Хитай анализчилар: хитай иқтисади кризисқа дуч келиватиду

Хитайда мал баһасиниң өсүп кетиши, земин содисидики нәйрәңвазлиқ, өй-җайлири мәҗбури тартивелинған әрздарларниң көпийиши қатарлиқ иҗтимаий-иқтисади мәсилиләр хәлқара җамаәтчиликниң диққитини қозғимақта.
Ихтиярий мухбиримиз азад қасим
2011.10.26
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Йеқинда “бүйүк ера” тор бетидә саңшән әпәндиниң “хитай иқтисади кризисқа дуч келиватиду” мавзулуқ мақалиси елан қилинди.

“иқтисадниң тәрәққияти мәбләғ селиш, експорт, вә истемалдин ибарәт үч һәрикәтләндүргүч күчкә тайиниду. Хитай иқтисадиниң бир қанчә он йиллиқ тәрәққияти болса асасән експорт билән мәбләғ селишниңла мәһсули. Узундин буян хитайда хәлқниң сетивелиш күчи изчил һалда аҗиз орунда туруп кәлди. Бу һаләтни яхшилап хитайниң иқтисади кирим тәқсиматида зор көләмлик өзгириш пәйда қилиш үчүн, алди билән коммунистик түзүлмини өзгәртишкә тоғра келиду. Һалбуки, көз алдимиздики вәзийәттә түзүлмини өзгәртиш мумкинчилики болмиған бир иш.” дәп язиду аптор мақалисидә.

Әгәр хитайниң иқтисадини инчикилик билән тәһлил қилип көрсиңиз, иқтисадниң өсүшигә түрткә болуватқан муһим амилниң өй-земин содиси болуватқанлиқини байқайсиз. Чиңхуа университети дөләт әһвали тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси гвәнчиңюниң санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, өткән йили ялғуз өй-земин содисидин киргән һөкүмәт малийә кирими үч тирлйон йүән хәлқ пули болған. Униң һесаблишичә, хитайдики һәр дәриҗилик һөкүмәтләрниң һәр йиллиқ йәр сетиштинла киргән кирими 1989-йилдики 450 милйон йүәндин тәрәққий қилип, 2010-йили үч тирлйон йүәнгә йетип, 6732 һәссә өскән. Йиллиқ омуми малийә кирими болса, 1989-йилдики 184 милярд йүәндин 2010-йилдики 4 тирилйон63 милярд йүәнгә йитип, 21 һәссә көпәйгән. Кишини һәйран қалдуридиғини, бу 4 тирилйондин артуқ малийә кириминиң 3 тирилйони йәр сетиштин киргән кирим болуп, омуми киримниң 75% ни игилигән.

Он нәччә йилдин буян хитай иқтисадиниң тәрәққий қилишидики йәнә бир түрткилик амил експорт болуп һесаблиниду. Хитайниң йиллиқ експорт қиммити 10 тирилйон йүәндин артуқ болуп, хитайниң 2010-йиллиқ омуми ишләпчиқириш қиммити (GDP) Ниң төттин бирини игилигән. Әгәр буниңға импорт қиммити қошулса, у һалда импорт-експортниң хитай иқтисадида игилигән нисбити 50% дин ешип кетиду.

Аптор нөвәттики хәлқаралиқ иқтисади вәзийәтни тәһлил қилип мундақ дәйду:“америка иқтисадиниң касатлишиши, явропаниң қәрзи кризисиға петип қелиши, хитайдики пул пахаллиқи сәвәбидин әмгәк күчи вә хам әшя тәннәрхиниң өсүп кетиши шундақла хәлқ пули қиммитиниң өрлиши қатарлиқлар сәвәбидин хитайниң импорт-експорт содиси бурунқидәк әмәлий пайда йәткүзәлмәйдиған болуп қалған. Җеҗяң өлкиси венҗу шәһириниң һөкүмәт тәрәп мәлуматлириға қариғанда, бу өлкиниң бу йиллиқ експорт миқдари 30% төвәнлигән. 40% Тин артуқ карханилар зиян тартип, көплигән завутлар тақалған.”

Хитай иқтисадиниң начарлишиши, һөкүмәт кириминиң төвәнлиши тәбиий һалда мәбләғниң сиртқа еқишини кәлтүрүп чиқарған. Хитайдики парихор әмәлдарлар вә пулдарларниң чәтәлләргә қечиши узундин буян давамлишип кәлмәктә. Санлиқ мәлуматларға қариғанда, 70% пулдарлар (милйон доллардин артуқ дәсмайиси барлар) чәтәлләргә көчүп кетишниң тәйярлиқиға киришкән һәмдә көчүшкә башлиған. Шуниңға әгишип зор миқдардики мәбләғниң сиртқа еқиши келип чиққан.

Иқтисадниң өсүшигә түрткә болидиған амил шүбһисизки баҗни кемәйтиш вә мәбләғ селинмисини көпәйтиштин ибарәт. Һалбуки, хитай һөкүмитиниң баҗни кемәйтишидин үмид күткили болмайду. Мәбләғ селинмисини көпәйтишкә кәлсәк, 2008-йили иқтисадни җанландуруш үчүн селинған 4 тирилйон йүән мәбләғниң көп қисми дөләт игиликидики монопол карханилар билән мәнсәпдарларниң чөнтикигә чүшкән болуп, алдинқи икки йилда өй-земин баһаси билән пай чеки баһасиниң һәддидин зиядә өсүп кетиши, дәл хитайчә ғидиқлима иқтисадниң мәһсули. Әмәлийәттә мәбләғгә әң еһтияҗлиқ болған оттура-кичик карханилар болса қоллашқа еришәлмәй, өткән күнигә шүкри қилишқа мәҗбур болушқан. Хитайдики оттура-кичик карханиларниң қийинчилиққа петип қелишини һәргизму тасадипий әһвал дейишкә болмайду. Көплигән иқтисадшунаслар узундин буян бундақ муқәррәрликниң хитай иқтисадиға елип келидиған хәтири һәққидә агаһландурушлар берип кәлгән иди. Һалбуки хитайдики коммунистик түзүлмә өзиниң тәңшәш еластиклиқини бурунла йоқатқан болуп, һәр дәриҗилик әмәлдарлар вә уларниң әтрапидики уруқ-туғқанчилиқ мунасивәтлиридин шәкилләнгән чәмбирәкниң ғайәт зор күчи хитайниң мәркизи һакимийитиниму амалсиз һаләткә чүшүрүп қойған.

Аптор мақалисиниң ахирида хитай һакимийити нөвәттә дуч келиватқан иқтисади кризис һәққидә тохтилип мундақ хуласә чиқарған: “нютонниң һәрикәт қанунийити бойичә җисимниң һәҗми қанчә чоң болса, униң һәрикәт инертсийиси шунчә зор болиду. Хитайға охшаш ғайәт зор иқтисади гәвдидә йүз бериватқан кризисниң кәлтүридиған хәтирини пәрәз қилиш мумкин болсиму, бирақ бу кризис пәйда қилидиған ақивәтни тосуп қелиш һечкимниң қолидин кәлмәйду.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.