақ бир алаһидилик бар; у болсиму ахбараттин өзини қачурмаслиқ. Йәни, һөкүмәткә болған наразилиқини ашкара ипадиләштин қорқмаслиқ. Бундақ бир җасарәт, бундақ бир тәвәккүлчиликни бүгүн уйғур җәмийитиниң башқа қатламлирида учритиш наһайити қейин, болупму бүгүнки вәзийәттә."
Аблимит әпәнди хетидә мулаһизисини мундақ давамлаштуриду: "уларда бәлгилик дәриҗидә хәтәргә тәвәккүл қилиш роһий, даириләр билән қаршилишиш җасарити, яман әһвалдиму истиқбалидин үмид үзмәсликтәк, иҗабий характер бар. Мана булар, уларниң бейҗиңға топлиниши вә әрзидин ваз кәчмәсликиниң сәвәблири."
Аблимит әпәнди хетиниң ахирида, әрздарлар мәсилисиниң, уйғур җәмийити үчүнла әмәс, хитай җәмийити үчүнму чоң бир мәсилә икәнликини әскәртип мундақ дәйду: "мәнчә көврүкниң астидики һаят билән түрминиң ичидики һаят арисида чоң пәрқ йоқ. Бүгүн бейҗиңда көврүкниң астида йетип харлиниватқанлар, бир күни һәммә нәрсисидин ваз кечиши, вә интиқам елиш шәклидә һәрикәт қилип қелиши мумкин."
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.