Президент барак обама түркийидә қандақ инкаслар қозғиди?
Мухбиримиз әркин тарим
2009.01.22
2009.01.22
AFP Photo
Вашингтондики бу һәйвәтлик мурасимни пүтүн дуня хәлқиғә охшашла түркләрму диққәт билән көрди. Обаманиң хизмәт тапшурувелиш мурасимида қилған қәсими, пәқәтла демократийиниң ғәлибисини қутлуқлиған америкиниң әмәс, пүтүн дуня хәлқиниң қизиқишини қозғиди. Барак обаманиң америка хәлқиғә вә дуняға бәргән вәдилири түркийидиму тәнтәнә пәйда қилди.
Түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоғанниң обамадин күткән үмиди
Барак обама вәзипини тапшурувалғандин кейин биринчи болуп түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған мухбирларға баянат берип мундақ деди: " дуняниң обамадин күткән үмиди интайин зор. Һәддидин зиядә зор. Обаманиң алдида һәл қилишқа тегишлик биринчи мәсилә дуняви иқтисадий кризис. Оттура шәрқ мәсилисиму турупту. Мән обаманиң игә - чақисизларға игә чиқишини, авази боғулғанларниң авази болушини тиләймән."Түрк мутәхәссисләрниң обама һәққидики көз қариши
Түркийә шималий атлантик әһди тәшкилати әзаси, америкиниң әң йеқин иттипақдаш дөләтлиридин бири, шуңа америкида қайси партийиниң һакимийәт бешиға келиши, америкиниң түркийә сиясити үчүн интайин муһим. Америкиниң сабиқ президенти буш мәзгилидә түркийә билән америка мунасивитидә бәзи мәсилиләр оттуриға чиққан иди. Түркийидики америка мутәхәссислири, барак һүсәйин обаманиң президент болушиниң түркийә үчүн пайдилиқ болидиғанлиқини баян қилишмақта.Америка мутәхәссиси өмәр ташпинар әпәнди бу һәқтики көз қаришини баян қилип мундақ деди: "мән һәммидин авал шуни демәкчимәнки, обаманиң әтрапидики сиясәтчи вә түркийә мутәхәссислири, бушниң йенидики мутәхәссисләргә қариғанда түркийәни техиму яхши чүшиниду. Түркийә обамаға пәқәтла әрмәни мәсилиси ноқтиинәзиридинла әмәс, техиму әтраплиқ қариши керәк. Түркийиниң америка қошма штатлири, оттура шәрқ дөләтлири вә явропа дөләтлири билән болған мунасивәтлирини яхшилишини обама һөкүмити қоллап қуввәтләйду. Америкида демократлар партийисидин килинтон һакимийәт бешидики мәзгилдиму шундақ болған. Килинтон мәзгилидә түркийә америка билән болған мунасивитидә алтун дәврини яшиған шуңа обамаму түркийә үчүн яхши бир пурсәт."
Түрк деһқанлар америкиниң 44 - президенти барак обама үчүн 44 қой сойди
Америкида бир қара тәнликниң демократийилик сайлам билән америка президенти болуши түркийидә демократийиниң ғалибийити болуп қутлуқланмақта. Буниңдин 40 йил бурун америкида ақ тәнлик тамақ йәйдиған ашханида тамақ йейәлмәйдиған, ирқий кәмситиш түпәйлидин хорланған бир милләттин болған барак обаманиң һәддидин ташқири чоң дөләт болған америкиға президент болуп сайланғанлиқи, болупму обаманиң дадисиниң кенийәлик мусулман болуши мусулман түрк хәлқини техиму тәнтәнигә чөмдүрди.Түркийиниң шәрқий җәнубиға җайлашқан ван вилайитиниң гүлпинар наһийиси чавуштәпә йезисидики деһқанлар америкиниң 44 - президенти барак обаманиң тәхткә чиққанлиқини тәбрикләш үчүн 44 қойни қурбанлиқ қилип сойди. Пүтүн йезидики деһқанлар, сунай челип усул ойнап тәнтәнә қилди.
Бу деһқанлар қоллириға "обама сән һәқиқи бир қәһриман, обама ванлиқлар сени яхши көриду," дегәндәк лозункиларни көтүрүвалған болуп, н т в телевизийисидә бәргән хәвәргә қариғанда, бу деһқанлар ванниң бир көзи көк, бир көзи қара болған мәшһур мүшүкидин бирни обамаға совғат қилип әвәтишкә тәйярлиниветипту.
Түркийидә яшаватқан уйғурларму сөйүнди
Обаманиң америка президенти болуп сайланғанлиқиға пәқәт түркләрла әмәс, түркийидә яшаватқан уйғурларму сөйүнди.Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит түмтүрк әпәнди барак обаманиң вәзипә тапшурувелиш мурасимида мусулман аләми үчүн қилған сөзиниң интайин муһим икәнликини тәкитлиди.