Хәлқара җәмийәтниң диққитидики қазақистан президент сайлими

Қазақистан җумһурийитини 20 йилдин буян идарә қиливатқан нурсултан назарбайефниң сайламда йәнә ғәлибә қилиши тоғрисида түрлүк баһалар вә пикирләр мәвҗут.
Мухбиримиз үмидвар
2011.04.05
qazaqistan-saylam-Nursultan-Nazarbayev-305.jpg Қазақистан президенти нурсултан назарбайеф өзини қоллиғучилириға рәһмитини билдүрмәктә. 2011-Йили 4-апрел.
AFP

Ливийидики қозғилаңчилар билән казафий күчлири арисида җәңләр давамлишиватқан, йәмәндики намайишчилар сақчилар тәрипидин оққа тутулған, сүрийидики намайишчиларниң тәлипигә бинаән йеңи һөкүмәт тәсис қилинип, ислаһат қилиш вәдиси берилгән бир пәйттә сабиқ совет иттипақидин айрилип мустәқил болған қазақистан җумһурийитидә муддәттин бурун президент сайлими болуп өтүп, мәзкур җумһурийәтни 20 йилдин буян идарә қиливатқан нурсултан назарбайеф сайламда ғәлибә қилип, төтинчи қетимлиқ президентлиқ салаһийитигә еришти.

Ғәрбниң тәнқиди, шәрқниң махтишиға еришкән сайлам

Қазақистанда елип берилған 3-апирилдики сайламниң дәсләпки нәтиҗиси 4-апрел күни елан қилинип, нурсултан назарбайефниң 95% беләткә еришип, сайламда дәриҗидин ташқири ғәлибини қолға кәлтүргәнлики ашкариланди.

Өктичи партийиләр аваз беришни рәт қилған мәзкур президент сайлими мустәқил дөләтләр һәмдостлуқи, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қатарлиқ хәлқаралиқ тәшкилатларниң көзәткүчилириниң махтишиға сазавәр болсиму, бирақ явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң кәскин тәнқид қилишиға учриди.

Америкидики бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң көзәткүчиси дан евертс “бу сайламниң биз күткәндәк яхши өтмигәнликидин әпсуслиниш билән хуласә чиқиримиз” дегән. явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати мәзкур сайламниң демократик өлчәмләргә лайиқ болмиғанлиқини әскәрткән. Әмма, қазақистан 2010-йили явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң рәис дөлити сүпитидә, бир йил вәзипә өтигән болуп, қазақистанниң мундақ юқири салаһийәткә еришишиға қаримай, ғәрб көзәткүчилири қазақистанда техи һазирғичә демократик сайламларни өткүзүш ислаһатиниң әмәлийлишәлмәйватқанлиқини тәнқид қилди.

Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, әксичә мустәқил, дөләтләр һәмдостлуқиниң сайламни көзитиш гурупписи мәзкур сайламниң наһайити демократик болғанлиқини муәййәнләштүрүп, явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң тәнқидигә қарши позитсийә тутқан.

Нурсултан назарбайефму өзиниң ғәлибисини җакарлап, “биз ғәлибә қилдуқ, бу бизниң һәммимизниң ғәлибиси” дейиш арқилиқ өз қоллиғучилири билән ортақлашқан.

Назарбайефниң ғәлибиси диктаторларни шадландурди

Нурсултан назарбайефниң бу қетимқи йеңи ғәлибисини алди билән хитай рәиси ху җинтав вә русийә президенти дмитрий медведев тәбриклиди. Чүнки, бу икки дөләт қазақистанниң ташқи сиясий, иқтисадий истратегийисидә муһим орунға игә болуп, улар шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң әзалири.

Сабиқ совет җумһурийәтлири арисида русийә билән қазақистанниң иқтисадий җәһәттә тез тәрәққий қиливатқанлиқи мәлум. Болупму, мол нефит вә тәбиий газ записиға игә қазақистан қисқа вақит ичидә мәркизий асия районидики иқтисадий тәрәққияти вә хәлқ турмуш сәвийиси бир қәдәр тез өсүватқан мәмликәткә айланди.

Хитай билән русийә нөвәттә ғәрб дөләтлири һәм хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин кишилик һоқуқ хатириси вә һакиммутләқлиқ билән әйиблиниватқан мәмликәтләр болуп, демократийә русийидә хитайға қариғанда бир қәдәр җари қилдурулған болсиму, әмма йәнила хәлқаралиқ өлчәмләрдин йирақ туруватқанлиқи һоқуқ қоғдиғучилири тәрипидин тилға елинмақта.

Оттура асиялиқларниң нәзиридики назарбайеф

Оттура асиядики қазақистанға қошна мәмликәтләрниң көзәткүчиләр арисида назарбайефниң өз дөлитидә қолға кәлтүргән иқтисадий мувәппәқийәтлиригә юқири баһа бериш хаһишлири мәвҗут. Чүнки, өзбекистан, таҗикистан вә қирғизистандики иқтисадий вәзийәт болса башқичә һалда болуп, бу дөләтләрдики милйонлиған кишиләр русийә вә қазақистанға берип тирикчилик йолини издәшкә мәҗбур болған.

Бир қисим оттура асия көзәткүчилири назарбайефниң бу мувәппәқийитиниң асасиниң униң ғәрб вә шәрқ билән пухта сиясәт елип барғанлиқи билән мунасивәтлик дәп қаримақта.

Америка авазиниң хәвәр қилишичә, өзбекистан мутәхәссислири нурсултан назарбайефниң нөвәттә мәркизий асия райониниң рәһбири сүпитидә мәйданға чиқиватқанлиқини муәййәнләштүргән болуп, таҗикистанлиқ тәһлилчиләр назарбайефни “бәк ақиланә сиясәт йүргүзмәктә” дәп баһалиған.

Түркийә болса, нурсултан назарбайефни әң һөрмәтләйдиған дөләтләрниң бири. Әнқәрә назарбайефниң түрк дунясиға қошқан төһписи үчүн униңға һәйкәл орнатқан. Йеқинда болса, түркийиниң нәвшәһәр районидики бир узун кочиға назарбайефниң намини қойған. Назарбайеф түркийә билән болған мунасивәткила әһмийәт бәрмәстин, бәлки бу мунасивәтни қериндашлиқ нуқтисидин чүшәндүрүштин баш тартмиған. У, йәнә мәркизий асия дөләтлири иттипақи дәйдиған бир район характерлик сиясий, иқтисадий гәвдә қуруп, оттура асия дөләтлириниң баравәр гүллинишини тәшәббус қиливатқан болсиму, бирақ мәзкур тәшәббусни қирғизистандин башқа һечқайси оттура асия мәмликити қоллимиған иди.

Қазақистанниң иқтисадий гүллиниши, хәлқ турмуш сәвийисиниң өсүши қатарлиқ яхши тәрәпләр әһвали бир қәдәр начар қошна оттура асиялиқларни қайил қилғанлиқида шәк йоқ.

Назарбайеф русийә билән хитай арисида тәңпуң турмақта

Назарбайеф русийә биләнму изчил қоюқ һәмкарлиқ мунасивитини сақлап келиватқан болуп, мустәқил дөләтләр һәмдостлуқи, таможна иттипақи, коллектип бихәтәрлик келишими тәшкилати қатарлиқ һәр хил район характерлик тәшкилатлар арқилиқ русийә билән һәмкарлиқ һәм бирликни сақлимақта.

Америка авазиниң йезишичә, өзбекистанлиқ тәһлилчи абдуҗаппар йолдашеф қазақистанда русларниң саниниң көп болуши һәмдә униң шималдики үч вилайитидә русларниң көп санлиқни игилиши билән назарбайефниң русийә билән йеқин һәмкарлиқ орнитишқа мәҗбур болуватқанлиқини, дөләтниң ички вә ташқи сияситини бәлгиләштә русийини нәзәргә алмай мумкин әмәсликини илгири сүрди. Нурсултан назарбайеф русийә билән болған мунасивәткә әзәлдинла зор дәриҗидә әһмийәт берип кәлгән.

Шинхуаниң хәвәрлиригә қариғанда, назарбайефниң қайта президент болуши хитайниму алаһидә хушал қилған болуп, рәис ху җинтав уни тәбриклигән һәмдә тәбрикнамисидә икки дөләт достлуқи вә һәмкарлиқиниң буниңдин кейин техиму тәрәққий қилишиға болған тиләкдашлиқини билдүргән.

Нурсултан назарбайеф техи буниңдин икки ай бурун хитайни зиярәт қилип, хитай тәрәп билән бир қатар сода-иқтисадий келишимләрни түзгән һәмдә өткән йили қазақистан билән хитай арисидики сода миқдарини 20 милярд долларға йәткүзгән иди. Бирақ, йеқинда русийиниң регнум учур торида назарбайефниң сабиқ күйоғли раһәт елийефниң назарбайефниң хитайға йәр иҗаригә бәргәнлики вә хәйнән һәм хоңкоңда шәхсий туралғу җайларға игә икәнлики, униң һакимийитиниң хитайниң бихәтәрлик капалитигә еришкәнликини сөккәнликигә аит хәвәр елан қилинған иди. Хитай билән болған чоңқур иқтисадий һәмкарлиқ вә йәр иҗарә бериш мәсилисиниң өктичиләрниң назарбайефға һуҗум қилишидики амилларға айланғанлиқи мәлум.

Өзбекистанлиқ тәһлилчи, аблақул мусайев қазақистан үчүн бир назук мәсилиниң уйғур мәсилиси икәнлики, шу сәвәбтин униң хитай билән йеқин һәмкарлишиш йолини тутуватқанлиқини көрсәткән. Америка авазиниң йезишичә, мусайеф әпәнди “қазақистанниң хитай билән чегридаш йәрлиридә уйғурлар яшайду, бүгүнки күндә хитайдики уйғурлар алаһидә бир җумһурийәт болуп чиқишни тәләп қилмақта, бу һәм назарбайефниң алдидики йәнә бир мурәккәп синақ дәп һесаблаймән, назарбайеф үчүн өз сиясити вә дөлитиниң тинч-аманлиқини сақлап туруш қийин вә мурәккәп мәсилә” дәп тәкитлигән.

Һәқиқәтән нурсултан назарбайефниң хитай билән терроризмға бирликтә қарши турушқа разилиқ билдүрүп, бейҗиңниң уйғурларниң сиясий һәрикәтлиригә йол қоймаслиқ шәртигә мақул кәлгәнлики, шу сәвәбтин қазақистандики уйғурларниң сиясий һәрикәтлириниң чәклимигә учриғанлиқи сир әмәс.

Оттура шәрқтики инқилаб оттура асияға йетип келәрму?

Нурсултан назарбайефниң қайта сайлиниши ғәрб мәтбуатлириниңму қизиқ темисиға айланған болуп, нурсултан назарбайефниң мәзкур йеңи ғәлибиси мунасивити билән униң ички вә ташқи сиясити көзәткүчиләрниң диққитидин орун алди.

Ғәрб көзәткүчилириниң назарбайефниң өз муддитини давамлиқ узартишиға нисбәтән көз қарашлири башқичирәк. Ғәрб дөләтлири илгири назарбайефниң өз муддитини йәнә узартиши вә яки мәңгүлүк президент болушқа интилишини тәнқид қилған иди. Бу мәсилидә демократик ғәрбниң қариши билән диктаторилиқ түзүмидики шәрқ дөләтлириниң қариши башқичә болуп, ғәрб демократик дөләтлиридә бир адәмниң мундақ төт қетим президент болуши мумкин әмәс һәм тәсәввур қилинмайду.

Австрийидә чиқидиған күндилик гезит “диә прәсс” та елан қилинған мәзкур сайлам һәққидики баһада назарбайеф вә ислам кәримофниң 1991-йилидин буян өз дөләтлирини идарә қилип келиватқанлиқи көрситилип, “бу иккисиниң һәр иккилисиниңла оғуллири йоқ, атилиқ уруқ мәдәнийитигә қаримастин уларниң мирасхорлуқиға қизлири тәйярланмақта, бу қизлар аллиқачан көплигән иқтисадий тармақларни контрол қилип болған” дәп йезилған.

Испанийиниң “вәтән” намлиқ күндилик гезити назарбайефниң ғәлибиси һәққидә тохтилип, оттура шәрқтики инқилабларниң оттура асияға йетип келидиғанлиқи, оттура шәрқ билән оттура асия арисида көп пәрқләр болсиму, бирақ бир һөкүмранниң узун муддәт һакимийәтни игиливелиши вә чириклики җәһәттә ортақлиқи барлиқини илгири сүргән.

Һәқиқәтән оттура шәрқтики инқилаблар әнә шундақ бир һөкүмранниң узун муддәт һакимийәтни игиливелишниң нәтиҗиси иди.

Америкидики “нийорк вақти” гезитиниң бу һәқтики мақалилиридә болса, нурсултан назарбайефниң ғәлибисиниң гуман астида икәнлики һәмдә ғәрб көзәткүчилириниң кәскин тәнқидлиригә дуч кәлгәнлики, назарбайефниң илгиридинла сайламларда наһайити юқири беләткә еришип келиватқанлиқи илгири сүрүлгән.

Қазақистанда әслидә 2012-йили президент сайлими болуши керәк иди. Бирақ арилиқта парламент назарбайефни сайламсиз һалда йәнә бәш йиллиқ мөһләт билән президетлиқ вәзиписини атқурушқа қарар алған. Бирақ, бу асасий қанунға хилап болғанлиқи үчүн мәзкур муддәттин бурунқи сайлам өткүзүлди. Нәтиҗидә назарбайеф өз дөлитини идарә қилишниң үчинчи он йиллиқ басқучиға кирди.

Мәйли, қандақ болуштин қәтий нәзәр зор сандики назарбайефни сөйгән вә униң сияситидин рази болған қазақларниң уни һөрмәтләп “әлбаши” дәп атаватқанлиқи рошән!

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.