Сүрийидики қәтлиамлар давам қилмақта

Әсәд һакимийитиниң адәмлири бир күн идлиб шәһиридә қәтлиам елип барса, бир күн һамат шәһиридә, йәнә бир күн һәмс шәһиридә елип бармақта.
Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2012.05.21
suriye-yaridar-305.png Сүрийәдики тоқунушта яриланған бир яш балиниң әһвали
AFP

Тәһлилчиләргә көрә, әсәд һакимийити намайишниң мәркәзлиридин болған һәмс, идлиб, һамат шәһәрлиридә вәһший қәтлиамларни елип бериш вә муһим шәхсләрни нәқ мәйданда етип ташлаш арқилиқ һәйвә көрситип хәлқни қорқутуп, намайиштин, һөкүмәткә қарши чиқиштин ваз кәчкүзүшни хиял қилидикән.

Әмма, әсәд һакимийитиниң бу хияли әмәлгә ешиши уяқта турсун, хәлқниң роһийити күчләнмәктә икән. Нәтиҗидә, хәлқ һөкүмәт әскәрлиридин қорқуш әмәс, бәлки уларни үмидсизләндүрүш басқучиға йәткән.

Лондонда чиқидиған “оттура шәрқ” гезитиниң 2012-йили 21-май күнидики санида, язғучи һәмд маҗид дегән кишиниң қәлими билән йезилған “әсәд диктатори вә тәдриҗий өлүм” дегән темида бир мақалә елан қилинған болуп, мақалидә мундақ дәп йезилған:
“бәшшар әл әсәд диктатори үчүн һәқиқий тәһдит бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қарарлири әмәс, әрәб дөләтлири иттипақиниң қарарлириму әмәс, ғәрб дөләтлириниң тәшвиқатлириму әмәс, һәтта русийә билән хитайниң әсәдни қоллаштин йенивелишиму әмәс. Бәлки һәқиқий тәһдит бәшшар әл әсәдниң роһийитидики чүшкүнлүк вә йеңилиштур. Бу чүшкүнлүк униң сарғийип қалған чирайидин, олтурушуп кәткән икки көзидин вә виҗиклишип қалған вуҗудидин мана мән дәп намаян болуп турмақта. Әсәд һакимийитиму худди бәшшар әл әсәдниң өзидәк болуп қалған. Бу шуниңдин бешарәт беридуки, әсәд һакимийитиниң өмри бәк аз қалған. Шу сәвәбтин уларниң ғалҗирлиқи һәдәп ешип кәткән болуп, адәм өлтүрүш уларниң күндилик ишиға айлинип қалған.”

Мақалидә йәнә мундақ дәп йезилған:
“дуняда һечқандақ бир диктатор хәлқини қириш бәдилигә һакимийитини сақлап қалалмайду. Һаман бир күни униң һәққини төләйду. Сүрийидә һазир инсан қелипидин чиққан вәһшийлик түрлириниң һәммиси бар. Әсәд һакимийити өз хәлқини етип өлтүрүш, қәст билән өлтүрүш, тутуш, қийнаш, партлитиш, от қоюш, тирик көмүветиш қатарлиқларниң һәммисини қилмақта. Һәтта өктичиләргә әсиргә чүшкән бир әскәрниң янфонидин чиққан рәсимдә, сүрийә әскәрлириниң намайишчи хәлқни бағлап, оңдисиға ятқузуп, уларниң үстидин қаттиқ һәрбий аяғлири билән йүзлиригә, қорсақлириға дәссәп өткән көрүнүшлири тепилған. Йәнә бириниң янфонидин әскәрләрниң бир адәмни тирик турғузуп үстигә тупрақ ташлап көмүвәткән видио көрүнүши тепилған. Демәк, әсәд һакимийитиниң адәмлири хәлқни қийнаштин һузур елип, хушаллиқлиридин бу вәһшийликлирини янфонлириға чүшүрүвалған. Мундақ бир вәһшийлик қачанғичә давам қилиду? у қандақму давам қилиду? бу дегәнлик худди казафийдәк түгишишниң бешарити әмәсму?”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.