Уйғур диярида арқа-арқидин йүз бериватқан вәқәләрниң келип чиқиш сәвәблири
2012.03.15
Бу мақалини әгә университети түрк дуняси тәтқиқат институтиниң оқутқучиси профессор доктор алимҗан инайәт язған. Мақалидә йеқиндин буян қәшқәр, хотән, гума, қағилиқ вә корла қатарлиқ шәһәрләрдә арқа-арқидин йүз бәргән вәқәләр вә бу вәқәләрниң келип чиқиш сәвәблири тоғрисида пикир-анализ йүргүзүлгән.
Мақалидә хитай сақчилириниң, қоллирида қорал йоқ уйғурларни өлтүрүш қилмишлирини кинайә арқилиқ тәнқид қилип мундақ дейилгән: 2012-йили 2-айниң 28-күни қәшқәрдә тоқунуш йүз берип 21 киши өлтүрүлди. Һуҗумчиларниң қоллирида пичақ бар иди. Сақчиларниң қоллирида болса аптоматик қораллар бар иди. Җәмий 21 киши нәқ мәйданда җан бәрди. Һуҗумчиларни тирик тутуп, сотқа тартқили болатти, әмма ундақ қилинмиди, чүнки тутқун қилип, түрмигә сулап, су вә тамақ бериш, кейин нәччә ай сот мәһкимисиниң қарарини күтүш бир аваричилик иш иди. Қандақ болуштин қәтий нәзәр сот мәһкимисиниң уларни өлүмгә һөкүм қилидиғанлиқи ениқ иди.
2011-Йили 7-айниң 18-күни хотәндә бир гуруппа уйғур яшлар хитай сақчи идарисигә һуҗум қилди. Бу вәқәдә икки сақчи қатарлиқ 4 киши өлгән иди. Хитай сақчилири, қоллирида пичақ вә калтәктин башқа қорал болмиған 10 дин артуқ уйғур яшни нәқ мәйданда оқ билән етип өлтүрди. Чүнки уларни тутқун қилишни керәк әмәс дәп ойлиди. Чүнки улар хитайға нисбәтән террорчи һесаблиниду, улар мусулман болғанлиқи үчүн яшимаслиқ керәк дәп қарилиду.
Мақалиниң давамида йәнә мундақ дейилгән: “өткән һәптә хитай коммунист партийиси қурултай йиғини җәрянида, хитай әмәлдарлири, мухбирларниң, тибәт раһибларниң өзигә от қоюш һәрикәтлири тоғрисида сориған соаллириға җаваб берип, инсанниң дуняға бирла қетим келидиғанлиқини, шуниң үчүн һаятниң қиммитини билиш керәкликини, раһибларниң өзлиригә от қоюшниң динға нисбәтәнму гунаһ иш икәнликини өзиниң бу вәқәдин наһайити әпсусланғанлиқини ипадилигән. Демәк, хитай һакимийити, инсанниң дуняға бирла қетим келидиғанлиқини, инсан һаятиниң қиммәтлик икәнликини бәк яхши билиду. Өткән йили хитайниң охшимиған районлирида бу қетимқи вәқәләргә охшаш вәқәләр йүз бәрди. Кишиләр дөләтниң баҗ идариси, банкилириға қол бомбиси етип нурғун кишини өлтүрди. Вәқә садир қилғучилар тутқун қилинип сотқа тапшурулди. Хитай һакимийити уларни террорчи демиди. Чүнки улар мусулман әмәс иди.”
Профессор алимҗан инайәтниң пикир-қарашлири
Биз уйғур диярида йүз бериватқан вәқәләрниң келип чиқиш сәвәблири вә бу хил вәқәләрниң йүз бәрмәслики үчүн хитайниң қандақ бир сиясәт йүргүзүши керәклики тоғрисида профессор доктор алимҗан инайәт әпәндиниң пикир қарашлирини алдуқ.
Профессор алимҗан инайәт әпәнди уйғур диярида йүз бериватқан вәқәләрниң келип чиқиш сәвәблири тоғрисидики пикир-қарашлирини ипадиләп мундақ деди:
“2009-йили 5-июл үрүмчи вәқәләрдин кейин уйғурлар хитай һакимийитидин у районда йүргүзүватқан адаләтсизлик, наһәқчилик вә миллий сияситини өзгәртишини күтүватқан пәйттә, хитай даирилирини, һакимийәт муқимлиқни сақлаш нам астида тил вә динға охшаш сәзгүр мәсилиләрдә чәклимә қоюш, қаттиқ көзитиш, назарәт қилишни техиму күчәйтти. Қәшқәрни заманивилаштурушни баһанә қилип тарихи өйләрни чеқивәтти. Хәлқни зулумға учратти. Шәрқий түркистанға орунлаштурған хитай көчмәнләр уйғурларниң иш вә хизмәтлирини тартивалди. Уларни моһтаҗ һаләткә чүшүрүп қойди. Дәрд-әләмлирини шикайәт қилидиған пүткүл демократийә әркинлик йоллириниң тосалғуға учриғанлиқи сәвәбидин сәбири тешип иҗтимаий вә психологийиниң тәсири билән бу хил вәқәләр йүз бәрмәктә.”
Профессор алимҗан инайәт әпәнди мәсилиләрниң һәл болуши үчүн хитайниң немә қилиши керәклики тоғрисида тохтилип мундақ деди: “дәсләптә хитай шуни билиш керәкки, бүгүн учур-алақә дәвридур, дуняда йүз бәргән вәқәләр шу һаман һәр йәргә тарқайду. Уйғурларни илгирикигә охшаш тәшвиқатлар билән ухлитиш, алдаш мумкин әмәс, етник милләтчиликниң, миллий салаһийәт вә миллий мәдәнийәт аң-чүшәнчиниң йүксәлгән бүгүнки күндә бир милләтни ассимилятсийә қилиш мумкин әмәс. Әркинлик, демократийә, инсан һәқлиригә охшаш дуняви қиммәтләр пүткүл дуняни қаплап кәткән пәйттә бир милләтни чәткә қеқиш билән мәсилә һәл болмайду. Инсан туғулғандин башлап әркиндур. Туғулғандин башлап охшаш вә тәңдур. Пүткүл инсанлар көйүнүшкә, һөрмәтлинишкә еһтияҗлиқ. Инсан роһиниң назуклуқи, инсан туйғуси сәзгүрләшкән бүгүнки күндә, һәр қандақ бир инсанниң яки бир милләтниң башқа бир инсан яки башқа бир милләт тәрипидин кәмситилиши, һақарәт қилиниши вә кәмситилиши, қаттиқ қол вәқәләрниң келип чиқишиға сәвәб болидиған түп амилдур. Шу сәвәбтин, хитай һакимийити, тунҗи болуп уйғурларға қарита ассимилятсийә пиланидин ваз кечиши керәк. Бу һәқтә ениқ бир қәдәм бесиши керәк. Буниңға йәрлик хәлқини ишәндүрүши керәк. Уйғурларға вәдә қилинған өз тәқдирини өзи бәлгиләш һоқуқи, өзини өзи идарә қилиш һоқуқлирини шәртсиз бериши керәк. Бир милләтни мәҗбури һөкүмранлиқ астиға елиш, мәҗбури башқуруш һеч бир заман хушаллиқ кәлтүрмәйду. Хәлқ ирадисигә, өз ихтиярлиқ асасиға таянған иҗтимаий түзүм шәрт. Шуниму билиш керәкки, ассимилятсийә қилиш пиланини әмәлгә ашурушни давам қилидикән шәрқи түркистанда һеч бир мәсилә һәл болмайду. Чүнки бу пилан нурғун хата ишларни қилишқа сәвәб болиду. Мисал қилидиған болсақ, пиланлиқ туғут нам астида йүргүзүлүватқан сиясәт әслидә аз санлиқ һесабланған мусулман уйғур хәлқи үчүн йүргүзүлмәслики керәк иди. Шәрқий түркистанға нәччә милйон хитай көчмәнләрни кәлтүрүп уларни ишқа орунлаштурулиду, йүз миңлиған уйғур яшлирини болупму қизларни әмгәк күчи нам астида хитайниң ичкири өлкилиригә көчүрүп завут-фабрикиларға орунлаштуруши керәк әмәс иди.”