Хәлқ рази болғидәк қош тил маарипи қандақ болуши керәк?
Мухбиримиз гүлчеһрә
2010.11.03
2010.11.03
Тибәтләрниң қош тиллиқ маарип сияситигә қарши наразилиқ намайиши болуп, наразилиқи техи бесиқмиған бир вәзийәттә, хитай даирилириниң уйғурларға қарита қош тиллиқ маарип сияситини йүргүзүштә хәлқниң райиғиму етибар билән қариғандәк сөз - ибариләрни қоллиниши, уйғур маарипида йүз бериватқан өзгиришләрни йеқиндин көзитиватқан чәтәлләрдики бәзи уйғур зиялийлирида гуман вә мулаһизиләрни мәйданға кәлтүрди.
Бу һәқтә уйғур алими әркин сидиқ әпәнди вә дуня уйғур қурултийи тәтқиқат мәркизиниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәндиләрниң йүргүзгән мулаһизилирини силәргә сундуқ.
"Хәлқ рази болған қош тил маарипини яхши елип бериш керәк" дегән сөзләрни қәшқәр валийси вә партком муавин секретари әкбәр ғопур вилайәтлик маарип хизмәт йиғинида оттуриға қойған. Қәшқәр валий мәһкимисиниң тор бетидә 3 - ноябир бу һәқтә бәргән хәвиригә қариғанда, қәшқәр валийсиниң бу сөзни қандақтур һазир уйғур елидә мәҗбурий йүргүзүватқан қош тиллиқ маарип сияситини хәлқниң райиға беқип елип беришни тәшәббус қилиш нуқтисидин әмәс, бәлки хәлқ ичидә қош тиллиқ маарип сияситигә қарши идийиләрниң пәйда болушиниң алдини елиш мәқситидә ейтилғанлиқи ашкарилиниду.
Хәвәрдин ашкарилинишичә, 1 - ноябир күни қәшқәр партком вә валий мәһкимиси, қәшқәр вилайитидики һәр дәриҗилик маарип тармақлириниң мәсуллириға йиғин чақирип қош тиллиқ маарип сияситини турақлиқ вә изчил әмәлийләштүрүшниң муһимлиқини қайта тәкитлигән. Хитай һөкүмитиниң қәшқәргә қойған валийси әкбәр ғопур,маарип хизмәтчилиригә қилған сөзидә йәнә, "қош тиллиқ маарип сиясити коммунистик партийә мәркизи комитетиниң шинҗаңға қаратқан муһим сиясий иситратегийиси, муқимлиқниң асаси, һәр дәриҗилик маарип орунлири идийини бирликкә кәлтүрүп, қош тиллиқ маарип хизмитиниң муһимлиқини тонуп йетип, қош тиллиқ маарип сияситиниң сағлам йүргүзүлүшигә капаләтлик қилип, қарши ихтилап вә идийиләрни ююп тазилап, бир тәрәптин мәмликәт бойичә ортақ ишлитилидиған тил вә йезиқ (хитай тили вә йезиқ)ни омумлаштуруш вә йәнә бир тәрәптин һәр қайси милләтләрниң өз тили вә мәдәнийини қоғдаш вә тәрәққий қилдуруштәк принсипта туруп, хәлқ рази болған, оқутқучи - маарипчилар әндишидин хали қош тил маарипини яхши елип бериш керәк," дегән.
У йәнә йиғинда маарипчиларға, "қош тиллиқ маарип тәрбийиси арқилиқ, шинҗаңниң вә дөләтниң кәлгүси әвлатлирини һәммә милләтни охшаш сөйидиған, аңлиқ һалда милләтләр иттипақлиқини қоғдайдиған, миллий бөлгүнчиликкә қарши туридиған, чин қәлбидин хәлқниң ортақ мәнпәәтини қоғдайдиған йеңи әвлат қилип йетиштүрүп чиқиш силәрниң баш тартип болмайдиған бурчуңлар," дәп тәкитлигән.
Хитай даирилири уйғур елидә қош тиллиқ маарип сияситини рәсмий йүргүзгән бу он йилдин буян хәлқ рази болған қош тил маарипини яхши елип бериш дегән сөз ни тунҗи қетим ишлитиши болуп, бу сөзниң мәйданға чиқиши чәтәлләрдики уйғур зиялийлирида қизиқиш һәм гуманлар қозғиди. Америкидики аләм техникиси тәтқиқати билән шуғуллиниватқан болсиму, уйғур маарипиниң йүксилиши үчүнму өз алдиға издинип келиватқан алим әркин сидиқ әпәнди билән бу һәқтә сөһбәтләштуқ. Әркин сидиқ әпәнди хитайниң уйғурларға йүзгүзүватқан маарип сияситидә өзгириш болмиғичә хәлқниң рази болмайдиғанлиқини оттуриға қойди.
Дуня уйғур қурултийи тәтқиқат мәркизиниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәнди болса, қош тиллиқ маарип сияситиниң өзила хәлқниң райи - арзуси билән қарши икәнликини оттуриға қоюп, "уйғур хәлқи рази болғидәк маарип сиясити пәқәт миллий маарипни әслигә кәлтүрүш," деди.
Радиомизға йеқиндин буян уйғурлардин келиватқан инкас һәм учурларға қариғанда, тибәт хәлқиниң хитай һөкүмитиниң тибәт маарипини қош тиллаштурушиға қарши елип барған наразилиқ намайиш һәрикәтлиридин кейин, хитай даирилири тибәт вә уйғур ели вәзийитидин, болупму маарип саһәсиниң муқимлиқидин әндишә қиливатқан болуп, җайлардики маарип вә мәктәп орунлирида башқурушни күчәйткәнлики мәлум.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.