вен җябав сиясий ислаһат елип баридиған әрбапму?

хитай баш министири вен җябав хитайда иқтисадий алаһидә район қурулғанлиқиниң 30 йиллиқи мунасивити билән шенҗенда қилған сөзидә, сиясий ислаһатни илгири сүрүшни оттуриға қойди. вен җябавниң бу сөзи хоңкоң, сингапор, тәйвәнләрдә җиддий муназирә қозғиди.

ﺳﯜﺭﻩﺕ، ﺧﯩﺘﺎﻱ ﺑﺎﺵ ﻣﯩﻨﯩﺴﺘﯩﺮﻯ ﯞﯦﻦ ﺟﻴﺎﺑﺎﯞ 5 ‏ - ﺋﺎﻳﻨﯩﯔ 28‏ - ﻛﯜﻧﯩﺪﯨﻦ 30‏ - ﻛﯜﻧﯩﮕﯩﭽﻪ ﺟﻪﻧﯘﺑﯩﻲ ﻛﻮﺭﯨﻴﯩﻨﻰ ﺯﯨﻴﺎﺭﻩﺕ ﻗﯩﻠﻐﯩﻨﯩﺪﺍ ﻣﻪﻟﯘﻡ ﻳﯩﻐﯩﻨﺪﺍ ﺳﯚﺯ ﻗﯩﻠﯩﯟﺍﺗﻘﺎﻥ ﻛﯚﺭﯛﻧﯜﺷﻰ.
ﺳﯜﺭﻩﺕ, ﺧﯩﺘﺎﻱ ﺑﺎﺵ ﻣﯩﻨﯩﺴﺘﯩﺮﻯ ﯞﯦﻦ ﺟﻴﺎﺑﺎﯞ 5 ‏ - ﺋﺎﻳﻨﯩﯔ 28‏ - ﻛﯜﻧﯩﺪﯨﻦ 30‏ - ﻛﯜﻧﯩﮕﯩﭽﻪ ﺟﻪﻧﯘﺑﯩﻲ ﻛﻮﺭﯨﻴﯩﻨﻰ ﺯﯨﻴﺎﺭﻩﺕ ﻗﯩﻠﻐﯩﻨﯩﺪﺍ ﻣﻪﻟﯘﻡ ﻳﯩﻐﯩﻨﺪﺍ ﺳﯚﺯ ﻗﯩﻠﯩﯟﺍﺗﻘﺎﻥ ﻛﯚﺭﯛﻧﯜﺷﻰ. (AFP Photo)

0:00 / 0:00

вен җябав 21‏ - авғуст күни, шенҗен, җухәй, сәнту, шамендин ибарәт төт иқтисадий алаһидә район қурулғанлиқиниң 30 йиллиқи мунасивити билән шенҗенни көзәткили барғанда, сиясий ислаһат елип беришни оттуриға қойди, у сөзидә 'әгәр һазир сиясий ислаһат капаләтлик қилинмиса, иқтисадий ислаһатниң нәтиҗилири қолдин кетиду' дәп тәкитлигән иди. вен җябавниң бу сөзи хоңкоң, сингапор, тәйвәнләрдә җиддий муназирә қозғиди.

хоңкоң, сингапор, тәйвәнләрдә давамлишиватқан муназириләрдә, алдинқи бир нәччә күн ичидә, вен җябав иқтисадий алаһидә районларни сиясий районларға өзгәртмәкчиму дегән темида муназирә қозғалған иди. һазир вен җябавниң сиясий ислаһат дегини зади қандақ ислаһат? у сиясий ислаһат елип баридиған кишиму? дегән темиларға мәркәзлишип қалди.

дең шавпиң башлиған иқтисадий ислаһат һазир хитайда сиясий тәштәккә айлинип қалди

сингапорда чиқидиған 'еқим' гезитиниң баян қилишичә, сингапор университети шәрқий асия институтиниң тәтқиқатчиси тән чиңсәнниң қаришичә, хитайда дең шавпиң башлиған иқтисадий ислаһат һазир сиясий тәштәккә айлинип қалди. әмди иқтисадий алаһидә районлар үчүн бир йол ечилмиса болмайдиған һаләт шәкилләнди. йолниң тоғриси сиясий ислаһат елип бериш, әмма вен җябавниң сиясий ислаһат дегини рас сиясий ислаһатму, һазирқи мәсилә мушу нуқтида.

иқтисадий ислаһатлардин бәһриман болған кишиләр һазирқи ишчилар һәрикитидә мәнпәәтлиридин айрилип қелишқа йүзләнди

хитай мәркизи партийә мәктипиниң партийә қурулуши бөлүминиң башлиқи ваң чаңҗаңниң 'малийә гезити' ниң зияритини қобул қилғанда баян қилишичә, хитайда әмди әрзан әмгәк күчлириниң қозғилиңини тосқили болмайду. буниңдин бурунқи иқтисадий ислаһатлардин бәһриман болған кишиләрму һазир питирап кәтти. чүнки улар һазир, әрзан әмгәк күчлиридин пайдилинип қолға кәлтүргән мәнпәәтлиридин айрилип қелишқа йүзләнди. һазир дөләт рәһбәрлири уларниң мәнпәәтлирини сиясий тәдбир арқилиқ қоғдиши керәк. әгәр һазир дөләт рәһбәрлири пурсәтни қолдин кәткүзүп қойса, өзлириму тарихий җинайәтчи болуп қалиду.

вен җябав дегән гепи билән қилған иши охшимайдиған әрбаб

хоңкоңда чиқидиған 'ечиветиш журнили' ниң баш муһәррири сәй юңмейниң баян қилишичә, вен җябав дегән гепи билән қилған иши охшимайдиған әрбаб. һазир хитайда сиясий ислаһат елип баридиған муһит яки йүзлиништин әсәр йоқ, һазир җәмийәттә болуватқан давалғушлар вә сияси көз қариши һөкүмәт билән охшимайдиған кишиләр барғансери пидакарлишиватқан әһвал астида, хитай һөкүмити җиддийлишип қалди. шуниң үчүн, хитай һөкүмити һазир охшимиған пикирләрни барғансери қаттиқ контрол қилишқа башлиди.

техиму ениқ қилип ейтқанда, сиясий ислаһат елип бериш коммунист партийиниң еһтияҗи әмәс. коммунистик партийиниң еһтияҗи һазирқи һаләтни (қолға кәлтүргән мәнпәәтлирини) муқим қилиш. бундақ әһвалда, вен җябавниң сиясий ислаһат елип беришни оттуриға қойғанлиқи пәқәт кишиләрниң райини утувелиш үчүнла дәп қойған қуруқ гәп.

вен җябавму дең, җаң, хулар билән бир кемидики әрбаб

тәйвәндә чиқидиған 'аватлиқ' гезитиниң обзорида баян қилинишичә, дең шавпиң, җаң земин, хуҗинтавларниң ортақ пикир бирлики 'хитай чәтәлләрниң сияси модели буйичә иш көрмәслик' дегәндин ибарәт. вен җябавму улар билән бир кемидики әрбаб. униң шенҗенда қилған сөзидә 'пәқәт сиясий ислаһат елип барғандила, андин хитайчә сотсиялизмниң иқтисадий ислаһатта қолға кәлтүргән нәтиҗилирини қоғдиғили болиду' дегәнлики, дәл униң 'сиясий ислаһат елип бериш' дегининиң һәқиқий мәқсити, йәни әмди иқтисадий алаһидә районларни сиясий районларға айландуруш арқилиқ, коммунист партийә гуруһиниң еришкән мәнпәәтлирини қоғдап қелишни ойлаватқанлиқи.

юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.