Ислам дөләтлириниң хитай билән қоюқ мунасивәт орнитиши уйғурларға пайдилиқму?

Хитайниң ислам дөләтлири билән тиҗарәт алақисини күндин-күнгә күчийишигә әгишип, бу дөләтләр билән болған сиясий, иҗтимаий алақилириму ешип бармақта.
Мухбиримиз ирадә
2012.01.23
turkiye-xitay-munasiwitining-40-yilliqi-yighini-305.jpg Доктор әркин әкрәм риясәтчилик қилған “түркийә, хитай мунасивитиниң 40 йиллиқи” мавзулуқ йиғин. 2011-Йили 8-июл.
RFA/Erkin Tarim

Хитай һөкүмитиниң ислам әллири билән болған һәр саһә алақини күчәйтишиниң әксичә, өз дөлитидики мусулман хәлқләргә қиливатқан диний бесим сиясити көзәткүчиләрниң диққитини қозғаватқан бир мәсилә болуп, бу һәқтә илгири әрәб әллиридики мәтбуатлардиму талаш-тартишлар йүз бәргән. Көзәткүчиләр, хитай билән ислам дөләтлири арисидики йеқин мунасивәтни хитай ичидики уйғурларға охшаш мусулман хәлқләргә пайдилиқ бир вәзийәткә бураш үчүн йәнила хитай йүргүзүватқан тәтүр тәшвиқатни паш қилишниң муһим рол ойнайдиғанлиқини билдүрмәктә.

Хитайниң оттура шәрқ ислам дөләтлири билән йүргүзүватқан тиҗарәт алақисиниң һәҗми барғансери ешип бармақта. Бу һәқтики материялларға асасланғанда, 2005-йилидин 2009-йилиғичә болған қисқиғинә 4 йил ичидә икки тәрәп арисидики тиҗарәт соммиси 87 пирсәнт ешип, 100 милярд долларға йәткән. Һазир оттура шәрқ ислам әллири нурғунлиған хитай мәбләғ салғучилар, ишчилар вә саяһәтчиләрни өзигә җәлп қилидиған районға айланған болуп, бериш-келиш қоюқлашқан.

Һазир хитайда ишләпчиқирилған аптомобил, күндилик турмуш буюмлири қатарлиқлар әрәб базирида көп учрайдиған болуп, һәтта исраилийиниң имбаргоси астида туруватқан ғәзә районидиму хитай маллирини кәң учратқили болидикән.

Буниңдин сирт, хитай сәуди әрәбистан башчилиқидики нурғун ислам дөләтлиридә мусулманларға биваситә мунасивәтлик болған һалқилиқ қурулушларғиму имза атмақта. Мәсилән, алҗирийидики хитай һөддигә алған мәсчит қурулуши буларниң ичидә вәкиллик характергә игә. 400 Миң квадрат метир келидиған бу мәсчит пүткән тәқдирдә, мәккә вә мәдинидин қалсила дуня бойичә 3-чоң мәсчит болуп, дуня мусулманлири тавап қилидиған муһим орунға айлиниду, қурулушни һөддигә алған хитай ширкити бу зор көләмлик қурулушни 4 йил ичидә пүттүрүп болидиғанлиқини вәдә қилған.

Көзәткүчиләрниң қаришичә, 11-сентәбир вәқәси хитайниң ислам әллиригә ечилишиға кәң пурсәт яритип бәргән болуп, өткән он йил мабәйнидә америкиниң әксичә, хитай районда зор тиҗарәт пурситигә еришкән. Мәсилән, хитайниң райондики тиҗарәт соммиси 87 пирсәнт өрлигән 2005-йилидин 2009-йилиғичә болған охшаш мәзгилдә, америкиниң оттура шәрқ билән болған тиҗарәт соммиси әксичә 45 пирсәнт төвәнлигән. Бу һәқтә америкида чиқидиған нопузлуқ журналлардин “атлантик” журнилида “хитайчә алаһидиликкә игә ислам” темисида елан қилинған мулаһизидә көрситилишичә, хитай һөкүмитиниң ислам әллири билән болған мунасивәтни қоюқлаштуруши униң “ислам дунясиниң көңлини утуш” тин ибарәт чоң истратегийисиниң бир парчиси болуп, 11-сентәбир вәқәси хитайниң бу истратегийисини әмәлгә ашурушиға пайдилиқ шараит яритип бәргән. Йәни, 11-сентәбир вәқәсидин кейин, америка йүргүзгән ташқи сиясәтниң ислам әллириниң наразилиқини қозғиши вә шундақла америкиниң мусулманларға виза беришни қейинлаштурушиға охшаш нурғун амиллар икки тәрәп арисидики мунасивәткә палта урған.

Сәуди әрәбистанда турушлуқ уйғур зиялийси сираҗидин әпәндиниң көз қарашлири. У юқиридики сиясий амиллардин сирт хитай ширкәтлириниң әрзан баһа арқилиқ тиҗарәттә үстүнлүкни игиләш тактикисиниңму муһим рол ойнаватқанлиқини билдүрди.

Мутәхәссисләрниң қаришичә, хитайниң ислам әллиригә йүргүзгән сияситидә мувәппәқийәт қазиниши униң “юмшақ күч” ни интайин устилиқ билән ишқа селишиғиму мунасивәтлик икән. Мәсилән, хитай һөкүмити оттура шәрқтин ибарәт бу чоң базарға техиму ичкириләп кириш вә 22 мусулман әрәб дөлити билән болған тиҗарий вә сиясий мунасивәтләрни күчләндүрүш мәқситидә 2001-йили “әрәб-хитай достлуқ бирлики” ни қуруп чиққан. Мәлум болушичә, бу бирликниң баш секретари җаң йө башчилиқидики рәһбәрләрниң һәммиси дегүдәк әрәбчә яки әрәб әллиридә кәң ишлитилидиған франсузчини интайин раван сөзләйдиған кишиләр болуп, улар давамлиқ һалда әрәб дөләтлиригә берип-келип туридикән. “атлантик” журнили мулаһизисидә бу һәқтә алаһидә тохталған болуп, униңда баян қилинишичә, хитай һөкүмити 2010-йили асия тәнһәрикәт мусабиқиси өткүзүлүштин илгири гуаңҗуда чоң бир мәсчит бина қилған. Гуаңҗу шәһәрлик миллий вә диний ишлар комитетиниң әмәлдари мухбирға гуаңҗуға мәсчит селишниң сәвәбини сориғанда, у “асия тәнһәрикәт мусабиқисигә қатнишидиған мусулман дөләтләрни қарши елиш үчүн бу мәсчитни салдуқ” дәп җаваб бәргән. Дәрвәқә, қатнашқучиларниң йеримидин көпи әрәб дөләтлири болған мусабиқә җәрянида “һалал” йемәклик тарқитилған. “атлантик” журнили гуаңҗуда қурулған “вақас мәсчити” вә меһманларға “һалал” йемәклик зияпити беришни хитайниң ислам дунясиниң көңлини утуш үчүн қиливатқан ишлириниң пәқәтла бир қанчиси, дәп көрсәткән.

Сираҗидин әпәнди хитай һөкүмитиниң ислам әллиригә қарита бундақ көз боямчилиқ сиясәт йүргүзгәнниң әксичә, өз ичидики мусулман хәлқләр, болупму уйғур мусулманлири үстидин қаттиқ бастуруш елип бериватқанлиқини вә буларниң күнсайин оттуриға чиқишқа башлиғанлиқини билдүрди.

Ундақта, хитай һөкүмитиниң ислам әллири билән қоюқ мунасивәт орнитиши униң өз ичидики мусулманларға җүмлидин уйғур мусулманлириниң әһвалиниң яхшилинишиға пайдилиқму? атлантик журнили өз мулаһизисидә, буниң пәқәт хитайниң сиртқа қаратқан сиясити икәнлики, буниң ички сиясәттин тамамән пәрқлиқ икәнликини әскәрткән. Униңда мундақ дейилгән:
“хитай һөкүмитиниң бундақ көп тәрәплимилик вә охшимиған мәдәнийәтләргә кәң қорсақлиқ қилиш бәлки хитайниң сиртқа қаратқан дөләт сиясити болса керәк. Әмма хитайниң ички җәһәттә ислам диниға ишәнгүчиләрни, болупму уйғур мусулманлирини динға ишиништин чәкләватқанлиқи һәққидә нурғун доклатлар бар.”

Хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан диний бесим сиясити үстидә тәпсилий тохталған сираҗидин әпәнди хитай билән әрәб әллириниң мунасивитиниң қоюқлишиши уйғур мусулманлириға охшаш мусулманларниң әһвалиниң яхшилинишиға пайдилиқму дегән соалимизға мундақ җаваб бәрди:
“хитай һөкүмитиниң өз ичидики мусулманларға қиливатқан муамилиси һәққидә әрәб әллиридики мәтбуатларда давамлиқ һалда хәвәрләр елан қилинидиған болуп, бу һәқтики тәнқидий пикирләр күнсайин күчийишкә башлиған. Сираҗидин әпәнди әрәб-хитай мунасивитигә баһа бәргәндә һөкүмәт билән хәлқни айриш керәкликини алаһидә тәкитләш билән биргә, һазир оттура шәрқтә йүз бериватқан ‛әрәб баһари‚ дин кейинки демократийилик вәзийәт уйғурларниң мәсилисини оттуриға қоюш үчүнму пайдилиқ шараит яритидиғанлиқини билдүрди.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.