Ляв йиву: хитай империйиси парчилиниши лазим

Германийә мәтбуатлирида илгири сүрүлүшичә, германийә нәшрият тинчлиқ мукапатиға еришкән ляв йиву билән нобел әдәбият мукапатиға еришкән мо йенниң адимийликидиму, әсәрлиридиму зор пәрқ бар.
Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2012.10.15
Xitay-4-iyun-herkiti-305 4 ‏ - Ийун тйәнәнмен вәқәси уйушмисиниң логолиридин бири.
RFA

Германийә мәдәнийәт саһәсидики әң тәсирлик мукапаттин бири болған “нәшрият тинчлиқ мукапати” 14-өктәбир күни хитай шаири, язғучиси ляв йивуға берилди. Техи бундин төт күн илгирила нобел әдәбият мукапати хитай язғучиси мо йәнгә берилип, хәлқарада зор ғулғула қозғиған иди. Бу икки хитай қәләмкәшниң пәрқи нәдә?

14-Өктәбир күни франкфурт хәлқара китаб йәрмәнкиси ахирлишиштин илгири, франкфурттики павлс чиркавида 2012-йиллиқ германийә нәшрият тинчлиқ мукапатини тарқитиш мурасими өткүзүлүп, хитай қәләмкәш ляв йиву бу мукапатқа еришти. Мурасимға германийә президенти җоачим гаук, парламент башлиқи ламмерт қатарлиқ дөләт әрбаблири, сиясәт, иқтисад, җәмийәт вә мәдәнийәт саһәсидики нурғунлиған мәшһур шәхсләр қатнашти. Ляв йивуниң мукапат тапшуруп алғандин кейин сөзлигән нутқи, мурасим әһлини һаяҗанландурди.

Германийә нәшрият җәмийитиниң рәиси готфирид әпәнди сәһнидә ляв йивуға баһа берип “у қилчә қорқумсиз һалда бастурушқа учраватқан, азаб чекиватқан хәлқниң авазини аңлатти. У һеқиқи мәнидики хәлқ язғучиси” деди. Франкфуртниң шәһәр башлиқи петер фәлдман нутуқ сөзләп, ляв йивуға “сизниң әркин бир кишилик салаһийәттә бу муһим мукапатни өз қолиңиз билән тапшуруп алалиғанлиқиңиздин көп һаяҗанландим, мени иптихарландуридиғини, китаб шәһири болған франкфуртниң башлиқи салаһийәттә мундақ бир учурни елан қилалиғанлиқимдур: китаб базири өзиниң мәсулийитини чоңқур төниди.”

Ляв йиву 1958-йили 4-авғуст хитайда туғулған. язмилирида хитай һакимийитиниң җинайәтлирини паш қилғанлиқи үчүн 4 йиллиқ қамақ җазасиға мәһкум қилинған. Түрмидин чиққандин кейин йезиш һәққи чәкләнгән. 2011-Йили у хитайдин вйетнамға оғрилиқчә қечип чиқип, вйетнамда бир мәзгил риязәт чәккәндин кейин германийигә қачақ йоллар билән кәлгән. Һазир берлинда яшимақта. Униң әсәрлириниң мутләқ көп қисми 1989-йилидики тйәнәнмин қирғинчилиқини паш қилиш арқилиқ, хитай мустәбит һакимийитиниң җинайәтлирини ашкарилашни асасий мәзмун қилған. Униң “бир шеир вә йүз шеир үчүн”, “оқ вә әпйүн” қатарлиқ әсәрлири мәлум.

Германийә мәтбуатлиридики инкасларға қариғанда, нобел әдәбият мукапатиға еришкән мо йен билән нәшрият тинчлиқ мукапатиға еришкән ляв йивуни әхлақ җәһәттинму, дуняқараш җәһәттинму, бир әқәллий инсанлиқ җәһәттинму селиштурғили болмайду. Мо йен хитай компартийисиниң садиқ муриди, ляв йиву болса әшәддий дүшмини. Бири җан беқиш үчүн язиду, йәнә бир адаләт үчүн. Ляв йиву мо йенни “дөләтниң язғучиси”, “орда шаири” дәп атайду.

Д у қ иҗраийә комитети рәиси долқун әйса әпәнди бу икки шәхс еришкән мукапатқа нисбәтән өз қарашлирини билдүрүп өтти.

Германийә долқунлири радиосиниң 14-өктәбирдики нәқ мәйдандин алған хәвиридә баян қилинишичә, ляв йиву мукапат мурасимида қилған сөзини, тйәнәнмин қирғинчилиқида һаятидин айрилған 9 яшлиқ бир балиниң һекайиси билән башлап “мән бу йәрдә хитай империйисиниң өлүм хәвирини йәткүзмәкчи. У мутләқ парчилиниши керәк, чүнки у балиларни өлтүрди. Җуңгониң әнәниси мушундақ” дәйду. Бу нутуқ “хитай империйиси парчилиниши лазим” дегән баш темида, ляв йивуниң германийә президенти гаук билән чүшкән сүрити билән қошулуп ахбарат васитилиридә тарқитилди. У нутқида хитайниң узун тарихини варақлап, хитай һөкүмранлар тәбиқисиниң әлмисақтин йүргүзүп кәлгән қирғинчилиқ җинайәтлирини бирму-бир оттуриға қоюп, таки мав зедуң, диң шавпиң дәвригичә вә бүгүнки компартийиниң мустәбит һөкүмранлиқ сияситигичә сөкти.

Ляв йиву сөзидә, хитай тарихиниң пүтүнләй қанлиқ қирғинчилиққа толған тарих икәнликини, тарихта өткән падишаһларниң бөлүнүп кәткән хитай дөлитини бирликкә кәлтүрүш шоари астида милйонлап адәмни өлтүргәнлики, болупму оқумушлуқ кишиләрни, алимларни терк көмүп кәлгәнликини баян қилип мундақ дәйду, мав зедуң адәм өлтүрүштә чин шихуаң билән бәслишип, чин шихуаң аран 460 алимниң каллисини кесипту, биз болсақ қанчә онмиңлиған әксил инқилабчини бастурдуқ, бизниң йоқатқинимиз чин шихуаңдин қанчә һәссә көп" дегәнликини қәйт қилиду. У йәнә 1959-йилидин 1962-йилиғичә болған ачарчилиқ дәвридә хитайда 40 милйонға йеқин адәмниң өлгәнликини, 1966-йилидин 1976-йилиғичә давам қилған мәдәнийәт зор инқилабида әксилинқилабчи қалпиқи билән 4 милйонға йеқин адәмниң өлгәнликини, әмди бу адәм өлтүрүшни 1989-йилидики тйәнәнмин вәқәсигә охшаш вәқәләр билән бүгүнки коммунист рәһбәрләр давамлаштуруватқанлиқини тәкитләйду.

Ляв йиву ахирида “чоң қирғинчилиқ” намлиқ бир шеирни оқуп, бу мәшһур нутқини хитай империйисигә һалакәт тиләп мундақ ахирлаштуриду:

Бу кишилик тәбиәтни өлтүридиған қан рәңлик империйә, бу йәр шариниң апәт мәнбәси, бу чәксиз зорийиватқан әхләтхана парчилиниши лазим.
Балилар бәхтсизләрчә өлүп кәтмәслики үчүн, бу империйә парчилиниши лазим.
Анилар балилиридин айрилип бәхтсизликкә қалмаслиқи үчүн, бу империйә парчилиниши лазим.
Җуңгониң һәр йеридики хәлқ өз маканлиридин айрилип сәрсан болмаслиқи, дуняға йүк болмаслиқи үчүн, бу империйә парчилиниши лазим.
Әслини тепишқа, келәчәктә әҗдадлириниң қәбригаһлирини қоғдайдиғанға адәм қелиши үчүн бу империйә парчилиниши лазим.
Пүтүн инсанийәтниң тинчлиқи вә хатирҗәмлики үчүн, бу империйә парчилиниши лазим.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.