Қәшқәрийә дөлитиниң османли империйиси билән болған мунасивәтлири

“тарихни өзгәрткән мәктуплар” намлиқ китабта қәшқәрийә дөлитиниң османли империйиси билән болған мунасивәтлириму баян қилинған.
Ихтиярий мухбиримиз арслан
2011.06.01
tarihni-ozgertken-mektuplar-305.jpg Йеқинда “тарихни өзгәрткән мәктуплар” намлиқ китаб йәдивәрән нәшрияти тәрипидин истанбулда нәшр қилинди.
RFA/Arslan

Истанбулда нәшр қилинған “тарихни өзгәрткән мәктуплар” намлиқ китабта һонлар билән хитайларниң мунасивәтлири вә икки империйиниң оттурисида түзүлгән келишимнамиләр вә йезишқан мәктупларни аңлатқандин кейин, османлиларниң шәрқий түркистандики излири, қәшқәрийә дөлитиниң қурғучиси яқуп бәгниң османли дөлитиниң шу дәврдики падишаһи султан абдуләзизгә язған мәктуплири вә әвәткән әлчилири тоғрисида тохтилип мундақ дейилгән:
1873-Йили 6-ай шәрқий түркистанни хитай истеласидин қутулдуруш үчүн батурларчә күрәш қилған яқупхан тағисиниң оғли хоҗа төрәмни әлчи қилип истанбулға әвәтти. Османли падишаһи султан абдуләзиз әлчини 1973-йили 6-айниң 16-күни һузурида қобул қилди, хоҗа төрә әлчи қолида парсчә йезилған мәктуп билән кирип кәлди, мәктупта яқупханниң йәр йүзидики мусулманларниң қоғдиғучиси болған падишаһниң кәң қанат астида панаһлиниш үчүн кәлгәнликини ипадилигән сөзлири султан абдуләзизни қаттиқ тәсирләндүрди. Әлчи мәктупни оқуп болуп, дөлитиниң вәһимилик вәзийитини аңлитиши, әскири ярдәм тәләп қилиши билән султан абдуләзиз өзи биваситә оттуриға чиқип ярдәм бериш тәйярлиқини башлиди вә қорал-ярақ мәслиһәтчиси ели сәид паша билән омумий фабрика назири сәййид пашани қәшқәрийә дөлитигә ярдәм бериш ишини идарә қилиш билән вәзипиләндүрди. Нәтиҗидә ярдәм әшялар елан қилинди. Пүткүл қораллар вә керәклик үскүнилири билән толуқ берилиш, 6 данә зәмбирәк. 1000 Данә ишитилгән, 1000 данә йеңи топлам 2000 данә милтиқ, көп санда капсул вә партлитиш дориси ишләпчиқиридиған җаһаз, әндәрүнлү мурад әпәнди башчилиқида 4 әскәр вә 4 дәм елишқа чиққан генерал қәшқәргә әвәтилди. Исимлири тарихқа алтун һәрп билән йезилған бу түрк генералларниң исимлири, истиһкам мудапиә қомандани ели казим, пиядә қисим қомандани мәһмәт йүсүф, атлиқ қисим қомандани чәркәс йүсүф вә топчи қомандан исмаил һәққи әпәндиләр қәшқәргә әвәтилди.

Әлчи хоҗа түрәм билән бирликтә йолға чиққан бу османли уруш гурупписи кемә билән сувәйш қанилидин өтүп һинди окян арқилиқ һиндистанға йетип барған вә бомбай шәһиридә қуруқлуққа чиққан. Улар бомбайда инглизларниң зорлуқ қилишидин миң җапада қутулуп қәшқәргә йетип барди вә мусулманларниң қизғин қарши елиши вә һаяҗанлиқ көз яшлири ичидә шәһәргә кирди. яқупхан уларни 100 данә топ етиш билән салам берип қизғин күтүвалди. Османли ярдәм һәйитиниң қәшқәргә келиши билән оттура асия ислам дунясиға йеңи бир һәйәт қошулған болди. Шәрқий түркистанға әвәтилгән түрк байриқи қәшқәр асманлирида ләпилдиди, җүмә намизида хутбә османли падишаһиниң намиға оқутулди вә османли дөлити намида пул бастурулди.

Қәшқәрдә йеңи түзүм әскәрлири

“тарихни өзгәрткән мәктуплар” намлиқ китабта йәнә османли генераллириниң қәшқәрдә айрим-айрим һәрбий қисим қуруп әскири тәлим-тәрбийә бәргәнлики тоғрисида тохтилип мундақ дейилгән: османли генераллири қәшқәрдә халис әскәр болушни халиған яшлардин тәркиб тапқан һәрбий қисим қурған. Буларниң арисида йүз беши ели казим, әскәрликни һеч билмәйдиған яшларни тәшкилләп топчи қисим қуруп тәрбийилигән, бу қисим истанбул әскәрлиригә охшаш тәрбийиләнгәнлики вә 3000 әскәрдин тәркиб тапқан бир һәрбий полк қуруп уларға йеңи түзүм әскәрлири дегән нам қойғанлиқи доклатларда йезилған. Шәрқий түркистанниң мустәқиллиқ күришиниң муһим һәл қилғуч басқучлирида бу күрәшкә османли генераллириму қатнашқан болди. Уйғур әскәрләргә уруш тактикилири, топ-қорал етиш вә оқ-дора ясаш техниклири өгитилди.

Османли дөлити вә қәшқәр әмирлики

Османлилар оттура асиядин ғәрб әллиригә көпрәк көңүл бөлгәнлики бир һәқиқәт. Бундақ дейиш оттура асияға һеч көңүл бөлмиди дегәнлик әмәс. 19-Әсирдә ғәрбий түркистан руслар тәрипидин, шәрқий түркистан хитайлар тәрипидин ишғал қилинғанға қәдәр оттура асия түрклири өзлирини өзлири идарә қилип кәлгән иди. Шу сәвәбтин оттура асия османлиларниң биринчи нишани болмиған иди. Оттура асия түрклири хитай вә русларниң тәһдити астида қалған заманларда османлилар қериндаш вә диндашларға қолидин келидиған ярдәм имканийәтләрни айимиди. Османлиларниң қәшқәр һөкүмдари яқупбәгкә көрсәткән ғәмхорлуқи буниң әң яхши үлгиси болиду. 1864-1869-Йиллар арисида яқупбәг, хотән, куча, үрүмчи вә турпан бәгликлирини бирләштүрүп мәркизи қәшқәр болған бир мустәқил дөләт қурди. яқупбәг бу дөләтниң мустәқиллиқини етирап қилиши үчүн 1870-йили османли султани хәлипә абдуләзизханға бир һәйәт әвәтип өзиниң ислам хәлипигә тәвә икәнликини билдүргән вә шәрқий түркистанниң мустәқил бир дөләт болғанлиқини етирап қилишини тәләп қилған.

Яқупханниң османли султаниға язған мәктупи:

Яқупхан бәдөләт османлиниң қилған ярдәмлиригә тәшәккүр ейтип мәхсус бир парчә мәктуп йезип 1875-йили 6-айниң 7-күни истанбулға әвәткән у мәктупта мундақ дейилгән: султанимиз илтипат қилип әвәткән һәдийиләр вә һәрбий ярдәм қәшқәргә йетип кәлди вә хәлқни чоңқур хушал қилди. Мәнму һаятим бойичә османли падишаһлиққа дуа қилимән. Сиз буйруған һәр қандақ буйруқни җайида орунлашқа тәйярмән. Чоң ғәмхорлуқиңиз пүткүл оттура асия ислам дунясиға йеңи бир күч қатти. Һәр ким җанабий алийлириға табиә болушни арзу қилиду. Қисқа вақит ичидә пүткүл оттура асия османли дөлити билән мунасивәт қилиду вә шуниң билән дуня вә дин ишлириниң әң юқири, әң сап вәзиписи болған ислам бирлики оттуриға чиқиду. Һазир кәминә җанаблири османли дөлитиниң байриқини ачтим, намиңизға хутбә оқутуп, пул бастуруп сизгә болған садақитимни-вәзипәмни орунлашқа тиришиватимән. Әскәрләрниң тәрбийилиниши вә яхши йетишиши тоғрисида пүтүн күчүм билән тиришиватимән, худайим буйруса пат йеқинда чоң бир илгириләш болиду.

Яқупхан османли дөлитидин алған ярдәм билән шәрқий түркистанда бирлик һасил қилған

Яқупханниң османли дөлитиниң һимайиси астиға кириши райондики мусулман хәлқләр арисида етибарини вә ишәнчини техиму ашурди. Османли дөлити яқупханни пәқәт сөз биләнла қоллап қалмастин, бәлки әскири ярдәм қилди. Османли дөлити әвәткән генераллар яқупхан дөлитиниң әскәрлириниң тәрбийилинип йетиштүрүлүшидә чоң рол ойниди. Қәшқәрийә дөлитидә йүз бәргән бу йеңи өзгириштин кейин шәрқий түркистанниң башқа шәһәрлири арқа-арқидин яқупханниң игилик һоқуқ астиға кирди. Шуниң билән яқупхан османли дөлитидин алған ярдәм билән шәрқий түркистанда бирлик һасил қилған.

Уйғурларниң һәқ-һоқуқлирини қоғдаш түркийә җумһурийитиниң мәҗбурийити

Язғучи хақан боз әпәнди “тарихни өзгәрткән мәктуплар” намлиқ китабта йәнә, шәрқий түркистанниң османли дөлити билән болған мунасивәтлири вә әһмийәтлири тоғрисида тохтилип мундақ язған: қәшқәрийә һөкүмитиниң әмири яқупбәг султан абдуләзизгә бағлиқ қалидиғанлиқини билдүрди. Абдуләзизхан тәрипидин бу тәләп қобул қилинди, яқупбәг буни аңлиғандин кейин султан абдуләзиз намида хутбә оқутуш, пул бастуруш арқилиқ османли дөлитиниң рәсмий һимайиси астиға кирди. Османли дөлити орнини 1922-йили түркийә җумһурийитигә тапшурди. Җумһурийәт һөкүмәтлири османли һөкүмитиниң рәсмий вариси һесаблиниду. Ғази яқупхан қурған қәшқәрийә һөкүмитиму османли қалдуруп кәткән мирасларниң бир парчиси. яқупхан қурған мустәқил түрк һөкүмити улуғ түркистанниң бир парчиси болған шәрқий түркистан тупрақлирида қурулди. Бу тупрақларниң игилик һоқуқи бүгүнки күнгичә түркийә җумһурийитигә қалдурулған мирас һесаблиниду. Униңдин башқа йәнә, у земинда яшаватқан уйғур түрклириниң әркин яшаш һәқ-һоқуқлири, иппәтлири, номуслирини қоғдаш түркийә җумһурийитиниң мәҗбурийити.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.