Путбол вә уйғур миллий кимлики
2012.05.08

“путбол вә һазирқи заман уйғур кимлики” дәп нам берилгән доклатта, аптор уйғур миллий кимликиниң путбол тәнһәрикитидики ипадилиниши вә улар арисидики бағлиниш һәққидә мулаһизә йүргүзгән.
“путбол вә һазирқи заман уйғур кимлики” намлиқ бу тәтқиқат доклати 37 бәттин тәркиб тапқан. Америкидики уйғур кишилик һоқуқ программисиниң тәтқиқатчиси һенрий садзивиски бу тәтқиқат темиси арқилиқ путболниң уйғур елиниң ичи вә сиртидики уйғурларниң миллий кимликини шәкилләндүрүштә яки уйғур миллий кимликиниң ипадилинишидә ойнаватқан ролини йорутуп беришкә тиришқан. Доклатниң кириш қисмида, 1927-йили әнглийиниң қәшқәрдә турушлуқ консулханиси хадимлири билән уйғур деһқанларниң топ мусабиқисигә чүшкәнлики вә шу қетимлиқ мусабиқини уйғурларниң утувалғанлиқиға охшаш уйғурларға наһайитиму тонуш болған бир вәқәлик баян қилинған. Һенрий доклатида, та2000-йилларға кәлгәндиму уйғурларниң һелиһәм бу һекайини пәхирлиниш туйғуси ичидә әслиши кишиниң диққитини тартмай қалмайду, дегән.
У путбол билән уйғур миллий кимлики арисидики бағлинишни тамашибинлар вә путболчилардин ибарәт икки пәрқлиқ бөлүмдә мулаһизә қилған. Мулаһизидә көрситилишичә, уйғур тамашибинлириниң мусабиқә әһвалиға қайтурған инкасидин, уйғур миллий кимликини шәкилләндүрүватқан амилларни көрүвелиш мумкин болуп, у бу һәқтә өзи қәшқәрдә туруватқан мәзгилдә көргән бир әһвални мисал кәлтүргән. У, әйни чағда өзиниң бир қанчә уйғур достлири билән телевизорда хитай командиси билән сәуди әрәбистан командиси арисидики путбол мусабиқисини көргәнликини, уйғур достлириниң хитай командисиға әмәс, сәуди әрәбистан командисиға мәдәт бәргәнликидәк бир әһвални баян қилип мундақ дегән:
“уйғурларниң сәуди командисиға мәдәт бериши мундақ соал пәйда қилиду, миллий кимликкә болған бағлиниш бу йәрдә қандақ рол ойниди? бу йәрдә рол ойниған пәқәтла ислам кимликиму яки “хитайдин башқа ким утса-утсун” дәйдиған идийиму?”
Хенрий садзивиски бу соалға җаваб тепиш үчүн интернетта бир рай синаш елип барған. У рай синашқа қатнашқанлардин әгәр шәрқий түркистан командиси, сәуди әрәбистан командиси, өзбекистан вә хитай командилиридин ибарәт командилар өз-ара мусабиқигә чүшкән әһвал астида қайси командини қоллайдиғанлиқини сориған. Униңда төвәндикидәк нәтиҗә келип чиққан:
“рай синалғанларниң 97 пирсәнти әгәр хитай вә сәуди әрәбистан мусабиқигә чүшкән тәқдирдә сәуди командисини қоллайдиғанлиқини билдүргән.
Йәнә 97 пирсәнт киши әгәр шәрқий түркистан вә сәуди әрәбистан командилири өз-ара мусабиқигә чүшсә, шәрқий түркистан командисини қоллайдиғанлиқини билдүргән.”
Рай синалған кишиләрдин, әгәр өзбекистан билән сәуди әрәбистан командиси өз-ара мусабиқигә чүшсә кимни қоллайсиз, дәп соралғанда, 80 пирсәнт киши өзбекистанни дәп җаваб бәрсә, йәнә 97 пирсәнт киши өзбекистан-хитай мусабиқисидә өзбекистанни қоллайдиғанлиқини билдүргән. Әмма шәрқий түркистан командиси мәйли ким билән мусабиқигә чүшсун, 97 пирсәнттин артуқ киши шәрқий түркистан командиси, дәп җаваб бәргән. Хитай командисиниң утувелишини халиған кишиләрниң сани 3 пирсәнткиму йәтмигән.
Һенрий садзивиски юқиридики санлиқ рәқәмләрниң, уйғурларниң хитай командисини һәргизму өз миллий кимликиниң намайәндиси дәп қаримайдиғанлиқини очуқ көрситип беридиғанлиқини, буниңдин сирт, уйғурларниң сәуди әрәбистан командисидин бәк өзбекистан командисини қоллишиниңму уйғурларниң етник туғқандарчилиқ амилиға бәкрәк көңүл бөлидиғанлиқини көрситип беридиғанлиқини билдүргән.
Рай синашта соралған башқа соалларға берилгән җавабларниң омумий әһвалидин қариғанда, уйғур путбол тамашибинлири арисида миллий кимлик амили әң муһим орун тутидиған болуп, хитай пуқраси амили әң ахирида йәр алған. Униң үстигә, “ким утувалса-утувалсун, хитай командиси утмисила болди” дәйдиған хаһишму асасий орунда болуп, буни, уйғурларниң хитай һөкүмитигә болған наразилиқини ипадиләштики бир хил васитиси, дәп қарашқа болидикән.
Һенрий садзевиски тәрипидин тәйярланған мәзкур “путбол вә һазирқи заман уйғур кимлики” доклатиниң иккинчи бөлүми болса, “путболчилар” қисми болуп, у бу қисимда путболниң хитай һөкүмити вә чәтәлләрдики уйғур җамаити арисидики ишлитиши үстидә тохталған.
Доклатта ейтилишичә, хитай дөләт дәриҗилик командиларда һазир илгирикидин пәрқлиқ һалда уйғур путболчиларму йәр елишқа башлиған болуп, хитай һөкүмәт даирилири вә суң чиңлиң фонди җәмийитиниң мәбләғ чиқириши билән үрүмчидә бир путбол мәктипи қурулған вә бу мәктәптә нурғун уйғур балила тәрбийилинишкә башлиған. Игилинишичә, уларниң ичидин көзгә көрүнүп чиққан мирәхмәтҗан музәппәргә охшаш бир қанчә уйғур яш хитайдики һәрқайси дәриҗилик дөләт командилириға кирип, көзгә көрүнүшкә башлиған. Музәппәр 2010-йили шәрқий җәнуби асия дөләтлири бойичә ойналған путбол мусабиқисидә хитай дөләт командиси қатарида мусабиқигә чүшкән. Әмма һенрий бу йәрдә, хитай путбол бирликиниң башлиқи вейдиниң үрүмчидики путбол мәктипи қурулғанда қилған нутқида “бу мәктәпләр балиларға яхши пуқра болушни өгитиду” дегән сөзини әскәрткән вә хитай дөләт командиси ичидә уйғурларниңму болуши уйғурларниң хитай дөләт командисини қоллишини қолға кәлтүрүштә муһим рол ойниши мумкин, дәп әскәрткән.
У доклатини мундақ дәп давам қилиду:
“хитай һөкүмити путболни уйғурларни хитай җәмийитиниң ичигә әкириш үчүн васитә қилип ишләтсә, чәтәлләрдики уйғурлар путболни сиясий һәрикәтләндүргүч күч вә балилирини өз миллий адәтлири бойичә тәрбийиләшниң васитиси қилип ишләтмәктә. Чәтәлләрдики уйғур аммиси путбол командилири арқилиқ өзлириниң миллий кимликини, болупму хитайларниң ассимилятсийә тәһдити астида қалған уйғур мәдәнийитини сақлап қелишқа тиришмақта.”
Һенрий америка, канада, шветсийә, норвегийә, голландийә, франсийә, түркийә, австралийә қатарлиқ уйғурлар мәркәзлик олтурақлашқан дөләтләрниң һәммисидә уйғур путбол командилириниң барлиқини вә бу командиларниң һазир өз-ара қоюқ алақә ичидә икәнликини, уларниң 2011-йили тунҗи нөвәтлик хәлқара путбол мусабиқиси уюштурғанлиқини, путбол мусабиқисидә уйғурларниң дөләт байриқи чиқирип, миллий маршини оқуғанлиқини вә нурғун уйғурларниң өзигә “бу қетимлиқ мусабиқә арқилиқ мустәқиллиқниң тәмини тетиғандәк һес қилған”лиқини инкас қилғанлиқини баян қилған.
Доклатта ейтилишичә, путбол командилири чәтәлләрдә чоң болуватқан уйғур балилирини бир йәргә йиғиш, өз-ара чүшиниш һасил қилиш роли ойнаватқан болуп, бу, уйғур балилириға ана тили өгиниш, ана тилда сөзләш, өрп-адәт өгиниш пурсити яритип беридиған яхши сорунға айланған. Доклатта, “путболниң чәтәлләрдә уйғур миллий кимликини турғузушта муһим рол ойнаватқанлиқи” тәкитләнгән.