Чәтәлдики уйғурлар үрүмчи йәрмәнкисиниң нәтиҗисигә қандақ баһа бериду ?
Мухбиримиз әқидә
2010.09.02
2010.09.02
Әмма үрүмчи йәрмәнкиси тоғрисида тилға елинған бу қетимқи алаһидиликләр вә еришидиған иқтисадий тәрәққиятларға чәтәлләрдики сиясий мулаһизичи вә иқтисадшунаслар қандақ баһа бериду ?
Үрүмчи шәһиридә, һәр йили бир қетим елип берилидиған "Үрүмчи йәрмәнкиси" ниң 19 - қетимлиқи Өткүзүлмәктә. Мәзкүр йәрмәнкә һәққидә хитай мәтбуатлирида 4 хил алаһидилик тәрипләнгән болуп, биринчи, йәрмәнкидә чәтәлликләр алған яйма орни тунҗи қетим 100 дин, чәтәллик меһман, содигәрләр саниниң 100 дин ашқанлиқи, һазирға қәдәр 22 дөләт һәмдә хитайниң хоңкоң вә тәйвәндики тәшкилат, карханилар алған яйма орни 117 кә йәткәнлики, вейтнам, сириланка, гретсийә карханилириниң тунҗи болуп йәрмәнкигә қатнашқанлиқи оттуриға қоюлған.
Иккинчи, йәрмәнкидә хитайниң һәрқайси өлкә, аптоном район, шәһәрлири алған яйма орни бурунқидин көп болған, шинҗаңға ярдәм беридиған өлкә дегән намда 19 өлкә, өлкә аптоном район вә карханилар алған яйма сани 712 гә, аптоном райондики 14 вилайәт, област, биңтуән, карханилар игилигән яйма орни 471 гә йәткән.
Үчинчи, йәрмәнкә мәзгилидә хитай сода министирлиқи, аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати билән бирлишип, тунҗи қетим йәрмәнкидә " шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати сода күни" паалийити елип баридикән.
Төтинчи, йәрмәнкиниң мулазимитидә өзгириш елип берилған болуп, чәтәл көргәзмә буюмлирини чегридин өткүзидиған мәхсус гуруппа тәсис қилинған. Чәтәл содигәрлирини күтивелиш орунлири көпәйтилгән. Һәтта айродромда чәтәл содигәрлирини күтивелиш нуқтиси тәсис қилинған. 15 Меһманханини чәтәл содигәрлиригә кинишка беҗириш орни қилип бекиткән.
19 Йилдин буян давамлишиватқан үрүмчи йәрмәнкисиниң йилдин - йилға тәрәққи қелип, ялғуз хитай ичидила әмәс, бәлки чәтәл билән болған сода алақисини күчәйтиштә көврүклүк рол ойнаватқанлиқи, болупму йәрмәнкидин қолға кәлтүргән иқтисади пайдиниң интайин юқири икәнлики, хитай тәшвиқат вастилири тәрипидин елан қилинип кәлмәктә. Тәшвиқат вастилири юқирида тилға елинған нуқтилар бойичә бу қетимқи йәрмәнкиниң алаһидилики бурунқи үрүмчи йәрмәнкисидин пәрқлиқ икәнликини, чәтәл меһман вә содигәрлириниң саниниң көпәйгәнликини, йәрмәнкә мәйданиниң кеңәйтилгәнликини омумән йәрмәнкә арқилиқ хитай ичи сиртидики сода һәмкарлиқиниң күчәйтилидиғанлиқини билдүргән.
Әмма, үрүмчи йәрмәнкисиниң бу хил иҗабий нәтиҗилири чәтәлләрдики уйғур сиясий паалийәтчиләр һәмдә иқтисадшунасларниң қандақ қарашлирини мәйданға кәлтүрди ?
Вашингтон университетиниң иқтисад билимлири бойичә доктор аспиранти пәрһад билгин әпәнди, хитай һөкүмитиниң еғир сиясий вә иқтисадий кәмситиши астида яшаватқан уйғурларниң вәтинидә өткүзүлүватқан сода йәрмәнкилириниң йәрлик уйғур хәлқигә һечқандақ мәнпәәт елип кәлмәйдиғанлиқини билдүрди.
Дуня уйғур қурултийиниң сабиқ муавин рәиси мәмәт тохти әпәнди, 19 - нөвәтлик "үрүмчи йәрмәнкиси"дә, тунҗи қетим шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң паалийитини орунлаштурушниң сәвәблири шуниңдәк чәтәллик меһман вә содигәрләрни күтүвелишқа мәхсус мулазимәт нуқтиси тәсис қилиштики мәқсәтләр һәққидә тохталди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.