Хитайниң һәрбий вә санаәт җәһәттики афғанистан сиясити
2011.05.19

Бу мақалини мәркизи әнқәрәгә җайлашқан, “хәлқара истратегийә тәтқиқат идариси” ниң бихәтәрлик тәтқиқатчиси арзу турғут ханим язған.
Мақалә мундақ башланған:
Руслар вә инглизлар 19-әсирдә оттура асияда “чоң оюн” дәп аталған күч вә мәнпәәт уруши үчүн-рудярд исимлик мутәхәссис “бу оюн һәр ким өлгәндин кейин түгәйду, өлүштин илгири һеч түгимәйду” дегән. Оттура асиядики бу чоң оюнда рол алидиған артисларниң сани һеч азлимайватқанлиқи көрүлмәктә дәл әксичә барғансери сани көпәймәктә. Америка, русийә, һиндистан, пакистан вә иранға охшаш оттура асияда өз мәнпәәтлирини қоғдаватқан дөләтләр оттурисида хитай йеқиндин буян мәбләғ селиш арқилиқ вә афғанистан һөкүмити билән елип бериватқан дипломатик учришишлар билән башқа дөләтләрниң бир қәдәм алдиға чиқмақта.
2011-Йили 5-айниң 10-күнидин 14-күнигичә афғанистан ташқи ишлар министири залмай рәсулниң хитайниң ташқи ишлар министири яң җйечи вә хитай муавин баш министири ли кечаң билән районлуқ вә икки дөләт мунасивәтлири тоғрисида сөһбәтлишиш үчүн бейҗиңда учришиши көзәткүчиләрниң диққитини кабул-бейҗиң мунасивәтлиригә тартти. Бу учришишта хәлқаралиқ вә районлуқ мәсилиләрдә икки дөләт оттурисида һәмкарлиқни күчәйтиш, иқтисадий вә мәдәнийәт саһәләрдә ортақ хизмәт ишләш тоғрисида сөһбәтләшти. Бу учришишлар, алдимиздики июл ейида нато әскәрлириниң 2014-йилиғичә тәдриҗий һалда афғанистандин чекинишни пиланлиғанлиқи, афғанистанда карзай һөкүмитиниң райондики қошна дөләтләр билән мунасивәтлирини чоңқурлаштурушқа урунғанлиқниң бир қисмиға охшаш көрүлмәктә.
Мақалиниң давамида йәнә мундақ дейилгән:
Тағлиқ памир районида афғанистан билән тар бир чеграси тутушидиған хитай, афғанистанниң йеңидин қурулуш иншаатида рол алған дөләтләр билән ортақ мәқсәткә йетишни көзлимәй, өзиниң чәклик мәнпәәтлиригә йетишниң пейиға чүшүп пай-петәк болмақта. Хитай афғанистанда иқтисадни дәсмий қилип тәсир күчини ашурушқа урунмақта. 2007-Йили карзай афғанистанниң тәбиий байлиқлирини чәтәл ширкәтлиригә ачқандин буян хитай афғанистанда бу саһәдә көпләп мәбләғ салмақта. Карзайниң әң ахирқи қетим хитайни зиярәт қилғандиму иқтисадий һәмкарлиқ тоғрисида чиң туруши улар арисидики мунасивәтләрниң йәнә бир мәзгил бу җәһәттә давам қилидиғанлиқини көрсәтмәктә.
Хитайниң афғанистанға мәбләғ селиши
Мақалидә йәнә афғанистан йәр асти тәбиий байлиқлири тоғрисида тохтилип мундақ дейилгән: америкиниң баян қилишичә, афғанистанда 1 тирилйон доллар қиммитидә һазирғичә һеч ечилмиған йәр асти мәдән байлиқлири мәвҗут. Бу байлиқлар, төмүр, мис, кобалт, алтун қатарлиқлар һәмдә литий (елемент)маддисиға охшаш компютер вә биләкберй қол телефонлириниң батарейисини ишләштә қоллинидиған қиммәтлик маддилардин ибарәт.
Хитай ширкити 2007-йили карзай һөкүмити билән 30 йиллиқ бир тохтам түзүп, афғанистанға 3 милярд доллар мәбләғ салди. Бу афғанистан тарихида бүгүнгичә тунҗи қетим әң көп мәбләғ селинған ташқи сәрмайә һесаблиниду. Хитай мәдән байлиқлирини чиқириш ишлири биләнла шуғуллинип қалмастин бәлки деһқанчилиқ, електирик, су иншаати қатарлиқ көплигән иш-пиланлирида афғанистан билән һәмкарлишидиғанлиқини вәдә қилмақта. Шуниң билән биргә йеңидин хитайниң икки чоң телефон ширкити хуавей вә зитә ширкәтлири кабул вә афғанистанниң башқа шәһәрлиридә қол телефон техникиси вә интернет тарқитиш үчүн керәклик техника ишлирини орунлаштурди. Хитайлар охшаш вақитта йәнә афғанистанниң пәрван шәһиридә су иншаати қуруш пиланини әмәлгә ашуруш тоғрисида ишлимәктә. Хитай йәнә кабул вә қандаһарда дөләтлик дохтурханиларни йеңидин ясап чиқти. Униңдин башқа йәнә хитай афғанистандики енергийә мәнбәлиригә әң қулай қатнаш йоли ясаш үчүн афғанистан вә пакистан билән болған мунасивәтләргиму әһмийәт бериватқан болуп, кәлгүсидә бу саһәгиму мәбләғ селишниң сигналини бәрмәктә.
Әмма афғанистанға ташқи ярдәм бериштә хитай 2001-йилдин буян аран 200 милйон доллар ярдәм бәргән. Әмма һиндистан 1милярд 300 милйон доллар ярдәм берип хитайниң нәччә һәссә алдиға өтүп кәткән.
Хитайниң 2001-йили талибан һөкүмити ағдурулған дәвридә сүкүттә туруп йеқиндин буян бирақла мәйданға чиқип көпләп мәбләғ селиши, хитайниң көп миқдарда иқтисадни қолға кәлтүрүшкә әһмийәт бериш мәқситидә афғанистанға йеқинлашқанлиқниң бир испати. Йәнә бир тәрәптин хитай иқтисадий мәнпәәтни қолға кәлтүрмәстин, қарши тәрәпкә пайда йәткүзүшкә интилмәйдиғанлиқи илгири сүрүлди.
Хитай иқтисад бериштә бар, әскәр бериштә йоқ
Мақалидә йәнә мундақ илгири сүрүлгән:
Шималий атлантик окян әһди тәшкилати әскәрлирини афғанистандин чекиндүрүшни қарар қилғандин кейин, хитайниң афғанистанға мәбләғ селиш билән биргә районда бихәтәрликни қоғдашқа болған еһтияҗи барғансери ешип бармақта. Бу вәзийәттә әқилгә шу соал келиду, хитайниң алдимиздики мәзгилдә афғанистанға тинчлиқ вә бихәтәрликни сақлаш вә өз мәнпәәтлирини бихәтәр қилиш нами астида әскәр киргүзүш сиясити йүргүзүш еһтимали барму? мәбләғ селиш җәһәттә өзини бай көрсәткән хитай һәрбий бихәтәрлик саһәсидә рол елиш оттуриға қоюлғанда ғәрб күчлири билән бирликтә һәрикәт қилиш келишими түзүштин өзини қачуруп кәлмәктә. Әнглийә сабиқ баш министири гордон биравниң 2008-йили хәлқаралиқ ярдәм күчигә һәссә қошуш җәһәттә хитайға чақириқ қилиши хитай тәрәптин рәт қилинди. Афғанистанниң 400 километирлиқ вахан каридори билән уйғур аптоном районини афғанистанға бағлиған вағҗир өткилини нато вә ғәрб әллириниң иккинчи бир йол қилип ечиш тәләплиригә хитай әмәлдарлири тәрипидин һазирғичә очуқ бир җаваб берилмиди. Хитай һәр қетим нато вә ғәрб әллириниң тәләплиригә җаваб берип, афғанистанға пул әвәтидиғанлиқи, әмма әскәр әвәтмәйдиғанлиқини билдүрди.
Мақалиниң давамида йәнә мундақ илгири сүрүлгән:
Немә үчүн хитай афғанистанға бихәтәрликни қоғдаш үчүн әскәр әвәтишни халимайду? хитайниң бихәтәрликни қоғдаш үчүн әскәр әвәтмәсликниң сәвәблиридин бири, уйғур аптоном районида хитайдин айрим дөләт қурушни тәләп қилған уйғурлар вә шәрқий түркистан ислам һәрикитигә охшаш тәшкилатлардур.
Хитай, русийә, қазақистан, өзбекистан, қирғизистан вә таҗикистан әза болған вә пакистан, һиндистан һәм иран қатарлиқ дөләтләргә көзәткүчи дөләтлик салаһийити берилгән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати арқилиқ террорлуққа қарши уруш қилиш җәһәттә районлуқ мәнпәитини қолға кәлтүрүшни давам қилмақта. Хитай 2002-йилидин буян районлуқ аталмиш террорлуққа қарши туруш нами астида райондики дөләтләр оттурисида һәмкарлиқни күчәйтидиған паалийәтләрни давам қилмақта. Болупму қирғизистан вә таҗикистан чегралири оттурисида чоң һәҗимдә елип бериватқан һәрбий маневир арқилиқ һәм райондики ғәрб күчлиригә һәм башқа күчләргә тәһдит қилмақта. Афғанистан шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатида һазирғичә техи рол алғини йоқ әмма 2010-йили июн ейида карзай шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң ташкәнттә ечилған йиғинға тәклип қилинди бу тәклип афғанистанниң шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әзалиққа қобул қилиш яки қилмаслиқ тоғрисида бәс-муназирә пәйда қилған.
Мақалиниң ахирида мундақ дейилгән:
Афғанистан, тарихта йәнә бир қетим дуняви күчләргә сәһнә болуш һалити шәкиллиниватиду. Өзи үчүн хам мадда издәш вә афғанистанда чәклик бир саһәдә болсиму өзиниң тәсир күчини ашурушни көзләватқан хитай, сүкүт ичидә, әмма күчлүк бир қәдәм бесип кабулға йеқинлишип кәлмәктә. Хитайниң афғанистан сияситидә һәрикәтләндүргүч амилниң бүгүнки күндә тинчлиқ сақлаш әмәс, бәлки иқтисади пайдиға еришишни мәқсәт қилғанлиқи испатланди. Хитай америкиниң районда узун муддәт қелишиға қарши чиқмақта вә өзиниң әтрапиниң муһасиригә елинғанлиқидин әндишигә чүшмәктә. Буниңға иқтисадини козир қилип, дипломатийә васитиси арқилиқ қаршилиқ қилмақта. Мәбләғ селиш билән бихәтәрликкә болған еһтияҗ оттурисидики биваситә тәңпуңлуқни көз алдимизға кәлтүридиған болсақ, хитайниң кәлгүси бир қанчә йил ичидә райондики мәнпәитини қоғдашқа техиму кәң өлчәмдә әһмийәт беридиғанлиқи вә охшимиған саһәләрдә актип болидиғанлиқини көргили болиду.