Уйғурлар тарихиға “җаһангирлик нәзиридә қараш” қазақистанда тәнқидкә учриди

Өтмүштин мәлумки, уйғур хәлқи узун йиллар мабәйнидә өзиниң һазирқи тарихий макани, йәни хитайниң қол астидики уйғур елидә бир қанчә мустәқил дөләтлирини қуруп, мәркизий асия тарихида муһим рол ойнап кәлгән.
Ихтиярий мухбиримиз ойған
2011.08.01
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Пәқәт өткәнки әсирниң өзидила уйғурлар  чәтәл басқунчилириға қарши бир қанчилиған қозғилаңларни көтүрүп, мустәқиллиққә, әркинликкә болған интилишини, үмидини намайиш қилған һәмдә оттузинчи йилларда шәрқий түркистан ислам җумһурийити, қириқинчи йилларда болса шәрқий түркистан җумһурийити вуҗудқа кәлгән, әмма бу мустәқил дөләтләр хитай вә русийә қатарлиқ җаһангир мәмликәтләрниң сиясити, тил бириктүрүши түпәйли гумран болған иди. Бу һәқтә дәлилләрни көплигән тарихий мәнбәләрдә, дуня тәтқиқатчилириниң әмгәклиридә учритишқа болиду. Лекин шуниңға қаримай, тарихни бурмилаш, һәқиқәтни йошуруш, бир хәлқниң ғуруриға тегиш, уни кәмситиш әһваллири йүз бәрмәктә. Бу, әлвәттә, шу хәлқниң ғәзәб-нәпритини қозғимай мумкин әмәс.

Йеқинда қазақистандики “аргументи и факти” һәптиликиниң мушу йилқи 27-санида елан қилинған сиясәтшунас константин сиройежкинниң “шинҗаң паҗиәси икки йилдин кейин. Ш у ар дики тоқунушниң әпсанилири вә савақлири тоғрилиқ” мавзусидики сөһбити әйнә шундақ мәзмундики тарихий бурмилашларниң, асассиз әйибләшләрниң бири болуп, у қазақистандики пүткүл уйғур җамаәтчиликиниң қаттиқ наразилиқини пәйда қилған. Мақалидә орун алған бәзи пикирләрниң һәқиқәткә уйғун кәлмәйдиғанлиқини оттура асия һәмдә дуня миқиясида тонулған тарихчи абләт камалоф ярқин пакитлар билән дәлилләп чиққан. У өзиниң җумһурийәтлик “уйғур авази” гезитидә елан қилинған “уйғурлар тарихиға җаһангирлик нәзиридә қараш” дәп аталған мақалисидә хитайшунас к.Сиройежкинниң 2009-йили үрүмчидә йүз бәргән қанлиқ паҗиәниң келип-чиқиш сәвәблири һәққидә өзиниң шәхсий нуқтиинәзирини икки йил өткәндин кейин юқирида аталған гезит арқилиқ оттуриға қоюшиниң униң уйғурларға нисбәтән шәкилләнгән илгәрки мәвқәсидин һеч пәрқләнмәйдиғанлиқини ейтип келип, мундақ дәп язиду:
‏-Әмма ш у а р да 2009-йили йүз бәргән вәқәләрни, етник зиддийәтләрниң сәвәблирини йорутушта вә болупму уйғурларниң тарихиға мунасивәтлик мәнбәләргә асаслинишидики алаһидиликләрдә к. Сиройежкинниң бир тәрәплимиликкә вә хили дәриҗидә ғәрәзликкә йол қоюши қолумға қәләм елишқа мәҗбур қилди. Сөзүмни сөһбәт бәргүчиниң мени һәйран қалдурған дәвагәрликидин башлимақчимән. Униң “әпсаниләр вә хитайдики етникилиқ бөлгүнчилик һәқиқанийити һәм мәркизий асия бихәтәрлики” дәп атилидиған китабиниң мавзусиға охшаш, бу қетимқи мулаһизилириниң мәркизидиму йәнә шу “әпсанә” сөзи туриду.

Шуңлашқа к. Сиройежкин оқурмәнләр алдида қандақтур бир әпсаниләр (йәни испат-асастин җуда болған тәсәввурлар) ни паш әткүчи сүпитидә гәвдилиниду вә пәқәт өзила билидиған “һәққанийәт” кә көпчиликни ишәндүрмәкчи болиду. Әмма шу нәрсә диққәткә сазавәрки, - дәп дәвамлаштуриду. А. Камалоф,‏-  к. Сиройежкин әпсаниләрни “паш қилиш” арқилиқ өзиниңму йеңи әпсаниләрни тоқуватқанлиқини байқимайду. Униң заманиви уйғурларниң қәдимий уйғурлар билән шәрқий түркистан территорийисидики уйғур дөләтлири билән һечқандақ мунасивити йоқ, дегән пикри әйнә шундақ әпсаниләрниң бири. А. Камалоф буниң асасида совет хитайшунаси анатолий малявкинниң “9 ‏- вә 12-әсирләрдики уйғур дөләтлири” намлиқ китабида башлиған муназириниң ятқанлиқини, мәзкур китабтиму униң муәллипи пикирлиридә қариму-қаршилиқниң барлиқини, өтмүштә уйғурларниң вә уларниң әҗдадлириниң шәрқий түркистан территорийисидә хитайға беқинди болмиған дөләтлириниң мәвҗут болғанлиқини, сақлиниватқан уйғур, хитай вә башқа тиллардики қол язмиларниңму испатлайдиғанлиқини, буни к. Сиройежкинниң иқрар қилип туруп, йәнила униң бу дөләтләрни уйғурларниң дәп ейтишни халимайдиғанлиқини көрситип йәнә мундақ дәп язиду:
-Мәлум болушичә, уларниң пәқәт аһалисила уйғур болуп, әмди дөләтчиликниң кимгә тәәллуқлуқи намәлум икәнмиш. Шуниң өзидә мәзкур дөләтләрни бәрпа қилған уйғурларниң бүгүнки уйғурларға мунасивити, к. Сиройежкинниң пикричә, “тамамән йирақмиш”. Бу йәрдә шуни қәйт қилиш лазимки, заманиви уйғурлар билән қәдимий уйғурлар мунасивитиниң йирақ икәнликини тәстиқләш нәқәдәр илмий асасқа игә болмиса, шу қәдәр идеологийилик вә сиясий мәқсәткә йеқиндур.

А. Камалоф заманиви йәрлик түркий хәлқләрдин қазақлар, өзбекләр, қирғизлар вә түркмәнләрниң һазирқи дөләтлириниң земинида шәкилләнгәнликини һәм шуниңға мувапиқ шу земинда қәдимдин мәвҗут болған барлиқ дөләт тәшкилатлириниң мирасхорлири болуп һесаблинидиғанлиқини, шуниңға охшаш уйғурларниңму һазирқи уйғур аптоном райониға тәәллуқ барлиқ тарихларниң, бу йәрләрдә буниңдин илгири бәрпа етилгән барлиқ дөләтләрниң мирасхорлири икәнликини тәкитлигән. Тәтқиқатчи шундақла к. Сиройежкинниң 2009-йилқи үрүмчи вәқәси, уйғурларниң азадлиқ вә мустәқиллиқ үчүн йүргүзүватқан күриши, бүгүнки әһвали, турмуш-тирикчилики һәққидики пикир-мулаһизилиридә, дөләтмәнлик мустәмликичилик туйғусидики көз қарашниң шәкилләнгәнликини, у һәр җәһәттин қоллаватқан, махтаватқан хитайниң, уйғур елидә елип бериватқан сияситиниң, мәбләғ селишиниң, “илмий-техникилиқ тәрәққият чарилири” ниң уйғурларни ана тилида билим елиш һоқуқлиридин мәрһум қилиш бәдилигә әмәлгә ашурулуватқанлиқини көрсәткән һәмдә к. Сиройежкинниң көп җәһәттә мәнтиқсиз, асассиз, ғәрәзлик мулаһизиләргә берилип кәткәнликини оттуриға қойған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.