николай левин: "уйғуристан өз президентини талливалидиған вақит келиду"

шәрқий түркистан яки уйғуристан дегән намға игә болған һазирқи уйғурларниң тарихий вәтинидә йүз бериватқан вәқәләр көпчиликниң бу хәлққә болған қизиқишини йәниму күчәйткәнлики байқалмақта.

د ئۇ ق سابىق مۇئاۋىن رەئىسى قەھرىمان غوجامبەردى ئەپەندى.
д у қ сабиқ муавин рәиси қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди. (RFA/Erkin Tarim)

0:00 / 0:00

болупму өткәнки әсирниң 90-йиллиридин башлап хәлқара тәшкилатлар, дөләтләр һәм партийиләр, сиясийонлар һәм анализчилар, пүткүл дуня җамаәтчиликиниң диққити уйғур тәқдиригә, униң өтмүш тарихи һәм мәдәнийитигә, бүгүнки әһвали һәм келәчикигә көпрәк ағдурулушқа башлиған иди.

уйғур елидә кейинки вақитларда орун алған қанлиқ вәқәләр зади немидин келип чиқиватиду? униң сиртида әвҗ алған уйғур миллий һәрикитиниң әсли мәқсити немә? уйғурларниң миллий даваси хәлқарада қандақ характердә чүшәндүрүлүватиду? униңға обйектип баһа бериливатамду яки у бәзи күчләр тәрипидин бурмилиниватамду? униңға хәлқара инсан һоқуқини қоғдаш тәшкилатлири қандақ әһмийәт бериватиду? юқириқиға охшаш көплигән соаллар һәр кимни ойландурмақта. болупму мундақ мәлуматларниң аммиви ахбарат васитилиридә обйектип берилиши уйғурлар һәққидә һәққаний тәсәввурға игә болушқа ярдәм бериши мумкин.

йеқинда "пәрғанә" хәлқара ахбарат агентлиқиниң мухбири николай левин "дуня уйғур қурултийиниң муавин президенти қ. ғоҗамбәрди "уйғуристан өз президентини талливалидиған вақит келиду" намлиқ мақалә елан қилған болуп, униңда уйғурларниң бүгүнки әһвали һәм миллий һәрикитиниң асасий мәқсәт-нишани, уйғур елидә йүз бәргән һәм йүз бериватқан қаршилиқ һәрикәтлириниң келип-чиқиш сәвәблири вә ақивәтлири һәм башқиму шуниңға охшаш мәсилиләр әтрапида дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси, қазақистандики тонулған сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди билән сөһбәт елип барған.

"пәрғанә" агентлиқи инглиз, өзбек, франсуз һәм рус тиллирида мәркизий асия, шуниң ичидә сабиқ совет оттура асия җумһурийәтлири һаятиға беғишланған русийиниң аммиви ахбарат мәркәзлириниң биридур.

қ. ғоҗамбәрди бүгүнки күндә уйғурларниң бир нәччә йөнилишләрдә хитай даирилири тәрипидин кәмситишкә учраватқанлиқини тәкитләп келип, хитай даирилириниң уйғур елидә я дөләт асасий қануни тәләплирини, я миллий-районлуқ аптономийә қанунини толуқ һалда әмәлгә ашурушни халимайватқанлиқини оттуриға қойған. у уйғур елигә хитайларни көчүрүш арқилиқ уйғур миллитиниң йоқилиш хәвпи алдида туруватқанлиқини, буниң ақивитидин, болупму яшлар арисида ишсизлиқниң көпәйгәнликини, шундақла яшларниң хитай районлириға иш билән тәминләш баһанисидә елип кетиливатқанлиқини, туғутни чәкләш сияситиниң әлдики түркий хәлқләр әнәнисигә зит келиватқанлиқини әскәртип, буниңға ениқ пакитлар кәлтүргән.

қ. ғоҗамбәрди тил мәсилиси һәққидә тохтилип, қош тиллиқ сиясәт қалпиқи астида уйғур, қазақ мәктәплириниң пәйдин-пәй хитайчилаштурулуватқанлиқини, шундақла кадир мәсилисиниңму ечинишлиқ әһвалда икәнликини, һазир уйғур елидә миллий кадирларниң пәқәт 30 пирсәнтнила тәшкил қилидиғанлиқини, диний әркинликниңму бисим астида болуватқанлиқини тәкитлигән.

хитай даирилириниң, шәрқий түркистанда бөлгүнчиләрниң хәлқара террорчилиқ билән, "әлқаидә" билән көрүшүватқанлиқи һәм уларниң бу райондики өз тәрәпдарлирини қоралландуруватқанлиқи тоғрилиқ тәкитләшлирини қ. ғоҗамбәрди қәтий рәт қилип, уйғур елидә йүз бәргән вәқәләрниң террорлуқ тәшкилатлар билән һеч қандақ алақиси йоқ икәнликини оттуриға қойған һәм корла, қағилиқ, хотән, үрүмчиләрдә йүз бәргән қаршилиқ һәрикәтлириниң сәвәб һәм ақивәтлирини тәпсилий чүшәндүргән. у дуня уйғур қурултийиниң бүгүнки һәрикәт усуллириға тохтилип, мундақ дегән:
‏"бизниң тәшкилатниң низамнамиси зорлуқ қоллиниш мумкинчиликини рәт қилиду. бу һәқтә қурултай лидери рабийә қадирму ейтқан. у, силәрниң билишиңларчә, алтә йил хитай түрмисидә йетип чиқти. амма рабийә қадир зорлуқ билән, йәнә келип қораллиқ зорлуқ билән, уйғур хәлқи мәсилиси һәл болмайду, дәп һесаблайду."

қ. ғоҗамбәрди шундақла хитай ичидики һәм сиртидики вәзийәткиму баһа берип, сөһбәт ахирида уйғурларниң, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң хәлқара толуқ етирап қилған принсиплири асасида өзиниң толуқ мустәқиллиқини қолға кәлтүрүш йолида һәрикәт қилидиғанлиқиға ишәнч билдүргән.