Голландийидики уйғур яшлири уйғурларни хитайниң һийлисигә алданмаслиққа үндиди
Мухбиримиз пидаий
2010.09.24
2010.09.24
У, хитайларниң юмшақ васитилиридин мәқсәт, хәлқниң ғәзәп - нәпритидин қутулуп майиллиқини қолға кәлтүрүш үчүн қилиниватқан сахтилиқлири дәп изаһлап, радио аңлиғучилиримизға йүрәк сөзини аңлатти.
Өзиниң кимликини ашкарилашни халимайдиған голландийидики йәнә бир зиялий бу һәқтә пикир баян қилип мундақ дәйду: "хитайларниң сиясәтлиридә бирәр юмшашниң болғанлиқи һәққидики қарашларға бәк қошулалмаймән. Хитайлар һәрқачан бирәр қанлиқ бастуруштин кейин, җаллатлиқ әпти бәширисини пәрдазлаш, алдамчи тәшвиқатлирини бирәр мисал билән күчләндүрүш үчүнла вақитлиқ алдамчилиқ қилиду. Бу интайин чәклик даиридики бир оюн болуп, бу сиясәттики юмшаш дейилмәслики лазим. Бундақ тонуш хатаға елип бариду."
У йәнә, бүгүнкидә вәзийәттә уйғур ели ичи - сиртидики уйғурлар немиләргә бәкрәк диққәт қилиши керәклики һәққидә тохтилип, "хитай ледири мавзидоңниң бир сөзи бар: 'дүшмән қарши турғанлики нәрсини биз һимайә қилишимиз лазим. Дүшмән һимайә қилғанлики нәрсигә биз қарши турушимиз лазим.' Дүшмәнниң бизгә пайдилиқ болғанни рава көрмәйдиғанлиқидин ибарәт бу нуқтидин ейтқанда, хитайниң бизгә теңиватқан барлиқ тәшәббуслири зиянлиқ дәп қарилиши, хитайлар чәкләватқан барлиқ нәрсиләр миллий қәдирийәтләр дәп қарилип, қоғдилиши керәк. Мәсилән: дин вә тил шуларниң ичидики әң муһим икки қәдирийәт. Хитайлаштуруш урунушлириға ашкара қарши туруш, рәт қилиш мумкин әмәс дәпла мутләқләштүрүветип, өзимизни қоюп беришкә болмайду. Ашкара қарши турғили болмайдиған нәрсиләргә роһий қаршилиқ болуши керәк. Буни қилиш тамамән мумкин," деди.
Юқиридики аваз улинишидин, хитайларниң сиясәттики һийлә - микирлири һәққидә голландийидә яшаватқан уйғур яшларниң пикир қарашлири тоғрисидики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.