“хитай афғанистандики тәсир даирисини кеңәйтишкә тиришиши мумкин”

Бәзи көзәткүчиләр, хитай америка қисимлири чекинип чиққандин кейин барлиққа келидиған һакимийәт бошлуқидин, шәрқий түркистан күчлириниң пайдилинип кетишидин әнсирәйдиғанлиқини билдүрмәктә.
Мухбиримиз әркин
2011.05.12
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Yang-Jiechi-305.jpg Хитайниң ташқи ишлар министири яң җиечи
http://en.wikipedia.org

Афғанистан ташқи ишқи ишлар министири залмай рәсул 10-майдин башлап хитайни 4 күнлүк зиярәт қилип, хитай ташқи ишлар министири яң җйечи, муавин баш министири ли кечяң қатарлиқ шәхсләр билән икки дөләт мунасивитини илгириләп чоңқурлаштурушқа даир мәсилиләрдә пикир алмаштурған. Афғанистан билән хитай 90 километир кәңликтики тар каридор арқилиқ чегралансиму, лекин афғанистан хитай үчүн бихәтәрлик нуқтисидин интайин муһим орунға игә. Бәзи анализчилар “9-сентәбир вәқәси” бурун шәрқий түркистан ислам ғазатчилириниң афғанистанда база қуруп, қораллиқ қаршилиқ көрситишкә атланғанлиқини вә шундақла бир қисим түркистан ғазатчилириниң сани аз болсиму, лекин һазирға қәдәр афған-пакистан чегрисида паалийәт елип бериватқанлиқини әскәртиду. Уларниң илгири сүрүшичә, хитай америка һөкүмитиниң бу йил 7-айдин етибарән афғанистандики қисимлирини чекиндүрүшкә башлиғандин кейин, афғанистанда шәрқий түркистан ғазатчилириға паалийәт бошлуқи яритип беридиған бир вәзийәтниң оттуриға чиқишидин әнсирәйдикән. Бу қараштики анализчилар, афғанистан ташқи ишлар министири залмай рәсулниң хитайни зиярәт қилип, ли кечяң қатарлиқ әмәлдарлар билән елип барған мунасивәтни күчәйтишкә даир сөһбәтлирини буниңдин айрип қариғили болмайдиғанлиқини билдүриду.

Яң җйечи билән залмай рәсулниң конкрет қандақ мәсилиләрни сөзләшкәнлики ахбарат васитилиридә елан қилинмиди. Лекин хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси җяң йүй түнүгүн елан қилған залмай рәсулниң зияритигә мунасивәтлик баянатида әскәртип, хитай афғанистан һөкүмитиниң муқимлиқни ишқа ашуруш, кәмбәғәлликкә хатимә бериш тиришчанлиқини қоллайдиғанлиқини билдүргән. Лекин җяң йүйниң баянатидики көзәткүчиләрниң диққитини қозғиған ибарә болса, униң афғанистанға “җуңгониң негизлик мәнпәәтигә мунасивәтлик зор мәсилиләрдә ярдәмдә болғанлиқи” үчүн рәһмәт ейтидиғанлиқидур. Җяң йүй, хитайниң негизлик мәнпәәтигә мунасивәтлик бу зор мәсилиләрниң қандақ мәсилиләр икәнликини чүшәндүрмигән.

Америка мейами университети хәлқара мунасивәтләр тәтқиқат орниниң мутәхәссиси, доктор җуен җурейерниң қаришичә, бу йәрдики хитай тилға алған униң негизлик мәнпәити “террорчилар” ниң афғанистан арқилиқ хитай чеграсиға киришини тосуштур. У “мениң пәризимчә, униң бу йәрдики негизлик мәнпәити террорчиларниң афғанистан арқилиқ хитайға кириш еһтималидин сақлиниш. Мениң билишимчә, хитай һөкүмити осама бин ладенниң өлүмидин шикайәтчи болған иди. Улар осама бин ладенниң өлүмидин кейин, бәзи “уйғур террорчилири”ниң хитайға қайтип киришидин әнсирәйдиғанлиқини билдүргән” дәп көрсәтти.

Залмай рәсулниң хитайни зиярәт қилған вақти дәл хитай билән русийә рәһбәрликидики шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң қәшқәрдә террорлуққа қарши туруш маневир елип барған вақтиға тоғра кәлгән иди. Афғанистан шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң көзәткүчи әзаси болсиму, лекин залмай рәсулниң зиярити билән қәшқәрдики маневирниң охшаш бир мәзгилгә тоғра келип қелиши тамамән бир тасадипийлиқниң мәһсули болуш еһтималлиқи зор. Обама һөкүмити бу йил7-айдин етибарән афғанистандики 100 миң кишилик қошунини чекиндүрүшкә башлап, 2014-йили тамамән чекиндүрүп болушни арзу қилсиму, лекин бу пиланниң вақтида орунделиш-орундалмаслиқи йәнила афғанистан бихәтәрлик вәзийитигә мунасивәтлик.

Америка меами университетидики доктор җуен җурейер, хитайниң афғанистанға болған қизиқиши ноқул бихәтәрлик мәсилиси билән чәкләнмәйдиғанлиқини, хитай карханилириниң афғанистанға кирип, сода қилишқа қизиқидиғанлиқини билдүрди. Хитай карханилириниң афғанистан йәр асти байлиқи, болупму мис канлириға кәң көләмлик мәбләғ селиш пилани бар иди. Җуңго металлургийә гуруһиниң афғанистан пайтәхти кабулниң 40 километир сиртидики мис әйнәк каниға салған 5.3 Милярд доллар мәблиғи униң бу җәһәттики пиланиниң бир қисми. Лекин мис әйнәк кениниң орни афғанистанниң буниңдин 2600 йил аввалқи дәвргә аит будда мәдәнийәт харабиликигә тоғра келәтти. Бу мәсилә археологлар билән хитай металлургийә гуруһи арисида ихтилап пәйда қилған.

Археологлар хитай ширкитиниң кан районидики будда харабиликини партлитишиға қарши чиққан. Меами университетидики доктор җуен җурейер ханим, америка қисимлири афғанистандин чекинишкә башлиса, хитайниң афғанистанда актип паалийәткә өтидиғанлиқини илгири сүрди. У мундақ дәйду:“мән хитай һөкүмитиниң афғанистан тоғрисида нурғун нәрсиләрни оттуриға қоюп, уни өзиниң арқа ишики һесаблайдиған ипадиләрдә болғанлиқини билимән. Йәни у афғанистанни өзиниң арқа ишики һесаблайду. Шуңа буниңда у бихәтәрликниң қанчилик муһим икәнликини ипадилигән. Бирақ мениңчә йәнә, хитай ширкәтлири афғанистанға берип, униң қайта қурулушиға ярдәм қилишқа наһайити қизиқиду. Шуңа мән америкиниң афғанистандики һәрбий қисимлирини қисқартиши билән биргә, хитайниң афғанистанда актип паалийәткә өтидиғанлиқини пәрәз қилалаймән.”

Хитай 2001-йили “11-сентәбир вәқәси” дин кейин, өзиниң аталмиш “шәрқий түркистан террорчилири” ниң бузғунчилиқиға учриған дөләт икәнликини елан қилип, америкиниң йәршари террорлуққа қарши туруш һәрикитини қоллиған вә униң билән һәмкарлишидиғанлиқини елан қилған. Лекин узунға бармай хитайниң террорлуққа қарши турушни баһанә қилип, шәрқий түркистан өктичи күчлирини бастуруватқанлиқи тәнқидләнгән. Хәлқара тәшкилатлар вә америка дөләт ишлар министирлиқиниң доклатлирида хитайниң хәлқара террорлуққа қарши туруш һәрикитини уйғурларни бастуруштики баһанигә айландурувалғанлиқи илгири сүрүлгән. Залмай рәсулниң зиярити дәл хитайниң уйғур елидә “шәрқий түркистан террорчилири” гә қарши туруш тәшвиқати йәнә баш көтүргән мәзгилгә тоғра кәлгән иди. Хитай һөкүмити “5-июл вәқәси” дин кейин, болупму җаң чүншйән аптоном район парткоминиң секретарлиқиға йөткәп келингәндин кейин, террорлуққа зәрбә бериш тәшвиқати бир мәзгиллик пәсийип, йеқиндин бери йәнә күчийишкә башлиған иди.

Америка миами университетидики доктор җуен җурейер хитайниң қәшқәрдики маневир вә районда террорлуққа қарши тәшвиқатни күчәйткәнлики һәққидә тохтилип, “улар уйғурларни бастуридиған йәнә баһанә издәватқан болуши мумкин. Мениңчә, террорлуқ сөзләшкә наһайити асан бир нәрсә. Чүнки һечким оттуриға чиқип, яқ, биз террорчилиқни қоғдаймиз, демәйду- дә ! шуңа бу өз-ара һәмкарлиқни вуҗудқа чиқиришниң яхши козури. Шаңхәй һәмкарлиқ гуруһиниң ичидә бу хил һәмкарлиқ роһи аҗиз. Чүнки һәр бир дөләтниң башқилардин пәрқлинидиған өз алдиға мәнпәити болиду” дәп көрсәтти.

Хитай ташқи ишлар министири яң җйечи алдинқи күни залмай рәсул билән сөзлишип, униңға бир қатар вәдиләрни бәргән. Афғанистанниң мустәқиллиқи, игилик һоқуқи, земин пүтүнлүки вә шундақла униң тинчлиқ, муқимлиқ һәм тәрәққият тиришчанлиқини қоллайдиғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.