Хитайниң 18-июл хотән вәқәси һәққидики пакитсиз йәкүнигә хәлқара җәмийәт ишәнмәйду
2011.07.21

Хотәндә 18-июл күни уйғурлар хитайниң сақчи оргиниға һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди. Хитай алди билән бу вәқәниң характерини бекитишкә алдириди, әмма бу вәқәниң тәпсилатини техичә елан қилмайватиду. Бу һәқтә мутәхәссисләрниң көз қариши мундақ:
Әнқәрәдики истратегийә чүшәнчә институтиниң тәтқиқатчиси әркин әкрәмниң қаришичә, хотәндә йүз бәргән хитайниң сақчи оргиниға һуҗум қилиш вәқәсидә, хитай һазир йәнила сәвәб көрситиватиду, хитай 60 йилдин буян уйғурларға қаратқан сиясәтләрниң хата болғанлиқини техичә етирап қилмайватиду, хитайниң һазир вәқәниң тәпсилатини йошуруватқанлиқиниң өзи давамлиқ җинайәт садир қиливатқанлиқиниң йәнә бир дәлили.
Радиойимизниң хитайчә бөлүмлириниң хәвәр қилишичә, хитайниң қануншунаси ваң җинйү, һөкүмәт елан қилған пакитларға асасланғанда, хотәндә йүз бәргән сақчи органларға һуҗум қилиш вәқәси террорлуқ һәрикәт болуши мумкин. Һөкүмәт елан қилған хәвәрләргә қариғанда, сақчиға һуҗум қилғанларниң қолида пичақ бар. Намайиш қилидиған кишиләр адәттә намайишқа пичақ көтүрүп бармайду. Әмди һөкүмәт бу вәқәни, адәттә шинҗаңда яки тибәттә йүзбәргән вәқәләрниң характерини террорлуқ дәпла бекитип сот ечип, җаза һөкүм қилишни наһайити тез беҗирип келиватқан чариси бойичә, йәнила тез биртәрәп қилиши мумкин, дегән.
Хитайниң макав алаһидә районидики һәрбий ишлар мутәхәссиси хуаңдоң, һәр қандақ вәқәниң характерини бекитиш униң тәпсилий пакитлириға асасән болиду. Хитай һөкүмити сақчи органларға һуҗум қилди дегән уйғурларни палта, пичақ, көйдүргүч ботулка ишләтти дәп елан қилди, әмма хитайниң сақчи оргиниға һуҗум қилған адәмләр ким, улардин ким кимни өлтүрди, кимни ким гөрүгә еливалди, ким немини көйдүрди, буниң нәқ дәлил-испати қени? пиланлиқ, мәқсәтлик, тәшкилләнгән террорлуқ һәрикәт дегәнниң пакитичу? дәп соал қойған вә әгәр һөкүмәт дәлил -пакитларни көрситәлмисә, хитайниң йәкүнини инкар қилиш пикримни сақлап қалимән дегән.
Мәхсус “шинҗаңдики террорлуқ мәсилиси” дегән темида тәтқиқат елип бериватқан исраилийә һибрай университетиниң профессори йитзак шихор, хотәндә 18-июл күни сақчи органға қилинған һуҗумниң, хәлқарадики террорчи тәшкилатлар билән алақиси болуш еһтимали йоқ дәп кесип ейтқан. Униң қаришичә, хитай шинҗаң дегән бу җайниң чеграсини интайин қаттиқ контрол қилип туруватиду. Хитай буниңға сақчи вә мунтизим һәрбий күчлирини йетәрлик қойған. Бундақ әһвал астида, шинҗаңда тәшкиллик һәрикәт қоллинишниң хәтәрлик икәнликини һәрким һес қилалайду. Дәл мушундақ әһвал астида, хотәндә сақчи органға қилинған һуҗумни, хитайниң тәшкиллик һәрикәт дегини пакитсиз гәп.
Профессори шихорниң қаришичә, хитай 90-йиллардин буян уйғурларни террорчи дәп келиватиду, хәлқара җәмийәт гәрчә террорчилиққа қарши турушни қоллисиму, әмма бундақ тәбири мүҗмәл, пакити йоқ қуруқ гәпкә һәргиз ишәнмәйду.