Уйғур зиялийси һүсән һәсән әпәнди вәқәләргә қарита өзгичә қарашлирини оттуриға қойди

Авистиралийидә яшаватқан уйғур зиялийси һүсән һәсән әпәнди 18-июл хотән вәқәси вә 30-31-июл қәшқәр вәқәлири мунасивити билән оттуриға қоюлуп кәлгән бир қисим баһа һәм инкаслардин нарази болғанлиқини билдүрди.
Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2011.08.08
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Һүсән һәсән әпәндиниң пикри бойичә ейтқанда, уйғур миллитиниң қаршилиқ һәрикәтлириниң сәвәбини “хитайниң қаттиқ қоллуқ билән бастуруш сиясити кәлтүрүп чиқарди, хитайниң сиясий, иқтисади, мәдәний, диний җәһәтләрдики зулуми пәйда қилди” дәп қарашлар түптин хата. Бу хил қарашлар уйғур-хитай оттурисидики тоқунушниң һадисә тәрәплири болуп, маһийәтлик тәрәплиригә вәкиллик қилалмайду.

Һүсән һәсән әпәндиниң қарашлири мәйли хитай өктичи зиялийлири болсун яки чәтәл анализчилири болсун вә яки уйғур сиясий паалийәтчилири болсун, улар оттуриға қоюп кәлгән көз қарашларни асаси җәһәттин рәт қилидиған болуп, униң пикричә болғанда, тарихтин буян йүз берип кәлгән хитайға қарши барлиқ вәқәләрниң бирла маһийәтлик тәрипи бар. У болсиму, хитай мустәмликисини ағдуруп ташлап, мустәқил шәрқий түркистан дөлитини қуруштин ибарәт. Йәни тарихтин буян оттуриға чиққан қаршилиқ һәрикәтлири қайсидур мустәбит һөкүмранниң мәлум заманларда зулумни чекидин ашурувәткәнлики түпәйли йүз бәргән әмәс. Бәлки уйғур миллитиниң адаққи ғайиси вә һәқиқий ирадиси болған мустәқиллиқтин ибарәт бир улуғ нишанға йетиш арзусидин яралған. Партлашни кәлтүрүп чиқарған реал амиллар болса, мәсилиниң оттурида аян болған йүзидинла ибарәт.

Һүсән һәсән әпәндиниң қаришиға асасланғанда сиясәтчиләрниң, анализчиларниң шәрқий түркистанда йүз бериватқан вәқәләрни мәлум обйектип амилларға бағлап чүшәндүрүшлиридә хаталиқ мәвҗут болуп, шәрқий түркистанниң хитай тәрипидин мустәмликә қилинған земин икәнлики вә уйғурларниң мустәқиллиқ истәватқанлиқидин ибарәт түп мәсилә етибарниң сиртида қалмақта. Қан вә җан бәдилигә елип бериливатқан инқилабниң ғайиси бурмиланмақта.

Һүсән һәсән әпәндиниң илгири сүрүшичә, шәрқий түркистанда һәрқандақ бир қаршилиқ вәқәлири йүз бериватқан болса, бу қаршилиқлар ноқул һалда хитайниң зулумиға наразилиқ билдүрүш йүзсидинла әмәс, бәлки тарихта яратқандәк сәлтәнәтлик дөләтләрни қайтидин яритиш ирадисиниң уйғур миллитиниң қенида партлишидин рояпқа чиқмақта. Зулумға наразилиқ билдүрүш қаршилиқи билән мустәқиллиқ күриши бир-биригә охшимайдиған икки мәсилә.

У сөзидә йәнә, хитайниң қанлиқ бастурушлири кар қилмиғандәк, хитайниң шапаәтлири вә кәңчиликлириниңму уйғурларниң қаршилиқ һәрикәтлирини бесиқтурушта керәккә кәлмәйдиғанлиқини, уйғурлар өзиниң мустәқил дөлитини қуруп чиққанға қәдәр бу хилдики қаршилиқ һәрикәтлириниң давамлишидиғанлиқини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.