Оттура асияда қораллиқ тоқунушлар хәвпи мәвҗутму?

Мәлумки, совет иттипақи гумран болғандин кейинла русийә, хитай вә а қ ш өзлириниң мустәқил оттура асия җумһурийәтлиригә болған сиясий вә иқтисади тәсир даирисини барғансери күчәйтишкә башлиди.
Ихтиярий мухбиримиз ойған
2012.07.23
ottura-asia-305.jpg Оттура асияниң хәритиси. 2009-Йили ноябир.
http://en.wikipedia.org

Болупму русийә мустәқил дөләтләр һәмкарлиқи, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати, коллектиплиқ бихәтәрлик шәртнамиси тәшкилати арқилиқ оттура асияға көпрәк тәсир йәткүзүш мумкинчиликигә игә болуватмақта. Шуни алаһидә тәкитләш керәкки, русийә шундақла өзиниң һәрбий мәнпәәтлирини сақлап қелишқиму әһмийәт бериватқан болуп, бу җәрянда у өзиниң таҗикистандики һәрбий базиси тәқдирини һәл қилиш үстидә һәрикәт қилмақта.

Анализчиларниң тәкитлишичә, кейинки вақитларда оттура асияда диний әксийәтчиләр һәрикити, шундақла зәһәрлик чекимлик вә қорал-ярақ әксийәтчилики күчәйгән болуп, бу өз нөвитидә русийиниң бу райондики мәнпәәтлиригә хәвп туғдурмақта. Русийиниң бәзи рәсмий вәкиллири оттура асияда һәтта қораллиқ тоқунушлар хәвпиниңму мәвҗут икәнликини оттуриға қойған иди. Русийә қуруқлуқ әскәрлири баш қомандани владимир чиркинниң оттура асияда шундақ әһвалниң пишип йетилгәнлики һәққидики билдүрүшигә қазақистан анализчилириму диққәт қилмақта.

Радиомиз зияритини қобул қилған қазақистан җумһурийити президенти йенидики қазақистан истратегийилик тәтқиқатлар институтиниң ташқи сиясәт бөлүминиң башлиқи болат ауйелбайеф өз қарашлирини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.