Уйғурларниң түркийә чатма филимлирини яқтуруп көрүшидики сәвәб немә?
2012.07.26
Мәсилән 1980-йилларда японийә вә һиндистанниң филим вә чатма филимлирини яқтуруп көргән болса, кейинки мәзгилләрдә корийә вә америкиниң филимлирини яқтуруп көргән. Уйғурлар бүгүнки күнләрдә түркийиниң “бөриләр вадиси” , “муһтәшәм 100 йил” дегәнгә охшаш чатма филимлирини омуми йүзлүк яхши көридикән.
Биз игилигән мәлуматларға қариғанда нурғун уйғур яш түрк филимлирини көрүш үчүн түркчә өгинишкә башлиған? бәзи уйғурлар “бөриләр вадиси” филимини 2003-йилидин бүгүнгичә бирму қисмини өткүзмәй көргән. Ундақта “қуртлар вадиси” йәни “бөриләр вадиси” қандақ бир филим? уйғурларниң яқтуруп көрүшидики сәвәб немә? бу һәқтә көз қаришини елиш үчүн әгә университети оқутқучиси проф. Др. Алимҗан инайәт әпәнди вә вәтәндин йеңи чиққан уйғур яшлири билән телефон сөһбити елип бардуқ.
Тәпсилатини юқиридики аваз улинишидин аңлиғайсиз.