Ташқи сиясәт журнили мақалиси “чәкләнгән пуқралар”

Барак обама йү җйе вә рабийә қадир ханимға охшаш кишилик һоқуқ актиплирини ақсарайға тәклип қилип көрүшүши керәк.
Мухбиримиз ирадә
2012.02.06
sofiye-richardson-305.jpg Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң асия ишлири мәсули софийә ричардсон ханим уйғур алий кеңишиниң америка дөләт мәҗлисидики ечилиш мурасимида сөз қилди. 2011-Йили 2-май.
RFA

Хитай даирилириниң йеңи йил кирә-кирмәйла бир қанчә кишилик һоқуқ актипини узун муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилиши хитайниң 2012-йилидики кишилик һоқуқ хатирисиниң илгирики йиллардин пәрқлиқ болмайдиғанлиқиниң сигналини бәргән иди. Көзәткүчиләр, бу йил хитайда дөләт рәиси алмишидиғанлиқи мунасивити билән вәзийәтниң техиму кәскинлишидиғанлиқини, шуңа ғәрб әллириниң хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитини яхшилаш үчүн үнүмлүк хизмәтләрни қилиши керәкликини билдүрүшмәктә. Бу һәқтә кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири директори софий ричардсон ханим өзиниң көз қарашлирини “ташқи сиясәт” журнилида елан қилған.

Йеңи йилниң биринчи ейидила вухән шәһәрлик сот ли те исимлик өктичи язғучини дөләт түзүмини өзгәртишкә урунуш җинайити билән 10 йиллиқ қамақ җазасиға буйруған болса, арқидинла йәнә хаңҗу шәһәрлик сот җу йүфу исимлик шаирни охшаш җинайәт билән җазалиған иди. Бу һәқтики хәвәрләр әйни вақитта хәлқара ахбаратларда кәң елан қилинғандин кейин хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитиниң йөнилиши һәққидә ғулғула пәйда қилди.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң хитай ишлири директори софий ричардсон ханим бу һәқтики көз қарашлирини америкида нәшрдин чиқидиған ташқи сиясәт журнилида елан қилинған “чәкләнгән пуқралар” намлиқ мақалиси арқилиқ оттуриға қойған. Софий ханим йеңи йил кирә-кирмәйла хитай даирилириниң һөкүмәтниң иҗралирини йезиқчилиқ йоли арқилиқ тинч шәкилдә тәнқид қилған өктичи язғучиларни еғир қамақ җазаси арқилиқ җазалаштәк әһвални “тинчлиқпәрвәр тәнқидчилик” ниң хитайда бу йилму ишқа ашмайдиғанлиқиниң сигнали, дәп көрсәткән.

Софи ханим мақалисидә нобел мукапати саһиби лю шавбониң қамаққа елиниши, сәнәткар әй вевейниң назарәткә елиниши вә хитай даирилириниң 2009-йили тибәт вә уйғур елидә мәйданға кәлгән вәқәләрниң һәммисини қаттиқ қоллуқ билән бастурғанлиқи қатарлиқларни тилға алғандин кейин: “хитай коммунист партийиси өктичиләрни давамлиқ һалда қаттиқ қоллуқ билән бастуруп кәлгән. Әмма “әрәб баһари” дин қорқуп кәткән хитай һөкүмити тактикисини өктичиләрни қолға елиштин уларни “йоқитиветиш” кә өзгәртти, дәп баян қилиш арқилиқ, хитайдики сиясий өктичиләрниң әһвалиниң күнсайин начарлишиватқанлиқини билдүргән. Софи ханим мақалисидә мундақ давам дегән:
“2008-йили бейҗиңға олимпик мусабиқисини өткүзүш һоқуқи берилгәндә, олимпик комитетиниң башлиқи җакуас роҗи “олимпик мусабиқиси хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитини өзгәртип қелиши мумкин” дегән иди. Әмма буниң әксичә, бу дөләттә тәқиб вә чәклимиләр техиму ешип кәтти. 2012-Йили болса әһвал техиму чатақ болуши мумкин. Чүнки 2012-йили хитайда дөләт рәиси алмишидиған йил, һазир ху җинтавниң өз вәзиписини ши җинпиңға өткүзүп беридиғанлиқи тәхмин қилинмақта. Бундақ бир вақитта аталмиш “инақ җәмийәт” ни сақлап қелиш үчүн вәзийәт адәттикидинму бәк қаттиқ контрол астиға елиниду. Бу, хитайда мисли көрүлмигән иҗтимаий қалаймиқанчилиқ пәйда қилип, җәмийәтниң һәр қатлимидин вә һәммә районлардин адаләт тәләп қилидиған авазлар йүксилиши мумкин. Чүнки хитай һөкүмити сөз әркинлики билән қаттиқ дүшмәнлишип, адаләт системисиниң мустәқиллиқиниң алдини тости, җәмийәтниң бир қатлиминила рази қилиш арқилиқ, зиддийәтни өткүрләштүрүп, апәтниң чоңиға ул селип кәлди.”

Софи ричардсон ханим мақалисиниң давамида, хитай һөкүмитиниң иқтисадий күчи ешип беришиниң әксичә, тәнқидий пикирләргә болған сәвриниң азийип, бастуруштин ибарәт йолни таллап кәлгәнликини билдүргән. Америка вә явропа әллириниң хитай билән өткүзүватқан кишилик һоқуқ сөһбәтлириниң һечқандақ үнүми болмайватқанлиқини алаһидә тәкитлигән ричардсон ханимниң қаришичә, ғәрб әллириниң хитайға кишилик һоқуқ мәсилисидә йетәрлик бесим ишләтмәслики, мәсилини хәлқара сәһниләрдә очуқ-ашкара тилға алмаслиқи хитайниң өктичиләрни бастурушиға техиму кәң йол ечип бәрмәктә икән. Софи ханим америка башчилиқидики ғәрб әллириниң әмди усулини өзгәртиши керәкликини билдүрүп мундақ дегән:
“америка қошма штатлири вә башқа дөләтләр хитай һөкүмитигә өзиниң ким билән көрүшүшни арзу қилса шуниң билән көрүшидиғанлиқини, буниңға хитай һөкүмитиниң арилишалмайдиғанлиқини очуқ қилип ейтиши керәк. Америка президенти барак обама хитай муавин рәиси ши җинпиңниң зияритидин илгири йү җйе вә шундақла уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимға охшаш кишилик һоқуқ актиплирини ақсарайға тәклип қилип көрүшүши вә бу арқилиқ америкиниң пикир әркинлики вә кишилик һоқуқ актиплириға әһмийәт беридиғанлиқини намаян қилиши керәк. Мана булар америкиниң кишилик һоқуқ дөлити истилиға баб келидиған һәрикәтләрдур... Һәммисидин муһими, һәрқайси дөләтләр хитайниң кишилик һоқуқ мәсилисини һәрқандақ сорунда, очуқ яки йепиқ сөһбәтләрниң һәммисидә қечип қутулалмайдиған бир муһим темиға айландуруши керәк. Бундақ қилғанда хитай буларни көрмәскә селип өтүп кетәлмәйду.”

Софи ричардсон ханим мақалисиниң ахирида, ғәрб әллиригә чақириқ қилип, хитайда һоқуқ өткүзүш мурасими болидиған бу йилни хитайға кишилик һоқуқ мәсилисидә бесим ишлитидиған яхши пурсәткә айландуруш керәкликини тәкитләп:
“нурғунлиған дөләтләрдә һоқуқ өткүзүп бериш басқучи сиясий йеңилиқларни, һарарәтлик муназирилишишләрни вә риқабәтләрни бирликтә елип келиду. Гәрчә хитайдин буни күткили болмисиму, йәнила ғәрб дөләтлири хитайда һечнәрсини өзгәртәлмигәнликидин үмидсизләнмәслики керәк. Бу йил техи әмди башланди, шуңа хитайдики өктичиләрниң күни техиму қейинлашмай туруп, һәммимиз бирликтә һәрикәткә өтәйли” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.