Анализчилар: уйғур мәсилисиниң келәчики тибәт мәсилисигә қариғанда кәскин болиду

Уйғур мәсилиси билән тибәт мәсилиси нөвәттики хәлқара тонулған вә хитайни оңайсиз әһвалға чүшүрүп қоюватқан икки чоң мәсилә.
Мухбиримиз әркин
2012.10.01
Xitay-demokiratchi-xu-ping-305 Сүрәттә, бейҗиң баһари жорнилиниң баш муһәррири сийасий анализчи ху пиң әпәнди.
Сүрәтни ху пиң әпәнди тәминлигән.

Бәзи хитай өктичи зиялийлар, бу икки мәсилиниң характери охшашлиқларға игә болсиму, бирақ униң арқа көрүнүши, сәвәби, конкрет һәл қилиш усули вә келәчики қатарлиқ мәсилиләрдә ачқучлуқ пәрқ барлиқини илгири сүрмәктә. Уларниң қаришичә, уйғур мәсилисиниң келәчики тибәт мәсилисигә қариғанда кәскин болуши мумкин. Бу қараштики өктичиләр, бу хил кәскинлик уйғур елидики хитай көчмәнләр нопуси билән мунасивәтлик, дәп көрсәтмәктә.

Уйғур мәсилиси билән тибәт мәсилисиниң бир-биридин пәрқлинидиған вә уларниң келәчәктики тәқдиригә тәсир қилидиған негизлик амиллар қайсилар? хитай өктичи язғучи йү җйениң илгири сүрүшичә, уйғур илидики хитай көчмәнләр мәсилиси уйғурларниң өз тәқдирини өзи бәлгилишигә тәсир қилидиған муһим амилларниң биригә айланған.

У, 28‏- авғуст, баш штаби вашингтондики “хәлқара тибәт һәрикити тәшкилати” ниң йиғин залида “хитайдики аз санлиқ милләтләр вә тибәт” дегән темида доклат берип, тибәткә қариғанда “шинҗаң мәсилиси” ниң келәчәктики әһвали интайин мүшкүл болидиғанлиқи, чүнки хәнзуларниң уйғур елинған көпләп көчүп келип олтурақлашқанлиқини билдүргән. Униң илгири сүрүшичә, кәлгүсидә йәрлик уйғурлар билән бу йәргә йилтиз тартивалған көчмән хәнзулар арисидики күрәш интайин кәскин болуши мумкин.

Америкидики мәзкур темиға йеқиндин қизиқидиған бәзи хитай өктичи затларниң қаришичә, бейҗиң һөкүмитиниң һазирқи көчмәнләрни көпләп йөткәп келип, аз санлиқ милләт районлирини “хәнзулаштуруш” сиясити кәлгүсидә җуңго демократийиләшкәндә еғир мәсилиләрни кәлтүрүп чиқириду. Хитай демократлириниң чәтәлдики әң чоң нәшрият әпкари‏- “бейҗиң баһари” журнилиниң баш муһәррири ху пиң әпәнди бу қараштики хитай өктичи зиялийлириниң бири.

Ху пиң: хәнзуларниң көпләп шинҗаңға келип олтурақлишиши, йәрлик хәлқниң һәқиқий миллий аптономийә һоқуқини йүргүзүшигә наһайити зор тосқунлуқ қилди. Шундақла йәнә җуңго компартийисиниң аз санлиқ милләтләр районини хәнзулаштуруш сиясити йүргүзүп, хәнзуларни көпләп йөткәп келиши, уйғур вә башқа йәрлик аз санлиқ милләтләр билән биваситә тоқунуш пәйда қилиду. Бу әһвал һазирниң өзидә интайин еғир мәсилә. Җуңго кәлгүсидә демократийигә көчкәндә бу интайин өткүр мәсилигә айлинип қалиду, дәп көрсәтти.

Ху пиң әпәндиниң илгири сүрүшичә, җуңго даирилириниң сиясити бу мәсилиниң һәл қилинишини илгириләп қийинлаштурувәткән.

Ху пиң йәнә әскәртип: шинҗаң районида бир тәрәптин, хәлқ билән һөкүмәт оттурисида тоқунуш мәвҗут. Йәнә бир тәрәптин, хәнзулар билән уйғур қатарлиқ йәрлик хәлқ арисида тоқунуш бар. Бу тоқунуш җуңго даирилириниң әмәлийәттики хәнзулаштуруш, ассимилятсийә қилиш сиясити билән мунасивәтлик. У өзиниң ассимилятсийә сияситини йолға қоюш үчүн бу районға көчмәнләрни көпләп йөткигән, дәйду.

Язғучи йү җйе хәлқара тибәт һәрикити тәшкилатида доклат бәргәндә уйғурлар һәққидики бир соалға җаваб берип: компартийиниң тибәтни игиливалғанлиқиға йерим әсирдин ашқан болсиму, бирақ хәнзулар тибәткә кеңийип йилтиз тарталмиди. Тибәттики хәнзулар пәқәт һөкүмәт хадимлирини вә тиҗарәтчиләрни асас қилиду. Күнләрниң бири вәзийәт өзгирип тибәт мустәқиллиққа еришсә, хәнзуларниң тибәттин чиқип кетиши асанға чүшиду. Бирақ уйғур елиниң әһвали буниңға охшимайду, дегән.

У әскәртип мундақ дегән: шинҗаңда бир қанчә әвлад бу йәрдә яшиған хәнзулар бар. Кәлгүсидә бу йәрдә туғулған хәнзулар билән йәрлик уйғур вә башқа йәрлик милләтләр арисидики тоқунуш наһайити кәскин болуши мумкин.

Уйғурларниң һаман бир күни, шәрқий түркистандики хитай көчмәнләр мәсилиси билән йүзлишишкә мәҗбур болидиғанлиқи, тунҗи қетим буниңдин 10 аввал ню-йоркниң флашиң районидики бир меһманханида өткүзүлгән “уйғур-хитай диалоги” намлиқ бир қетимлиқ муһакимә йиғинида оттуриға қоюлған. Бу мәсилини хитай өктичи зиялийси шяң шавҗйе оттуриға қоюп, уйғурларниң буниңға қандақ сиясәт тутидиғанлиқини сориған иди.

Ху пиң әпәнди дүшәнбә күни зияритимизни қобул қилип, язғучи йү җйе оттуриға қойған мәсилиләр һәққидики соалимизға җаваб бәргәндә йәнә, бу хил тоқунушниң қандақ қилип алдини елиш мәсилиси һәққидә тохталди.

Униң илгири сүрүшичә, мәсилиниң ачқучи һәқиқий аптономийини йолға қоюп, аз санлиқ милләтләрниң өз районидики асаси милләтлик орниға капаләтлик қилиштур.

У мундақ дәйду: әгәр сиз һәқиқий аптономийини йолға қоймақчи болсиңиз, қаидә бойичә уларниң тосуқ қуруп, хоңкоңға охшаш сирттин кәлгән нопусни контрол қилиш һоқуқи бөлиши лазим. Җуңго хоңкоңни қайтурувалған болсиму, лекин чоң қуруқлуқтики амма хоңкоңға бармақчи болса яки хоңкоңда олтурақлашмақчи болса, бәзи рәсмийәтләрни беҗириши керәк. Аз санлиқ милләтләр бу һоқуқни тәләп қилиду. Сиз демократийиләшкәндә бәзи қаидә түзүмләрни турғузуп, шу җайдики қайси кишиләрниң, қандақ кишиләрниң сиясий һоқуқи, биләт ташлаш, сайлиниш һоқуқи болидиғанлиқини бәлгилишиңиз, бу арқилиқ йәрлик аз санлиқ милләтләрниң өз районидики асасий милләтлик орниға капаләтлик қилишиңиз зөрүр. Башқа дөләтләр буниңға охшаш мәсилигә йолуқса, бу хил усуллар билән һәл қилиду.

Лекин язғучи йү җйе “хәлқара тибәт һәрикити тәшкилати” да сөзлигән доклатида, тибәт вә башқа аз санлиқ милләтләр мәсилиси дуч келидиған тосалғулар һәққидә тохтилип, җуңго демократийиләшкән тәқдирдиму, бирақ аз санлиқ милләтләрниң өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи “хитай җәмийитиниң бирликни муқәддәс вә дәхли-тәрузсиз” дәп қарайдиған әнәниви идийисиниң тосқунлуқиға учрайдиғанлиқини билдүрди.

Йү җйе : мениң қаришимчә, тибәт мәсилисиниң һәл қилинишида икки хил амил мәвҗут. Биринчи хил амил бир қәдәр асан, йәни компартийиниң истибдат һөкүмранлиқи йимирилип, 10-20 йил ичидә җуңгониң демократийилишиш еһтимали бар. Җуңго демократийиләшкәндин кейин, тибәт мәсилисиниң һәл қилинишиға кәң бошлуқ туғулиду. Бирақ бу җуңгониң демократийилишиши билән тибәт мәсилиси дәрһал һәл болиду, дегәнлик әмәс. Чүнки бу чағда тибәт мәсилиси 2‏- бир хил амилға, йәни җуңгониң мәдәнийәт әнәниси амилиға дуч келиду. Җуңгодики 2 миң йиллиқ“чоң бирлик” идийиси “бирлик” дегән бу уқумни әң алий қиммәткә айландурувалған. Компартийә һаман бир күни ағдурулиду. Бирақ “чоң бирлик” идийисиниң өзгириши яки йимирилишигә узун вақит кетиши мумкин. Әгәр бу хил қараш өзгәрмисә, җуңго демократийиләшкән тәқдирдә хәлқ аммисиниң биләт ташлаш арқилиқ, тибәткә қаттиқ қол сиясәт йүргүзүшни тәләп қилиш еһтималлиқи мәвҗут, дәп көрсәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.