“шинҗаң омумий тарихи” қандақ арқа көрүнүштә оттуриға чиқти? (2)
2012.10.23
Шундин башлап, уйғур тарихчилири вә билим адәмлириниң уйғур тарихиға даир әсәрлири қаттиқ сиясий сензор астиға елинди. Сап тарихий китаб вә мақалиләрни йезиш имканийити күндин-күнгә тарийип кәткәчкә, уйғур билим адәмлири тарихий романчилиқ йоли арқилиқ уйғур оқурмәнлириниң өз тарихини билишкә болған иштияқини қандуруш йолини тутти. Өткүр әпәндиниң “ойғанған земин”, мәмтимин һошурниң “қум басқан шәһәр”, зордун сабирниң “ана юрт” қатарлиқ бир йүрүш тарихий романлири қаттиқ сензор астида йоруқлуққа чиқти. Абдувәли елиниң апақ хоҗа вә яқупбәг дәвригә беғишланған бир йүрүш тарихий романлири нәшрдин чиқип узақ өтмәйла чәкләнгән әсәрләр сүпитидә йиғивелинди. Арқидинла уйғур аптоном районлуқ партком вә һөкүмәт бир топ “ялланма тарихчилар” ни тәшкилләп, “шинҗаңниң йәрлик тарихи” ни түзүп чиқти һәмдә уни уйғур районидики барлиқ алий мәктәпләрдә мәҗбурий өтүлидиған дәрслик қилип бекитти.
2000-Йилларниң башлириға кәлгәндә хитай һөкүмәт даирилириниң уйғурлар вә уйғур ели тарихиға болған сәзгүрлүки һәссиләп ашти. Ваң лечүәнниң биваситә көрсәтмиси билән хитай тарихчилириниң сиясий мәқсәтни чиқиш қилған уйғур ели тарихиға мунасивәтлик китаблири арқа-арқидин базарға селинишқа башлиди. Ма даҗең, ли шең, ваң җиләй, пән җипиң қатарлиқ хитай тарихчилири һөкүмәтниң юқири тәминатидин бәһримән болған һалда “йеңи тарих” ясашқа киришти. Буларниң ичидә ваң лечүән биваситә кириш сөз йезип тәстиқлиған ма даҗеңниң қәлимидики “дөләт мәнпәити һәммидин әла” намлиқ китаб һәммә җайда дағдуға қилинди.
2004-Йили америкида фридрик старниң баш муһәррирликидә “шинҗаң: хитайниң мусулманлар чеграси” намлиқ китаб нәшр қилинғандин кейин хитай даирилириниң уйғур ели тарихиға болған сәзгүрлүки техиму юқири пәллигә көтүрүлиду.
2005-Йилиниң бешидин тартип, хитай даирилири бир топ һөкүмәт тарихчилирини топлап, көп томлуқ “шинҗаң омумий тарихи” түзүш қурулушини башлайду һәмдә буни америкида нәшр қилинған “шинҗаң: хитайниң мусулманлар чеграси” намлиқ китабқа берилгән җаваб дәп һесаблайду. Шуниң билән бир вақитта хитай даирилири йәнә дипломатийә оюни ойнап, америкида нәшр қилинған уйғур ели тарихиға мунасивәтлик бу китабниң қәләм тәврәткүчилирини “қара тизимлик” кә киргүзиду.
Китабни йезишқа қатнашқан җеймис милвард, дру гладний, руделсун, гарденер бовиңдон, нәбиҗан турсун қатарлиқ 13 нәпәр тәтқиқатчи америкидики хитай әлчиханисиниң “қара тизимлики” гә тизилип, уларниң уйғур елигә берип материял йиғиши яки илмий тәкшүрүшләрдә болуши чәклиниду. Америкида чиқидиған “вашингтон почтиси”, “блумберг”, “ню-йорк вақит гезити” қатарлиқ даңлиқ гезитләрниң 2011-йиллиқ авғуст ейидики санлирида “шинҗаң 13” дегән нам билән аталған америкилиқ уйғуршунасларниң хитайға бериш үчүн сунған виза илтимасиниң вашингтондики хитай әлчиханиси тәрипидин һечқандақ чүшәндүрүш берилмәйла рәт қилинғанлиқи һәққидә мақалиләр бесилиду. юқириқи гезитләрдә берилгән учурларға қариғанда, хитай әлчиханиси һәтта виза тәләп қилған бир қисим америкилиқ тәтқиқатчилардин “өзини тәкшүрүш” яки “баянат елан қилиш” шәртлирини қойғанлиқи мәлум. Биз хитай даирилири тәрипидин буйрутуп яздурулған юқириқи китаблар һәққидә пикир елиш үчүн илгири үрүмчидики алий мәктәпләрдә “шинҗаңниң йәрлик тарихи” дәрсини өткән, һазир шветсийидә яшаватқан абдушүкүр муһәммәт әпәндини зиярәт қилдуқ.