Ичкири хитайға баридиған уйғур яшлириға қандақ тарихий вәзипиләр артилмақчи?

Ичкири өлкиләрдә чениқишқа әвәтилидиған 22 миң алий мәктәп пүттүрүп ишсиз қалған оқуғучиларниң 2654 нәпири откән пәйшәнбә күни пойиз билән хитай өлкилиригә узитилди.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2011.03.30
ichkiride-chiniqish-uyghur-oqughuchi-305.jpg Ичкири өлкиләрдә чениқишқа әвәтилидиған 2654 нәпәр оқуғучини узитиш мурасимида җаң чүншән соз қилди. 2011-Йили 24-март.
Photo: RFA

Хитай даирилири чениқишқа әвәтишни, 2002-йилидин башлап алий мәктәп пүттүрүп ишсиз қалған яшларниң ишқа орунлишалмаслиқ мәсилини һәл қилишниң тәдбири сүпитидә тәшвиқ қиливатқан болсиму, хитай һөкүмитиниң мәзкур тәдбири чәтәлләрдики уйғур паалийәтчилиридә түрлүк гуман вә әндишиләрни мәйданға чиқармақта.

Хитай даирилириниң уйғур елидики адәттики алий мәктәпләрни пүттүрүп иш күтүп турған яшларни, уйғур аптоном райониға нишанлиқ ярдәм беридиған хитай өлкә вә шәһәрлиригә апирип икки йил тәрбийиләш пилани бойичә, дәсләпки түркүмдики 2654 нәпәр яш 24-март күни тәрбийилинидиған җайларға қарап йолға чиқти. Уйғур ели даирилири тарқатқан хәвәрләрдин мәлум болушичә, бу икки йил ичидә хитай өлкиләргә әвәтилидиған 22 миң яш асасән 2002-йилидин 2009-йилиғичә болған арилиқта йиғилған ишсиз яшлар болуп, бу йил 12 миң, келәр йили йәнә 10 миңи әвәтилидикән. Биринчи түркүм йолға селинған икки миң 600дин артуқ яшниң ичидә хитайдин башқа милләт яшлири 83.7% Ни, қизлар болса 61.2% Ни игиләйдикән.

Уйғур аптоном районлуқ адәм күчи байлиқи вә иҗтимаий капаләт назаритиниң тор бетидин ашкарилинишичә, нишанлиқ ярдәм беридиған хитай өлкә шәһәрлиригә баридиған оқуш пүттүргән яшлар барған җайлирида икки йил әтрапида туридикән, бир йерим йил тәрбийилинишкә, йерим йил практикиға орунлаштурулидикән. Улар кәсипләр бойичә тәрбийә вә практикиға орунлаштурулғандин башқа асасән сиясий қанун, хитай тили, асасий қанун, пәлсәпә қатарлиқ сиясий нәзәрийиви дәрсләрни өгинидикән, чениқиштин кейин улар уйғур елигә қайтип кәлсә һөкүмәт бир туташ ишқа орунлаштуридикән вә яки барған җайлирида қилишни халиғанларға җайлар маслишип орунлаштуруш елип баридикән.

Хитайниң тәшвиқат хәвәрлиригә қариғанда,хитай өлкилиригә тәрбийилиниш вә чениқишқа барған бу яшлар һәқсиз тәлим, һәқсиз ятақ вә тамаққа орунлаштурулғандин башқа, һөкүмәт һәр бир оқуғучиға, һәр айда 500йүән турмуш ярдәм пули аҗритидикән.

Хитайниң уйғур аптоном райониға тәйинлигән партком секретари җаң чүншән бу оқуғучилар сәпәргә чиқиш алдида “силәр шәрәплик сәпәргә чиқиш алдида туруватисиләр, шинҗаңға нишанлиқ ярдәм беридиған өлкә шәһәрләргә тәрбийилиниш вә чениқишқа барисиләр, бу шинҗаңниң алий мәктәпләрни пүттүргән яшларни ишқа орунлаштуруш хизмитидики бир чоң иш болупла қалмай, силәрниң һаятиңлардики интайин муһим бир башлиниш нуқтиси” дегән.

У йәнә, оқуғучиларни хитай өлкиләргә барғандин кейин мәдәнийәт вә өрп-адәттики охшимаслиқлар кәлтүрүп чиқиридиған пайдисиз амилларниң тәсирини тиришип түгитип, шу җайниң хизмәт ритими вә турмуш усулиға тездин маслишишни тәләп қилған.

Аптоном район рәиси нур бәкриму оқуғучиларға қилған сөзидә “бу бир тарихий вәзипә” дәп тәкитлигән шундақла уларни “пурсәтни қәдирләп тиришип өгинип, ирадилик һәм иқтидарлиқлардин болуп келиңлар” дәп узатқан.

Куча наһийилик һөкүмәт ишханисиға телефон қилғинимизда кечилик нөвәтчиликтә туруватқан бир яш кадир куча наһийисидин 51 нәпәр ишсиз яшниң, хитай өлкилиригә чениқишқа әвәтилгәнликини, буниң алдида имтиһан арқилиқ таллаш елип барғанлиқини билдүрди.

Хотән вилайәтлик кадирлар идариси партийә гурупписиниң секретари, һөкүмәтниң мәзкур сияситиниң мәқсити һәққидә тохтилип мундақ дәйду: хотәндин бу қетим үч йүз яш маңди, уларни нишанлиқ ярдәм беридиған шәһәрләргә әвәтиштики мәқситимиз, уларниң җайларда идийисини ечип, һәр хил билим-техника җәһәттики сәвийисини өстүрүп, риқабәтлишиш қабилийитигә игә, асасий қатламға һеқиқи чөкүп, хизмәт қилалайдиған керәклик авангартлардин қилип тәрбийиләш.

Биз уйғур елидики ата -аниларниң, хитай һөкүмитиниң ишсиз яшларни хитай шәһәрлиригә апирип чениқтуруш пиланиға қарита қандақ инкаста болуватқанлиқини билиш үчүн уйғур елигә қаратқан телефон зиярәтлиримиздә, қәшқәрниң мәлум наһийисидики бир уйғур деһқан ата, гәрчә бу чениқиш алий мәктәп пүттүрүп ишсиз йүрүватқан қизиға нисбәтән бир үмидтәк көрүнсиму, өзиниң һөкүмәтниң мәзкур сияситиниң тәшвиқ қиливатқандәк яхши болушиға йәнила анчә ишинәлмәйватқанлиқини билдүрди:

Хитай һөкүмитиниң тарқатқан хәвәрлиридә, хитай даирилири мәзкур пиланни бултур 7-айда оттуриға қойған болуп, “алий мәктәп пүттүргәнләрни шинҗаңға нишанлиқ ярдәм бериватқан 19 өлкә шәһәргә әвәтип икки йил чениқтурушқа орунлаштуруш, уларниң идийисини азад қилип, кәсип иқтидар җәһәтләрдин тәрбийилинип ишқа орунлишишта, риқабәтлишиш иқтидарини өстүрүшкә пайдилиқ, пәқәт җуңгодәк һәр милләт аммиси инақ яшайдиған чоң аилидила мушундақ пурсәт бар” дәп тәшвиқ қилмақта.

Уйғур аптоном районлуқ адәм күчи байлиқи вә иҗтимаий капаләт назаритиниң тор бетидә елан қилинған мунасивәтлик һөҗҗәтләрдә,хитай һөкүмитиниң ишсиз яшларни хитай өлкә шәһәрләргә апирип чениқтуруш пиланида йәтмәкчи болған нишаниму ашкариланған болуп униңда, “шинҗаңға нишанлиқ ярдәм беридиған өлкә вә шәһәрләргә һәр милләт яшлирини тәрбийиләш вә чениқишқа әвәтиш, икки хил тарихий вәзипини ада қилалайдиған керәклик ихтисас игилирини тәрбийиләшкә пайдилиқ дейилгән. Бири шинҗаңниң узақ муддәтлик аманлиқи вә аптоном район ичи сиртидики милләтләрниң өз ара мәдәнийәт идийә өгиниш, хизмәт алақисини күчәйтиштә рол ойниялайдиған йәнә бири җуңгониң бирликини қоғдап, милләтләр иттипақлиқида чиң туруп, тарихий сиясий вәзипиләрни өз үстигә алалайдиған, ишәнчлик аз санлиқ милләтләр қошунини тәрбийиләштә истратегийилик әһмийәткә игә” дәп көрситилгән.

Чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур паалийәтчилириму, хитай һөкүмитиниң алий мәлуматлиқ уйғур яшлирини хитайға апирип тәрбийиләш, чениқтуруш пиланиға гуман билән қаримақта. Улар хитай һөкүмитиниң мәзкур пиланини һәргизму тәшвиқаттикидәк ишсизлиқ мәсилини һәл қилиш вә яки иқтисадни илгири сүрүп хәлқ турмушини яхшилаш истратегийисиниң бир қисми болмастин у йәнила “вәтәнни қизғин сөйүп, гүзәл параван макан қуруш” дегән шоари астидики уйғур елини уйғурларни йәниму контрол қилиш ассимилятсийә қилишни тезлитиш сиясий истратегийисиниң бир қисми дәп оттуриға қоймақта.

Бу һәқтә уйғур паалийәтчилириниң, уйғур яшлири пәқәт хитай өлкиләргә берип чениққандила ихтисаслиқ ишәнчлик яшларға айлинамду? ундақта хитайниң бу чениқтуруштики мәқсити немә? дегән нуқтидин мулаһизилирини кейинки аңлитишимиздин аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.