Лин бавхуа: сақчиға һуҗум қилғанлиқ террорлуқ һәрикәт әмәс

Хитайниң шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийиси оттура асия институтиму мақалә елан қилип, хотән вәқәсини хәлқара террорчилиққа чатти. Бу һәқтә мустәқил тәтқиқатчи лин бавхуа обзор елан қилди.
Мухбиримиз вәли
2011.07.22
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
xoten-weqesi-koygen-mashina-305.jpg Хотән вәқәсидә көйдүрүлгән сақчи машиниси. 2011-Йили 18-июл.
tianshen tor betidin elinghan/Qiao Long

Шинхуа агентлиқиниң “йәр шари вақит гезити” бүгүн, хитайниң шинҗаң иҗтимаий пәнләр академийиси оттура асия институтиниң башлиқи пән җижпиңниң террорлуққа қарши турушта мурәссә йоқ дегән мақалисини елан қилди. Ваң лечуән дәвридики “мутәхәссис” пән җижпиң, һазир җаң чүншән “рәһимдил” сиясәт йүргүзүватқан дәврдә йәнә оттуриға чиқип, хотән вәқәсини хәлқара террорлуққа чатқан. У, хотәндә 18‏-июл күни йүз бәргән хитайниң сақчи оргиниға һуҗум қилиш вәқәсини, һиндистанниң бомбай шәһиридә йүз бәргән террорлуқ вәқәгә, москвада бултур вә бу йил йүз бәргән айродромға һуҗум қилиш , төмүр йолни партлитиш вәқәлиригә охшаш дәһшәтлик террорлуқ һәрикәт дәп көрсәткән. У йәнә, чоң дөләтләрниң һечқайси террорлуққа қарши туруш мәсилисидә мурәссә қилмай келиватиду дәп баһанә тапқан.

Хитайниң “венхуйбав” гезитиму бүгүн“йәр шари вақит гезити” дин нәқил кәлтүрүп, хәлқара учур васитилири елан қилған хотән вәқәси һәққидики хәвәр вә мутәхәсссиләр бәргән баһаларни шинҗаң әмәлдарлири рәт қилди, чәтәлләрниң дегини пүтүнләй “иғва” дәп җакарлиди дәп хәвәр елан қилди. Әмма йәнила хотән вәқәсини террорлуқ дейиштә асасланған дәлил -пакитларни көрсәтмиди.

Чәтәлләрдә тарқилидиған “хитайға нәзәр” тор гезити бүгүнки обзорида, хитайниң муавин рәиси ши җинпиң тибәтниң тинчлиқ билән азад қилинғанлиқиниң 60 йиллиқи тәбрикләш дегән нам билән ласаға барғанда, далай ламаға бөлгүнчилик қилмаслиқ керәк дәп қаттиқ агаһландуруш бәргән һаман, хитай қораллиқ қисимлири хотәндә уйғурларни етишқа башлиди дәп көрсәтти.

Тәйвәндә туруватқан мустәқил тәтқиқатчи лин бавхуа хотәндә йүз бәргән хитай сақчи оргиниға һуҗум қилиш вәқәси һәққидә бүгүн елан қилған мулаһизисидә, хитайниң сақчи оргини дәл хәлқни бастуридиған орган, уйғурларниң хитай салған зулумдин өч елиш үчүн хитай сақчи оргиниға һуҗум қилғанлиқи террорлуқ әмәс, бәлки тоғра мудапиә дәп көрсәтти.

Мустәқил тәтқиқатчи лин бавхуа мулаһизисидә мундақ дәйду: хитай һөкүмити йиллардин буян учур васитилирини контрол қиливелип, өзи өткүзүватқан җинайәтләрни дунядин йошуруп келиватиду. Бу қетим хотәндә йү з бәргән сақчиға һуҗум қилиш вәқәсидиму, хитай өзи дегән гәпләргә һечким ишәнмәйдиғанлиқини билгәнликтин, бу вәқә тоғрисида башқиларни сөзлитип, испатлиққа тартмақчи болди, мәсилән, хитай мәлум бир уйғур аял сақчиниң, мән уларниң көзлиридин террорлуқни сәздим дегән сөзи билән, бу вәқәни террорлуқ дәп испатлимақчи болди. Йәнә мәсилән, хитай елан қилған хәвәрләрдә, сақчиға һуҗум қилған уйғурларда қорал бар дейәлмәй, “етишиш йүз бәрди” дәп муғәмбәрлик қилди. Әгәр хитайниң муғәмбәр сөзлирини обдақ пәрқ әтмисә, асанла униң дамиға чүшүп қалиду.

Мустәқил тәтқиқатчи лин бавхуа мулаһизисидә йәнә мундақ дәп баян қилиду: хитай һөкүмити ши җинпиңни ласаға тибәтниң тинчлиқ билән азад қилинғанлиқиниң 60 йиллиқини тәбриклигили барди дәйду. Бу бир күлкилик гәп. Әгәр хитай “азадлиқ” дегән бундақ бир әң қейин мәсилини “тинчлиқ билән” асанла һәл қилған болса, немә үчүн 60 йилдин буян уни қорал күчигә тайинп идарә қилиду? әгәр тибәт әнәнисигә һөрмәт қилған болса, тибәтләрни йоқитип ташлимақчи болмиған болса, тибәтләр қозғилаң көтүрәмду?

Хитай зораванлиқ вә зулум сияситини уйғурларғиму охшаш йүргүзди. Хотәндә йүз бәргән сақчиға һуҗум қилиш вәқәси, хитайниң узун йиллиқ зулум сияситигә қарши партлиған һуҗум. Гәрчә хитай һөкүмити ваңниң орниға җаңни йәңгүшләп, тактикини өзгәрткән болсиму, әмма хитайниң уйғурларға қаратқан зулум сияситиниң маһийити өзгәрмиди, уйғурларға зулум салидиған атармәнлири өзгәрмиди, ваң лечуән өзиму йәнила мәзкәздә сиясий қанун комитетида туруп уйғурларни бастуруш билән шуғуллиниватиду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.