“шинҗаң уйғур аптоном райони” ниң қурулуш һарписидики ички талаш-тартишлар

1949-Йили 12-айниң 9-күни манас дәрясиниң ғәрбий қирғиқида 4 йилдин артуқ туруп қалған миллий армийиниң үрүмчигә кириши һәмдә хитай “хәлқ азадлиқ армийиси” ниң 5-корпуси қилип өзгәртилиши уйғурларниң өз вәтинини қуруш йолидики һәл қилғуч бир дәврниң ахирлашқанлиқидин дерәк бәрди.
Ихтиярий мухбиримиз қутлан
2012.10.24
milliy-armiyechekinish-305.jpg Мунтизим миллий армийә.
RFA

Шу йили 12-айниң 17-күни хитай компартийиси рәһбәрликидики шинҗаң өлкилик һөкүмәт қурулуп, гоминдаң дәвридә рәисликкә тәйинләнгән бурһан шәһиди йәнә рәис болди. Сәйпидин әзизи муавин рәисликкә тәйинләнди.

1950-Йилиниң башлириға кәлгәндә хитай компартийиси уйғур елидә миллий территорийилик аптономийини йолға қоюш мәсилиси бойичә йәрлик хәлқләрниң пикрини билип бақмақчи болиду. Бир мәзгиллик ички тәйярлиқлардин кейин 1951-йили 3-айниң 4-күни хитай компартийисиниң ғәрбий шимал мәһкимиси алди билән ғулҗида мәхсус йиғин чақирип, уйғур елидә аптономийини қандақ йолға қоюш мәсилиси бойичә музакирә елип бариду. Йиғинда или инқилаби вә “шәрқий түркистан җумһурийити” мәзгилидә муһим ролларни ойниған бир қисим кишиләр дадиллиқ билән оттуриға чиқип, хитай хәлқ җумһурийитиниң тәркибидә “уйғуристан аптоном җумһурийити” қурушни тәшәббус қилиду һәмдә йиғиндин кейин хитай мәркизий һөкүмитигә имзалиқ хәт сунуп өз тәләплирини оттуриға қойиду. 3-Айниң 8-күни ваң җин мав зедуңға бу әһвални мәлум қилип, “шинҗаң мәсилиси” дә қаттиқ қол болушни тәшәббус қилиду. Арқидинла у йәнә хитай компартийиси ғәрбий шимал мәһкимисиниң секретари, һазирқи ши җинпиңниң дадиси ши җуңшүнгә тәклип берип, үрүмчидә җиддий һалда кеңәйтилгән йиғин чақирип, вәзийәтни контрол қилишни тәләп қилиду.

Шундақ қилип, 1951-йили 4-айниң 13-күнидин 19-күнигичә хитай компартийиси үрүмчидә 225 кишилик җиддий йиғин чақирип, ғулҗа йиғинида “уйғуристан аптоном җумһурийити” қуруш тәлипини оттуриға қойған уйғур кадирларға қаттиқ зәрбә бериду һәмдә уйғур елидә пәқәтла өлкә дәриҗилик аптоном район қурушниң бирдин-бир йол икәнликини ениқ әскәртиду. Ғулҗида дадиллиқ билән пикир бәргән миллий кадирлар “51-чиләр” дегән нам билән қарилинип, еғир сиясий бесим астида қалиду.

1952-Йили 8-айға кәлгәндә, хитай компартийиси ғәрбий шимал мәһкимиси ши җуңшүн билән ваң җениниң башчилиқида қарар мақуллап “шинҗаңда миллий территорийилик аптономийини йолға қоюш тәйярлиқ комитети” ни қуриду.

Тәйярлиқ комитетиға бурһан шәһиди рәис, сәйпидин әзизи қатарлиқлар муавин рәис болиду. 1953-Йилиниң ахиридин таки 1955-йили апрелға қәдәр уйғур елидә қурулмақчи болған аталмиш өлкә дәриҗилик аптономийиниң нами мәсилисидә ички җәһәттә көп қетим талаш-тартишлар елип берилиду. Илгирики “шәрқий түркистан җумһурийити” һөкүмити билән миллий армийидә хизмәт қилған уйғур кадирлар һеч болмиғанда “уйғуристан аптоном райони” дегән намни болсиму сақлап қелиш үчүн тиркишиду. Вәһаләнки, бу тәләпму хитай компартийиси тәрипидин рәт қилиниду. Ши җуңшүн, ваң җин қатарлиқлар “уйғуристан” дегән намниң хата икәнликини тәкитләп, уйғур кадирларға мундақ дәйду: “биринчидин, ‛уйғуристан‚ дегән нам тарихтики ‛шәрқий түркистан‚ дегән сиясий намға охшашла миллий бөлгүнчиликниң ипадисидур. Иккинчидин, ‛ситан‚ сөзи худди ‛пакистан‚ дегәндәк мустәқил дөләтлик уқумини беридиған сөздур. Үчинчидин, ‛уйғуристан‚ сөзи шинҗаңниң әмәлий әһвалиға мас кәлмәйду һәмдә милләтләр иттипақлиқиға зиянлиқ. Төтинчидин, ‛уйғуристан‚ җуңголуқларниң тил адитигә мас кәлмәйду”.

Улар йәнә хитайчә “шинҗаң” аталғусиниң мәнисини йиғин қатнашчилириға мундақ изаһлайду: “‛шинҗаң‚ намини зо зуңтаң қойған болсиму, лекин бу һәргизму ‛йеңи земин, йеңи территорийә‚ дегән уқумни бәрмәйду. Шинҗаң әзәлдин җуңгониң земини болғачқа, уни бир мәзгил йоқитип қойған болсақму, лекин зо зуңтаң йәнә қайтурувалди. Шуңа униң мәниси ‛йоқитип қойған земинни қайтурувелиш‚ дегәнлик болиду”.

Сәйпидин әзизи өзиниң “шинҗаң гезити” дә елан қилған әслимисидә “аптономийә тағ-дәряға әмәс, бәлки муәййән бир милләткә берилиду. Шуңа ‛шинҗаң уйғур аптоном райони‚ дәп атисақ мувапиқ болиду” дегән тәклипни мәркәзгә бәргәнликини тилға алиду. Һалбуки, 2009-йили бейҗиңдики милләтләр нәшрияти нәшр қилған “уйғурларниң қисқичә тарихи” намлиқ хитайчә китабта мундақ баянлар учрайду: “1955-йилини бешида шинҗаңда қурулмақчи болған өлкә дәриҗилик аптономийиниң намини ‛шинҗаң аптоном райони‚ яки ‛шинҗаң уйғур аптоном райони‚ дәп аташ мәсилисидә көп талаш-тартишлар болди. Әң ахирида уйғурларниң алий рәһбәрлиридин сәйпидин әзизи билән бурһан шәһиди ‛мәркәз қандақ бекитсә шундақ бекитсун, бизниң пикримиз йоқ‚ дәп ипадә билдүрди. Башқа көпчилик уйғурлар бирдәк ‛шинҗаң уйғур аптоном райони‚ дәп аташни тәләп қилди”.

Юқириқидәк бир қатар талаш-тартишлар нәтиҗисидә, 1955-йили 4-айниң 16-күни хитай мәркизий һөкүмити “шинҗаң уйғур аптоном райони” дегән намни рәсмий бекитиду. 1955-Йили 10-айниң 1-күни “шинҗаң уйғур аптоном райони” қурулғанлиқи җакарлиниду.

Хитай баш министири җу енләй 1957-йили чиңдавда ечилған милләтләр хизмити йиғинида немә үчүн шунчә талаш-тартишлардин кейин “шинҗаң уйғур аптоном райони” дегән намни бекиткәнлики һәққидә мундақ чүшәнчә бериду: “‛шинҗаң уйғур аптоном райони‚ қурулған чағда биз ‛уйғуристан‚ дегән намни ишлитишни қобул қилмидуқ. Чүнки шинҗаңда пәқәт уйғурларла яшимайду, ундин башқа йәнә 12 милләт бар. Шинҗаңдики 13 милләткә 13 ‛ситан‚ қуруп бәргили болмайду, әлвәттә. Партийә вә һөкүмәт көп ойлишишлар арқилиқ әң ахирида ‛шинҗаң уйғур аптоном райони‚ дегән намни бекитти. Немила болмисун, қалпақ йәнила уйғурларға кийдүрүлди. Чүнки уйғурлар шинҗаңдики асаслиқ милләт”.

Юқириқи мәлуматлардин көрүвелиш тәс әмәски, 1950-йилларниң башлирида хитай һөкүмитиниң уйғур елидә тәсис қилған аталмиш “аптономийә” сидә “уйғур” дегән қалпақниң мәвҗут болуп туруши үчүн еғир бәдәлләр төләнгән. Әгәрдә 1944-йили нилқида инқилаб партлап, шу йили 12-ноябирда “шәрқий түркистан җумһурийити” қурулмиған болса, нәччә он миң кишилик миллий армийә манас дәряси бойида тиркишип турмиған болса, хитай һөкүмити 1955-йили уйғур елигә тәсис қилған аталмиш “аптономийә” сигә “уйғур” дегән қалпақни кийдүрүшниму һәргиз ойлашмиған болатти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.