Хәлқара мунасивәттә хитай вә уйғурлар һәққидә мулаһизә
2012.08.08
Көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, дуня вәзийитидики өзгиришләр, хәлқаралиқ террорлуққа қарши уруш вә ғәрб әллириниң иқтисадий кризис вәзийәтлиридин, хитайниң техиму күчлинишигә пурсәт яритип бериш еһтималлиқи көрүнүватқан болсиму, дәл әксичә, күчи ешиватқан хитай үчүн хәлқара вәзийәтниң барғансери начарлишиватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.
Дуня вәзийитидики өзгиришләр хитай үчүн қандақ пурсәт яритип бериватиду? хитайниң хәлқара дөләтләр билән болған мунасивәтлири қандақ кетиватиду? хәлқара сәһнидә хитайниң орни қанчилик? уйғур мәсилиси хәлқара сәһнидә қайси басқучта кетиватиду? бу соалларниң җавабиға еришиш үчүн, биз түркийә истратегийә чүшәнчиләр институтиниң мутәхәссиси доктор әркин әкрәм әпәндиниң бу һәқтики пикир-қарашлириға диққәт қилайли.
Доктор әркин әкрәм алди билән, хитайниң иқтисади җәһәттә күчлиниватқан болсиму, ғәрбтики иқтисади кризисниң тәсири астида сиртқа мал експорт қилиш вә ташқи дөләтләргә мәбләғ селиш пиланиниң қийинлишиватқанлиқини билдүрди.
Доктор әркин әкрәм сөзидә, хитай нопусида яшанғанларниң саниниң ешиши билән бирликтә, дөләткә еғир йүк вә бу мәсилигә қарита тәдбир елишта чарисиз қалғанлиқи, сиясий вә иҗтимаий мәсилиләрниң оттуриға чиқишиға сәвәб болидиғанлиқини билдүрди.
Доктор әркин әкрәм сөзидә, хитай җәмийитидә һазир байлар билән кәмбәғәлләр оттурисидики пәрқниң бәк чоң икәнликини, буниңға тәдбир алалмиған тәқдирдә хитайда сиясий вә иҗтимаий мәсилә пәйда болидиғанлиқини, пән - техникилиқ аммиви тәшвиқат васитилириниң хитайға чоң тәһдит болидиғанлиқини, хәлқаралиқ учур алақиниң тәсиридә вә ғәрб әллириниң бесими билән әркинлик, баравәрлик, инсан һәқлири вә демократийә уқумлириниң хитайниң җәмийитигә омумлишиши, хитайниң хәлқаралиқ истратегийисини тәсиргә учритидиғанлиқини, хитайниң хәлқара дөләтләр вә қошна дөләтләргә нисбәтән тәһдит пәйда қиливатқанлиқини, хитайниң һәрбий вә мудапиә күчи ашқансери америка вә хитайниң қошна дөләтлириниң хитайға болған ишәнчиниң охшаш шәкилдә йоққа чиқиватқанлиқини, америка хитайниң қошнилири билән бирликтә хитайға қарши қолланған истратегийилик бесим хитайниң бихәтәрликини тәсиргә учратқанлиқини билдүрди.
Доктор әркин әкрәм сөзидә йәнә, хитай ирқчилиқниң барғансери улғийиватқанлиқи, хитайлар чәтәлликләргә, уйғурларға вә тибәтләргә дүшмән көзи билән қарайдиғанлиқи, хитайниң хәлқарадики образини тикләш үчүн көпләп пул хәҗләватқан болсиму, хәлқарадики сәлбий образиниң йоқалмиғанлиқи вә хәлқара вәзийәттә уйғурларға нисбәтән йүз бериватқан өзгиришләр тоғрисида тохталди вә уйғурларға хитай бесиминиң нәччә һәссиләп ешиватқанлиқини, уйғур мәдәнийитиниң бузғунчилиққа учратқанлиқини билдүрди.
Доктор әркин әкрәм сөзидә йәнә, уйғур мәсилисиниң һечқачан хәлқара сәһнидә һазирқидәк диққәт тартмиғанлиқини, уйғур мәсилисиниң хәлқарадики көплигән чоң дөләтләрниң хитай билән болған мунасивәтлиридә орун елишқа башлиғанлиқини, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниң һечқачан һазирқидәк күчлүк болмиғанлиқини, уларниң хәлқаралиқ сиясий сәһниләрдин орун еливатқанлиқини, хәлқаралиқ йиғин вә паалийәтләр уюштуруватқанлиқини, чәтәлләрдики тәшкилатларниң хәлқаралиқ пурсәттин йетәрлик дәриҗидә пайдилиналмай келиватқанлиқини, хәлқара вәзийәтни йүзләндүрәләйдиған сәвийидә әмәсликини, уйғур мәсилисиниң хәлқаралашқанлиқини, әмма тәшкилатниң системилашмаслиқ ини вә сиясәтчиләрниң мутәхәссислишишиниң төвән икәнликини оттуриға қойди.
Доктор әркин әкрәм сөзидә йәнә, уйғурларниң дуч келиватқан қийинчилиқлирини тилға елип, ярамлиқ кишиләрниң йетәрлик болмаслиқи, иқтисадий қийинчилиқлар, истратегийилик пиланниң йоқлуқи, вәтән ичи вә чәтәлләрдики тәшкилатларниң ортақ һәрикәт қилалмаслиқиниң кәмчиллик икәнликини тәкитлиди.
Доктор әркин әкрәм сөзиниң ахирида, уйғурларниң қилишқа тегишлик муһим хизмәтлирини оттуриға қоюп мундақ деди: хәлқара сәвийидә лидәр яритиш. Хәлқара сәвийидә идеологийә пәйда қилиш. Идеал истратегийилик пиланлар түзүш. Иҗра қилишқа тегишлик һәрикәт пилани, тәшкилатлар ара һәр тәрәплимә һәмкарлиқ орнитиш керәк.