Никсонниң хитай зияритидики мәхпий сөһбәтләрдә шәрқий түркистан мәсилиси

Японийә васида университетиниң сиясий иқтисад факултетиниң профессори моли казуко қатарлиқлар бирликтә тәрҗимә қилған “никсонниң хитай зияритидики мәхпий сөһбәтләр” намлиқ китаб, нагоя университети тәрипидин нәшр қилинған.
Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2013.01.01
nikson-ju-enley-305.jpg Америка сабиқ президенти никсон(солдин үчинчи) хитай сабиқ баш министири җу енләй(оңдин иккинчи) билән сөһбәттә. 1972-Йили 22-феврал, бейҗиң.
RFA/Qutluq Haji

Мәзкур китабқа, 1972-йили2-айниң 21-күнидин 28-күнигичә америка президенти никсон, униң һәмраһи киссингер қатарлиқларниң хитайдики зиярити җәрянида хитай дөләт рәиси мав зедуң, хитай баш министири җу енләй билән елип барған сөһбәтлири киргүзүлгән. Китаб үч йүз бәттин тәркиб тапқан. Никсонниң мав зедуң, җу енләй билән биваситә елип барған бәш қетимлиқ сөһбәт хатирисидики хитай рәһбәрлириниң сөзила тәпсилий берилгән. Ундин башқа, изаһат вә қошумчә материяллар көрситилгән. Китабта ялта сөһбити вә уйғурларға аит бир қисим сөһбәтләр берилгән. Илгири америка вә башқа қисмән дөләтләрдики дипломатийә мунасивәтлиридә уйғурларға аит мәсилиләр “шинҗаң” аталғуси билән дейилгән болсиму,әмма никсон билән җу енләйниң сөһбитидә,хитай баш министири җу енләй өз еғзи билән “түркистан” дәп атиған. Ундин башқа пәқәтла моңғулийиниң мустәқиллиқ мәсилисигила җяң җешиниң қол қойғанлиқиға аит учурлар берилгән.

Японийилик профессор, доктор нишихара, никсонниң хитайдики сәпири тоғрисида қисқичә өзиниң қарашлирини баян қилип, никсонниң хитайдики зиярити көп тәрәплимилик зиярәт болуп,никсон, мав зедуң биләнму японийә тоғрисида мәхпий келишимләр түзгәнликини билдүрди.

Китабниң 180-бетидин 194-бетигичә, никсон билән җу енләй арисидики сөһбәттә шәрқий түркистан мәсилиси мундақ баян қилинған.

Сөһбәт 1972-йили 2-айниң 25-күни җүмә кәч саәт 5:45 тин 6:45 гичә болған арилиқта бейҗиңдики никсонниң қоналғусида елип берилди.

Сөһбәткә хитай тәрәптин хитай баш министири җу енләй,хитай ташқи ишлар министирлиқиниң муавин министири чяв гуәнхуа, ташқи ишлар министирлиқи шәрқий явропа, америка ишлири идарисиниң мәсули җаң венҗин, ташқи ишлар министирлиқидин җав вийхуа қатарлиқлар қатнашқан. Җи чавчу, таң веншең иккиси тәрҗиманлиқ қилған, икки нәпәр исми намәлум киши сөһбәтни хатирилигән.

Америка тәрәптин никсон, киснгер, җоһн һолдович, дөләт бихәтәрлик идарисидин вестен роад қатарлиқлар қатнашқан. Сөһбәт никсон билән җу енләй арисида елип берилди.

Никсон: совет билән һиндистан чегра мәсилисини баһанә қилип,хитайда бир иш чиқармақчи.

Җу енләй: бизниң игилигән ахбаратимизға қариғанда, совет иттипақи ташқи ишлар министирлиқиниң министири громийко андреевичниң японийә ташқи ишлар министири фукуода такео ға дегән сөзигә қариғанда, совет иттипақи бәш йил ичидә хитайда “җинбавдав арили” вәқәсигә охшаш вәқәдин бирни терип, худди бенгал дөлити мәсилисидәк иштин бирни теримақчи. Бәлким совет иттипақи түркистан дөлитини қурмай қалмайду.

Никсон: биз бу мәсилини қоллимаймиз.

Китабта икки рәһбәрниң сөзидики җинбавдав арал мәсилиси, бенгал мәсилиси вә түркистан мәсилилири тоғрисида мәхсус төвәндикидәк чүшәндүрүшләр берилгән.

Хитай тарихидики җинбавдав арал мәсилиси 1969-йили 3-айда совет билән хитай чеграсидики усури дәрясиниң үстидики даманский арилида йүз бәргән тоқунуш болуп,мәзкур тоқунушта совет тәрәптин 42 нәпәр әскәр өлгән болсиму, совет ақивәттә бу йәрни бесиливалған.

Бенгал мәсилиси, йәни бенгал әслидә пакистанниң шәрқий тәрипидики бир өлкиси болуп, пакистандики бенгалиқлар милләтчилик идийиси сәвәбидин партлиған инқилабта ғәлибә қазинип,пакистандин айрилип чиқип,1971-йили 3-айниң 26-күни өз мустәқиллиқини җакарлиған.

Бу йәрдә хитай баш министири җу енләйниң ағзида дейиливатқан түркистан 1944-йили һазирқи шинҗаң уйғур аптоном райониниң или вилайитидә қурулуп, 1946-йили бит-җит қилинған шәрқий түркистан җумһурийитини көрситиду. Шәрқий түркистанниң йәр асти байлиқи һәққидә 1930-йиллардин башлап совет иттипақи нурғун тәкшүрүш елип барған. Бу районға толиму бәк қизиққан. Әйни чағдики шинҗаңниң һөкүмрани шиң шисәй билән келишим түзүм, японға қарши әскәр турғузуш қатарлиқ бир қатар тохтамларни түзгән. 1942-Йилидин кейин совет билән шиң шисәйниң мунасивити бузулған, гоминдаң армийиси шинҗаңға киргән, буниң билән бу йәрдики совет иттипақиниң тәсир күчи тарайған. 1944-Йили күздә бир қисим ислам динидики уйғурлар, қазақлар хитайларға бирликтә қарши туруп қозғилаң йәни қаршилиқ һәрикити елип барған. Совет иттипақи бу қозғилаңни қоллап өзлириниң һәрбий күчи билән шәрқий түркистан җумһурийитини қурған. Совет иттипақида ишләнгән қораллар, армийигә керәклик буюмлар, бу йәргә кириш билән биргә, совет иттипақи иқтисади җәһәттә зор ярдәмдә болған. Совет иттипақи шәрқий түркистан җумһурийитини хитайдин айривәтмәкчи болған. Лекин ялта сөһбити вә 2-дуня уруши ахирлашқандин кейин, совет иттипақи шинҗаңға болған сияситини өзгәртип, гоминдаңдин айрилип мустәқил болмақчи болған бу районни тинчлиқ сөһбити арқилиқ тинчландурди. 1946-Йили 7-айда шәрқий түркистан байриқини бу йәрдин йоқ қилди. Буниңға мунасивәтлик ишлар бәк көп. Бәк сирлиқ.

Америка сабиқ президенти никсон билән хитай сабиқ баш министири җу енләй сөһбитидики шәрқий түркистанға аит япончә текисти. 1972-Йили 22-феврал, бейҗиң.
Америка сабиқ президенти никсон билән хитай сабиқ баш министири җу енләй сөһбитидики шәрқий түркистанға аит япончә текисти. 1972-Йили 22-феврал, бейҗиң.
RFA/Qutluq Haji

Китабта ундин башқа “ялта сөһбити”гә аит қисқичә мәлумат берилгән.

Аптор китабта ялта келишимигә аит сөһбәтни мундақ баян қилған:
1972-Йили 2-айниң 23-күни, чаршәнбә, чүштин кейин саәт иккидин алтигә қәдәр никсонниң бейҗиңдики қоналғусида җу енләй билән никсон елип барған сөһбәт:

Җу енләй: моңғулийини мустәқил қилишқа җяң кәйши өзи қол қойған. Моңғулийиниң бир қисми хитай дөлитигә тәвә дегән гәп бар. Әмма җяң кәйши буниңға имза қойғанлиқи үчүн биз бир нәрсә дейәлмәймиз. Лекин җяң кәйши бу мәсилини өз үстигә алмайду. Мән җяң кәйши билән көрүшәлигән болсам, бу мәсилини сорайттим. Моңғулийә билән чегра мәсилисидә келиштуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.